Хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң 9-нөвәтлик түрмидики язғучиларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш йиғини башланди
2011.03.25
Ечилиш мурасими брюссел шәһәрлик һөкүмәтниң йиғин залида кәч саәт 18:30 билән елип берилди. Ечилиш мурасимида брюссел шәһириниң шәһәр башлиқи нутуқ сөзләп, һәрқайси әлләрдин кәлгән қәләмкәшләрни бу қетимқи йиғин мунасивити билән қутлуқлиди. Мурасимға хәлқара қәләмкәшләр мәркизигә қарашлиқ, бәш қитәдин кәлгән 145 қәләмкәшләр тәшкилатиниң көплигән әзалири қатнашти. Уйғурларға вакалитән хәлқара қәләмкәшләр уйғур мәркизиниң рәиси қәйсәр өзһун башлиқ төт нәпәр киши иштирак қилди.
Ечилиш мурасими ахирлашқандин кейин, кәч саәт 20:00 билән шәһәр башлиқи қәләмкәшләр шәрипигә зияпәт бәрди. Зияпәт залиға топланған йүзлигән қәләмкәшләр вә қәләмкәшләр билән иш бирлики қурған кишилик һоқуқ тәшкилатлири тамақтин кейин белгийиниң йәрлик сәнәт номурлирини көрди вә дунядики мустәбит һакимийәтләр тәрипидин чәкләнгән нахшиларни аңлиди.
Бу қетимқи хәлқара қәләмкәшләр мәркизи түрмидики язғучиларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш йиғининиң саһибханилиқини белгийә язғучилар бирләшмиси, белгийә қәләмкәшләр мәркизи шундақла икорн, һалма, пассапорт қатарлиқ тәшкилатлар үстигә алған болуп, кәчлик мурасимда дуняниң һәрқайси җайлиридики мустәбит һакимийәтләр тәрипидин түрмиләргә ташланған вә һәрхил шәкилдә зиянкәшликкә учриған қәләмкәшләр әсләп өтүлди. Җүмлидин хитай түрмисидики лю шавбо вә уйғур язғучиси нурмуһәммәт ясин қатарлиқлар алаһидә тилға елинип, нурмуһәммәт ясинниң “ ява кәптәр” намлиқ әсиридин үзүндиләр оқуп өтүлди.
3-Айниң 25-күни саәт 9:30 да, белгийә шәһәр мәркизидики мәдәнийәт министирлиқи тәвәликидики бир залда 9-нөвәтлик түрмидики қәләмкәшләрниң һәқ-һоқуқини қоғдаш йиғини рәсмий башланди. Йиғинда қәләмкәшләр мәркизиниң, һәрқайси тәшкилатларниң мәсуллири вә һәрқайси әлләрдин кәлгән мәшһур язғучилар, кишилик һоқуқ тәшкилатиниң вәкиллири һәм явропа парламенти вәкиллири нутуқ сөзләп, хитай қатарлиқ мустәбит дөләтләрдә түрмидә йетиватқан қәләмкәшләргә әркинлик тилиди. Мустәбит һакимийәтләргә болған нәпрәтлирини билдүрди.
Башлиниш саәтлиридила һәмминиң нәзири хитай вә хитайдики қәләмкәшләр мәсилисигә мәркәзләшти. Йиғин күнтәртипигә бинаән сөзгә чиққан һәрқайси әлләрдин кәлгән язғучилар бирдәк һалда хитайниң мустәбитлики үстидә вә түрмидики һәқсизлиққа учриған язғучилар тоғрилиқ сөзлиди.
Хитай қәләмкәшләр мәркизиниң мәсули ляв ханимниң хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичилики тоғрисида бәргән доклати йиғин әһлиниң күчлүк диққитини тартти.
Саәт 11:30 да хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң мәхсус йиғини башланди. Йиғинда һәрқайси дөләтләрдики қәләмкәшләр мәркәзлириниң хизмәтлиридин доклатлар берип өтүлди.
Йиғинда һәрқайси әлләрниң сиясий вәзийәтлири, қәләм әһлилиригә чүшүватқан бесимлар, қолға елинған, йезиш һәқлири чәкләнгән язарлар мәсилилириму оттуриға қоюлди. Йиғин әһли вәзийәтләр тоғрисида мәлуматлар бәргән язғучилардин мунасивәтлик соалларни сорап, мәзкур дөләтләрниң әһваллирини ичкириләп чүшиниш пурсәтлиригә еришти.
Йиғинда йәнә, хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң 2010-йили ослода өткүзүлгән йиғинидин буянқи паалийәтлири тонуштуруп өтүлди.
2009-2010-Йиллири дуняниң һәрқайси җайлирида зиянкәшликкә учриған, қолға елинған қәләмкәшләрниң әһваллири чоң екранда көрситилди.
Хәлқара қәләмкәшләр мәркизи тәркибидики қәләмкәшләр тәшкилатлириниң паалийәтлири, болупму түрмидики вә зиянкәшликкә учриған қәләмкәшләрни қутулдуруш йолида көрсәткән тиришчанлиқлири тилға елинди.
Чүштин кейинлик йиғин саәт 14:30 да башланди. Наһайити қизиқарлиқ болғини, саәт 14:40 та явропа парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси һәиди һаутала ханим билән хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң президенти җоһн ралстон саул әпәнди оттурисида елип берилған муназирә болди. Улар сәһнигә чиқип, дуня қәләмкәшлири вә хәлқарадики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилиси тоғрилиқ йерим саәт муназирә елип барди. Җоһн әпәндиниң соаллириға һәиди ханим явропа парламенти кишилик һоқуқ комитети намидин җаваб бәрди.
Һәиди ханим хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң дуня тинчлиқи, кишилик һоқуқ вә әркинлик йолида көрситиватқан тиришчанлиқиға юқири баһа бәрди.
Униңдин кейин, һәрқайси әлләрдин кәлгән қәләмкәшләр өз дөлитидики кишилик әркинлик вәзийити тоғрисида вә өзлириниң қәләмкәшләр бирликиниң әһвали тоғрилиқ доклатлар бәрди.
Оттура шәрқ, африқа әллиридә болуватқан ясимән инқилаби тоғрисидиму муһакимә-мулаһизиләр өткүзүлди.