Хәлқара урал - алтай қәләмкәшлири йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти
Мухбиримиз арислан
2009.08.31
2009.08.31
RFA Photo / Arslan
Йиғинда асаслиқи, кишилик һоқуқ, қәләмкәшләрниң демократик һәқ - һоқуқлири, оттура асиядики оқуш, йезиқчилиқ әркинлики шундақла пикир әркинлики, йезиқчилиқ принсиплири вә қәләмкәшләрниң мәсулийити тоғрисида музакирә елип берилған һәмдә 2010 - йили нурмуһәммәд ясин йили қилип бекитилгән. Униң "ява кәптәр" намлиқ әсирини хәлқара қәләмкәшләр җәмийитигә әза 156 дөләттики милләтләрниң тиллириға тәрҗимә қилип тарқитиш вә хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиниң йетәкчиликидә нурмуһәммәд ясинни түрмидин азат қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситиш һәққидә қарар мақулланған.
Йиғинниң күн тәртипи бойичә, 8 - айниң 28 - күни истанбулниң тарихи орунлири шундақла чәтәллик зиярәтчиләрниң алаһидә қизиқип зиярәт қилидиған, султан әхмәт мәсчити, аясофия музейи, топкапи сарийи қатарлиқ тарихи орунлар зиярәт қилинди. Қәләмкәш зиярәтчиләргә түркийә қәләмкәшләр мәркизиниң башлиқи тариқ әпәнди йетәкчилик қилип, тарихий орун вә музейлар һәққидә қәләмкәшләргә мәлумат бәрди.
Биз йиғин давам қиливатқан күнләрдә йиғинға бивастә йетәкчилик қиливатқан вә йиғинға қатнишиватқан уйғурлар билән бу йиғин һәққидә сөһбәт елип берилди.
Йиғин ахирлашқанда, йиғинға көзәтчи сүпитидә қатнашқан америка демократийә фонди җәмийитиниң шәрқий асия ишлири дериктори лоийса ханим зияритимизни қобул қилди вә бу қетимқи йиғин һәққидики пикир көз - қарашлирини баян қилип мундақ деди: "мән бу бир һәптидин бери "хәлқаралиқ уйғур қәләмкәшләр кулуби" ниң биринчи қетимлиқ қурултийини көзитиш үчүн истанбулда туруватимән. Гәрчә, бу кулуб сан җәһәттин наһайити аз әзалардин тәркиб тапқан болсиму, әмма улар әзәлдин йүз - туранә учришиш имканийитигә еришәлмигән. "Қәләмкәшләр җәмийити" ниң түзүмлиригә асасән кәлгүси икки йил үчүн пилан түзүш, демократик бир шәкилдә рәһбәрлик қатлимини сайлап чиқиш үчүн кәспий әзалиқ учришиши әмәлгә ашурулди вә бүгүн бу хизмәтләр тамамланди. Мән бу, наһайити яш вә кичик тәшкилатни демократик түзүмләргә риайә қилғанлиқи вә өзини пүтүн уйғурлар үчүн сөз әркинликиниң авази сүпитидә қуруп чиққанлиқи үчүн тәбрикләймән. Охшаш вақитта йәнә бу йеңи, яш вә қурулғиниға 3 йилму болмиған, уйғур қәләмкәшләр җәмийити аллиқачан "урал - алтай тиллири һәмкарлиқ қурулуши" дәп аталған бир хәлқаралиқ йиғинға саһибханлиқ қилишқа башлиди һәмдә бишкәк қәләмкәшләр җәмийити, түркийә қәләмкәшләр җәмийити вә хәлқаралиқ қәләмкәшләр ишханиси билән йеқиндин һәмкарлиқ орнатмақта."
Йиғин иштиракчилиридин бир қанчә уйғур қәләмкәшләр йиғинниң ахирлашқанлиқи мунасивити билән зияритимизни қобул қилип бу қетимқи йиғинниң асасий мәзмуни, әһмийити, йиғинда мақулланған қарарлар һәққидә сөзләп бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.