Хитай сақчи вә шериклири сиясий панаһланғучи қәмирдин абдурахманни панаһланғучилиқ салаһийитидин ваз кечишкә давамлиқ түрдә қистимақта

Пакистанлиқ уйғур қәмирдин абдурахман бултур афғанистанға берип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин сиясий панаһлиқ тилигән вә илтимаси қобул қилинған иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.12.13
qemirdin-abduraxman-305.jpg Қәмирдин абдурахман. Вақти вә орни ениқ әмәс.
RFA

Шуниңдин етибарән хитайниң дөләт бихәтәрлик сақчилири вә уларниң пакистандики шериклири қәмирдингә арқа-арқидин телефон қилип, уни панаһланғучилиқ салаһийитидин ваз кечишкә үндимәктә. Униң ейтишичә, өткән һәптә йәнә хитайниң йәкәндики дөләт бихәтәрлик хадимлири, хитайниң пакистандики ризахан вә абдуқейим қатарлиқ шериклири қәмирдингә телефон қилип, панаһлиқтин ваз кечишкә йәнә бир қетим қистиған вә ваз кечишни ойлишиши үчүн, 28-декабирғичә мөһләт бәргән. Қәмирдин хитай шериклириниң бу тәклипи вә тәһдитлирини рәт қилған.

Қәмирдин 2009-йили ана юрти йәкәнни көргини барғанда, хитай дөләт бихәтәрлик хадимлири уни җәмийәт тәртипини бузуш җинайити билән әйибләп, 15 күн қамап қойған. Арқидин уни хитай дөлити үчүн җасуслуқ қилишқа үндигән. Қәмирдин, аваричиликтин қутулуш үчүн, тәклипни ялғандин қобул қилған. У дөлити пакистанға қайтип кәлгәндин кейин, хитай тәрәп билән алақисини үзгән вә өзиниң җасуслуққа зорланғанлиқини радиомиз арқилиқ дуняға ашкарилиған. Шуниңдин кейин униңға хитайниң дөләт ичи вә пакистан тәвәликидин тәһдит телефонлири келишкә башлиған. Ахири у аилиси билән афғанистанға кетип сиясий панаһлиқ тилигән. Қурбан һейтниң алдида пакистандики хитай шериклиридин риза хан дегән киши уни панаһланғучилиқ салаһийитидин ваз кечишкә үндигән, йәнә икки нәпәр намәлум киши афғанистанға йетип берип, қәмирдинни афғанистандики хитай консулханисиға берип өзини мәлум қилишқа үндигән. Бу тәклип-дәвәтләрниң һәммиси қәмирдин тәрипидин рәт қилинған иди. Өткән һәптә хитай дөләт бихәтәрлик идарисиниң йәкәндики оргини қәмирдингә телефон қилип, ризахан қатарлиқ кишиләрниң өз адәмлири икәнликини, афғанистанға барған икки намәлум кишиниму өзлириниң әвәткәнликини ашкарилиған һәм уни панаһлиқтин ваз кечишкә йәнә бир қетим үндигән.

Қәмирдин хитайниң дөләт бихәтәрлик сақчилиридин юқириқи сөзләрни аңлиғандин кейин, пакистан җуңго муһаҗирлар җәмийитиниң башлиқи ризахан вә андуқейин қәмирдинни йәнә издигән һәм уни хитай консулханисида өткүзүлидиған йеңи йил кечиликигә дәвәт қилған.

Алдинқи зиярәтлиримиздә, пакистандики җуңголуқлар җәмийитиниң рәиси риза хан вә абдуқейим дегән киши өзлириниң хитай әлчиханисидин пул еливатқанлиқини вә улар билән һәмкарлишиватқанлиқини ашкара баян қилған иди. Әмма улар өзлириниң хитайниң дөләт бихәтәрлик тармақлири билән һәмкарлиқи барлиқини билдүрмигән. Биз улар арисидики бу мунасивәтни билип беқиш үчүн, алди билән ризаханға телефон қилдуқ. Ризахан бу җәһәттә өзини ақлашни тоғра көрмиди болғай, соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.

Юқирида, хитай сақчи вә шериклириниң афғанистанда панаһлиқ тиләп туруватқан қәмирдин абдурахманни сиясий панаһлиқтин ваз кечишкә давамлиқ түрдә қиставатқанлиқи һәққидә тәпсилий мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.