Анализчилар хитайниң “қәшқәр алаһидә иқтисади район” қуруш пиланини тәнқид қилди

Қәшқәрни “алаһидә иқтисади район” қилип қуруп чиқиш пилани, хитай һөкүмити өзиниң уйғур елидики иқтисади паалийитини күчәйтип, шәһәрлишиш қәдимини тезлитишидики әң муһим қәдәмлириниң биридур.
Мухбиримиз әркин
2012.01.02
qeshqer-cheqish-305 Сүрәттә қәшқәрдики чеқиливатқан кона шәһәр райунидин бир көрүнүш
AFP Photo

Хитай дөләт кабинти 2011-йили 10-айда қарар мақуллап, “қорғас билән қәшқәрдә иқтисади тәрәққият райони қуруш тоғрисидики пикир” ни рәсмий тәстиқлиған иди. Гәрчә аптоном район даирилири рәсмий тәшвиқат әпкарлирида “қәшқәр-қорғас алаһидә иқтисади райони” қурулидиғанлиқини илгири сүрүп кәлгән болсиму, бирақ хитай дөләт кабинти елан қилған юқириқи һөҗҗәттә бу икки районниң штати “иқтисади ечиш райони” дәп тилға елинған. Бәзи анализчилар бу бейҗиң һөкүмитиниң қәшқәр билән қорғасни шинҗенға охшаш “алаһидә иқтисади район” қилип өзгәртиш пикрини қобул қилмиғанлиқидин дерәк бериду, дәп көрсәтмәктә.

Гәрчә, қәшқәр шәһәрлик партком секретари чен шүгуаң, хитай дөләт кабинтиниң һөҗҗитидә қәшқәрниң орни “алаһидә иқтисади район” дәп аталмиғанлиқини чүшәндүрүп, “буниңлиқ билән униң алаһидә иқтисади ечиш райони болуштәк орни өзгирип қалмайдиғанлиқи” ни илгири сүргән болсиму, бирақ мутәхәссисләр “алаһидә иқтисади район” билән “иқтисади ечиш райони” қануни вә иқтисади имтиязи пәрқлиқ икки хил уқум икәнликини билдүрди.
Америка стәйт стрет банкисиниң сабиқ базар анализчиси, җорҗи вашингтон университетиниң доктор кандидати пәрһат билгин әпәнди өзиниң мәзкур мәсилидики көз қаришини чүшәндүрүп, “иқтисади алаһидә район”ларға експорт-импорт, сәрмайә вә әркин содиға капаләтлик қилидиған қануний һоқуқ беридиғанлиқини, бирақ нөвәттики әһвалда бундақ мумкинчилик мәвҗут дәп қаримайдиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити “5-июл вәқәси” дин кейин, уйғур елиниң иқтисадини тәрәққий қилдуруш арқилиқ уйғур хәлқиниң турмушини яхшилайдиғанлиқини, бу арқилиқ миллий зиддийәтни пәсәйтип, иҗтимаий әмәнликкә капаләтлик қилидиғанлиқини илгири сүргән. Қурулмақчи болған қәшқәр вә қорғас “алаһидә иқтисади райони” ниң бу йолдики муһим қәдәмләрниң бири икәнликини билдүргән иди. Хитай ахбарат васитилириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, қәшқәрни хәлқара дәриҗилик чоң шәһәр қилип қуруп чиқиш хитайниң 12-5 йиллиқ пилан мәзгилидики муһим қурулушларниң бири икәнлики илгири сүрүлгән.

Бирақ, хитай ахбарат васитилири бу һәқтики хәвәрлиридә хитай һөкүмитиниң бу нишанға қандақ йетидиғанлиқи, уйғурларниң мәзкур иқтисади тәрәққияттин бәһримән болушиға қандақ капаләтлик қилидиғанлиқи һәққидә һечқандақ конкрет сиясәт вә пилан елан қилип бақмиған иди. Һалбуки бу нуқта, чәтәлдики уйғур паалийәтчилирини җиддий әндишигә селиватқан мәсилиләрниң биридур.

Японийидә яшайдиған уйғур паалийәтчиси, японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмутниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң, мәйли “қәшқәр алаһидә иқтисади райони” қурсун яки “қәшқәр иқтисади ечиш райони” бәрпа қилсун, ишқилип, бу арқилиқ техиму көпләп көчмәнләрни йөткәп келиш, уйғурларни илгириләп аз санлиқ орунға чүшүрүп қоюш, бу арқилиқ районни илгириләп контрол қилишини мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмитиниң мәзкур пиланни йолға қоюштики мәқсәт-муддиаси уйғурларниң изчил гуманини қозғап кәлди. Анализчилар бундақ болушидики сәвәб хитай һөкүмитиниң мәзкур пиланида җавабсиз қалған нурғун мәвһум нуқтиларниң барлиқини билдүрмәктә. Йеқинда қәшқәр шәһәрлик партком секретари чен шүгуаң, бейҗиңда мухбирларға әскәртип, мәркәзниң қәшқәр иқтисади алаһидә райони қуруш арқилиқ пуқраларниң турмушини яхшилап, уларға дөләтниң меһри шәпқитини һес қилдурмақчи болғанлиқини тәкитлигән.

Лекин, уйғур паалийәтчилириниң илгири сүрүшичә, уйғур мәсилиси ноқул иқтисади мәсилә әмәс. У мәдәнийәт, дин, тил, тарих, сиясий вә башқа амилларни өз ичигә алған кәң даирилик мәсилидур.

Илһам мәхмут әпәндиниң илгири сүрүшичә, гәрчә хитай һөкүмити мәзкур пилан уйғурларға зор иқтисади мәнпәәт йәткүзидиғанлиқини тәкитлисиму, бирақ иқтисади тәрәққият уйғур мәсилисини һәл қилалмайдиғанлиқини билдүрди.

“5‏-июл вәқәси” дин кейин нурғун нурғун чәтәллик анализчилар хитай һөкүмитигә чақириқ елан қилип, уларниң сияситини өзгәртишини, уйғурларниң өз өзини идарә қилишиға һөрмәт қилишини, уларға мунасивәтлик мәсилиләрни уларниң қарар қилишиға йол қоюшини тәләп қилған. Бирақ, хитай һөкүмитиниң йеқинқи икки йерим йилдин буян йолға қойған сиясити кишилик һоқуқ тәшкилатлирини үмидсизләндүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.