Қеқинус сидиқ: анамға берилгән 'әркинлик мукапати'дин чәксиз пәхирлинимән

Италийә Societa Libera тәшкилатиниң, 2010 ‏- йиллиқ хәлқара әркинлик мукапати уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимға тәқдим қилинди. Мукапатни анисиға вакалитән тапшуруп алған қеқинус хеним билән америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди зияритимизни қобул қилип, мукапатлаш мурасимидин алған тәсирлирини ипадилиди. Төвәндә мухбиримиз әқидә бу һәқтә аңлитиш бериду.
Мухбиримиз әқидә
2010.06.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Qeqinus-Sidiq-xenim-Italiyide-Erkinlik-Mukapatini-qobul-qilghan-korunush-305 2010 - Йили 17 ‏- ийун, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға италийә лука өлкилик парламенти "әркинлик мукапати" бәргән болуп, мукапатни рабийә қадир ханимниң кәнҗи қизи қеқинус сидиқ рабийә ханимға вакалитән тапшуруп алған. Сүрәттә, қеқинус ханим вә саһипханлар билән мукапатлаш сәһнисидә.
RFA Photo / Eqide

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң кәнҗи қизи қеқинус хеним, анисиға вакалитән италийиниң лука шәһиридә өткүзүлгән мукапатлаш мурасимиға қатнашти һәмдә италийидики хәлқара Societa Libera тәшкилати йәни иҗтимаий әркинлик тәшкилатиниң " әркинлик" намидики мукапатни тапшуруп алди.

Америка George Town University пәлсәпә факултетиниң 3 ‏- йиллиқида оқуватқан қеқинус хенимниң бизгә ейтип беришичә, у тунҗи қетим дадисидин анисиниң қолға елинип түрмигә ташланғанлиқини аңлиған вақитта, ичидә " яқ мениң анам, ундақ аддий бир аял әмәс, у толиму күчлүк бир аял, хитайлар униңдин қорқиду, у чоқум бир амал қилип, түрмидин чиқип, америкиға мениң йенимға қайтип келиду " дәп ойлиған икән.

Бирақ күнләрниң һәтта йилларниң өтиши билән өзиниң һәқиқәтән анисидин айрилип қалғанлиқини һес қилған қеқинус, 8 йиллиқ гөдәк һаятини анисиз өткүзүш билән биргә, анисини қутулдуруш үчүн елип берилған барлиқ сиясий һәрикәтләр ичидә өткүзгән иди.

Қеқинус һәр даим, өзиниң 12 йилдин буян туғулуп өскән ана юртиға бериш пурситигә игә болалмиғанлиқи, уруқ - туғқан қериндашлирини болупму хитай түрмисидә қейин - қистақ астида яшаватқан икки акисини чәксиз сеғинғанлиқини ейтип көз йеши қилатти.

 Мана мушундақ өз миллити үчүн сиясий бәдәл төлигән бир аилидә өсүп йетилгән қеқинус хеним, анисиниң болупму уйғур хәлқиниң авазини италийә хәлқигә йәткүзгәнликидин интайин пәхирләнгәнликини билдүрди.

Қеқинус хенимға һәмраһ болуп, италийигә барған америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди, Societa Libera тәшкилатиниң "әркинлик мукапати"ни аниси үчүн қобул қилған вә сәһнигә чиқип сөз қилған қеқинус хеним һәққидә һес қилғанлиқини баян қилди.

Италийә Societa Libera тәшкилатиниң 2010 ‏- йиллиқ кишилик һоқуқ мукапатини, өз аниси үчүн тапшуруп алған кичик уйғур сиясий паалийәтчи қеқинус хенимниң, мукапатлаш мурасимидики тәсирлик нутқи италийә хәлқигә уйғурларниң бүгүнки сиясий вәзийитини техиму рошән йорутуп бәргән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.