Қәшқәр "4 - авғуст вәқәси" дә әскәрләрниң қоли барлиқи илгири сүрүлди

Дуняни зилзилигә салған 4 ‏ - авғуст қәшқәр "сәмән йоли вәқәси" бейҗиң олимпик мусабиқиси башлинишқа аз қалған күнләрниң бир әтигәнлики йүз бәргән иди.
Мухбиримиз әркин
2008.09.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qeshqer-hujum-meydani1-305 Радиомизға ианә қилинған бу сүрәт, хитай қораллиқ сақчилириға қилинған һуҗум йүзбәргән қәшқәр шәһириниң али меһманханисиниң партилитиветилгән алди ишикидин бир көрүнүш.
RFA Photo

Вәқәдә қара машина һәйдигән икки уйғур яшниң әтигәнлик йүгрәшкә чиққан 70 кишилик бир чегра мудапиә әтритини машиниға бастуруп 16 әскәрни өлтүргәнлики, уларниң йәнә әскәрләргә партлатқуч бомба атқан вә яридар әскәрләрни пичақлап өлтүргәнлики илгири сүрүлгән иди. Лекин ню йорк вақти гезити дүшәнбә күни бу вәқәгә аит мақалә елан қилип, хитай тәрәпниң вәқә тоғрисидики чүшәндүрүшидә гуманий нуқтилар барлиқини, вәқәдә әскәрләрниң бир бирини пичақлиғанлиқини оттуриға қойди.

Хитай һөкүмити 4‏ - авғуст күни әтигәндә йүз бәргән хитайниң қәшқәрдики бир чегра мудапиә әтритини қара машиниға бастуруп, 16 әскәрни өлтүргәнлик вәқәсини 2 уйғур яшниң елип барғанлиқи, бу вәқә уйғур "бөлгүнчилири"ниң бейҗиң олимпик йиғинини қалаймиқан қилиш қәстидики " террорлуқ" һуҗуми икәнликини җакарлиған иди. Хитай даирилириниң әйни вақитта чүшәндүрүшичә, қара машина һәйдигән 2 уйғур яш әтигәнлик йүгрәшкә чиққан әскәрләрни арқидин келип соққан болуп, улар йәнә қолда ясалған бомба атқан вә машинидин чүшүп бәзи әскәрләрни пичақлап өлтүргән икән.

Әйни чағда даириләр бу 2 яшниң тирик қолға чүшкәнлики, яшларниң бириниң такси шопури, йәнә бириниң көктатчи икәнликини билдүргән иди. Бу вәқә қәшқәр шәһириниң сәмән йезисиға кетидиған йолдики милли шипахана алдида йүз бәргән болуп, вәқә йүз бәргән җайниң әтрапида чегра мудапиә қисимлириниң газармиси, йолниң қарши тәрипидә тарим нефитликиниң меһманханиси җайлашқан иди. Әйни чағда меһманханидики йолучиларниң ичидә аз дегәндә 3 нәпәр чәтәллик саяһәтчи бар иди. Сүрән - чуқан авази билән ятақ өйиниң балкуниға чиққан чәтәллик саяһәтчиләр йолниң қарши тәрипидә йүз бәргән вәқәни өз көзи билән көргән шундақла бир саяһәтчи нәқ мәйданни 27 парчә рәсимгә тартқан. Бу рәсимләрниң бир қисими дүшәнбә күни ню - йорк вақти гезитидә елан қилинди.

Ню - йорк вақти гезитиниң дүшәнбә күнки хәвиридә вәқәни өз көзи билән көргән чәтәллик саяһәтчиләрниң вәқә тоғрисидики баянлириға йәр берилгән болуп, бу баянларда хитай даирилириниң вәқә тоғрисидики чүшәндүрүшигә гуман пәйда қилидиған бәзи учурлар бар. Шу күни вәқә йүз бәргән җайниң удулидики меһманханида ятқан 3 чәтәллик саяһәтчи вәқәдә партлаш авази аңлимиғанлиқини, лекин әскәрләрни пичақлиғанларниң қара машинидики уйғурлар әмәс, һәрбий кийим кийгән 2 әскәр болуп, бу вәқәниң өзлирини һәйран қалдурғанлиқини билдүргән.

Нюйорк вақти гезитниң бу һәқтики хәвиридә бу ишниң бәзи соалларни туғдурмай қалмайдиғанлиқи әскәртилип, сақчилар немә үчүн қиңғирақ көтүрүвалиду ? яки улар әскәр кийими кийивалған һуҗумчилар билән елишиватқанмити? һуҗумчиларниң әскәрләр ичидә адими бармити яки бу, әскәрләр билән әскәрләр арисидики тоқунушмити ? дәп тәкитләнгән. Бир гуваһчи шу чағдики вәқәни "сақчилар билән сақчилар арисидики тоқунушқа охшайтти," дәп тәсвирлигән. Вәқәни шәрқий түркистан күчлириниң пәйда қилғанлиқини илгири сүргән йәрлик даириләр болса ню - йорк вақти гезитиниң вәқә тоғрисидики хәвиригә баһа беришни, форма кийгән кишиләрниң ким икәнлики, әскәрләрниң немә үчүн әскәрләрни өлтүргәнликигә даир соаллиримизға җаваб беришни қәтий рәт қилди.

Қәшқәр шәһәрлик җ х идарисиниң исмини ашкарилашни халимайдиған бир әмәлдари, " мән бу ишни билмәймән, кәчүрүсиз, бу ишни бизниң мунасивәтлик ишханимиз бар шу йәргә телефон қилип сүрүштүрүң. Мән ишни билмәймән," дәп җаваб бәрди. Биз йәнә қәшқәр шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң җинайи ишлар әтритигә телефон қилған болсақму, лекин органниң исмини ейтишни халимайдиған бир әмәлдари, бу вәқәниң телевизорларда берилгәнликини, әгәр вәқәни йәнә тәпсили игиләймән десәк қәшқәргә келишимизни тәвсийә қилди.

Қәшқәр вилайәтлик парткомниң секритари ши дагаң 5 ‏ - авғуст күни қәшқәрдә ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, вәқә пәйда қилған қара машинидики 2 уйғурниң бириниң такси шопури, йәнә бириниң көктат сатқучи икәнликини илгири сүргән иди. У йәнә уйғурларниң бириниң машина һәйдигәнлики, йәнә бириниң әскәрләргә бомба атқанлиқи, уларниң яриланған әскәрләрни пичақлиғанлиқи, лекин һәр икки уйғурниң партлатқуч бомба, қиңғирақлар, пичақлар вә қолда ясалған тапанчилар билән тирик қолға чүшкәнликини билдүргән. Әмма, ши дагаң вәқәдә һәрбий кийим кийгән кишиләрниң әскәрләргә һуҗум қилғанлиқини тилға алмиған иди.

Чәтәллик гуваһчилар нюйорк вақти гезитигә бәргән учурида қара машининиң кабинкисидики ақ көңләклик уйғур балиниң еғир яриланғанлиқини, униң кабинкидин чүшүпла қопалмай йетип қалғанлиқини билдүргән. Әйни чағда вәқәни рәсимгә тартқан сүрәтчи кабинкидики уйғур балини "наһайити еғир яриланған иди. У кабинкиниң ишикини ечипла йәргә йиқилди. У 4 - 5 қетим бешини көтәрди, лекин орнидин қопалмиди," дәп тәкитлигән.

Дуня уйғур қурултийи қәшқәрдики вәқәниң айдиңлашмиған нурғун тәрипи барлиқи, нюйорк вақти гезитиниң вәқә тоғрисидики хәвири буни испатлайдиғанлиқини, хитай даирилириниң вәқәниң һәқиқи әһвалини ашкарә елан қилишини тәләп қилди.

Вәқәни өз көзи билән көргән гуваһчилар әскәрлик кийимидики кишиләрниң бир - бирини пичақлаватқанлиқини көргән. Саяһәтчиләрниң бири әйни чағдики әһвалларни мундақ баян қилиду ": бизни қаймуқтуруп қойғини әскәрлик кийими кийгән икки офитсерниң башқа офитсерларни пичақлаватқанлиқи иди. Бу бизни қаймуқтуруп қойди. Биз үчилимиздә улар немә үчүн бир бирини пичақлайду, дегән туйғу пәйда болди."

Вәқәни рәсимгә тартивалған сүрәтчи болса һәрбий кийим кийгән 2 кишиниң қоли арқида тизланған пети олтурғанлиқи, йәнә бир әскәрниң уларниң бирини пичақлиғанлиқини илгири сүргән. Нюйорк вақти гезитиниң 4 - авғуст вәқәдә әскәрләр билән һәрбий кийимдики кишиләрниң пичақлишиш вәқәси йүз бәргәнлик тоғрисидики хәвири кишиләрдә хитай һөкүмити илгирлигән һалда чүшәндүрүшкә тоғра келидиған вәқәниң һәқиқи әһвалиға аит гуманий соалларни пәйда қилмай қалмиди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.