Қәшқәрлик уйғур: улар террорчи әмәс, уларниң өзигә чушлуқ дәрди бар

Қәшқәрдә тәкшүрүш елип барған бәзи ғәрб мәтбуатлириниң көрситишичә, қәшқәр қәдимий районини чеқиш қәшқәрдә нурғун наразилиқ кәлтүрүп чиқарған вә кишиләрни ғәзәпләндүргән.
Мухбиримиз җүмә
2011.08.09
Xitay-cheqiwatqan-Qeshqer-305.jpg Сүрәт, мухбир паул мозорниң 15 - өктәбир күни елан қилған "хитай уйғур мәдәнийитини йилтизидин йоқатмақчи" дегән мақалиси тор бәттики көрүнүши.
www.asiasentinel.com Дин елинди.

Мәлум болушичә, хитай даирилири қәшқәр қәдимий шәһәр районини чиқип, ой көчүрүш җәрянида көплигән наһәқчиликләр садир болған. Һәтта бәзи уйғурлар қәшқәрдин бейҗиңғичә әрз қилип берип дәва қилған болсиму, нәтиҗиси болмиған.

7-Айниң ахири қәшқәрдә икки қетим вәқә чиққандин кейин, ғәрб мәтбуатлириниң диққити уйғур райониға қайта тикилди. Бу җәрянда қәшқәргә барған бәзи ғәрб мухбирлири қәшқәрдики бир қисим уйғурлар билән сөзлишиш имканийитигә еришкән болуп, өйи даириләр тәрипидин чеқилип увалчилиққа учриған обул қасим  бу уйғурлардин биридур.

Обул қасимниң ройтерста билдүрүшичә, хитай даирилири қәдимий қәшқәрни чеқип, аһалә көчүргәндә униң 100 йиллиқ тарихқа игә өйи мәҗбурий чеқилған.  2004-Йили обул қасим даириләрниң дегинигә көнмәй көчүшни рәт қилғандин кейин, қолиға койза селинип,  сақчиханиға қамалған.

Тиркишип һечқандақ җавабқа еришәлмигән обул  қасим 2005-вә 2007-йиллири бейҗиңға берип, әрз қилған болсиму, ақтуралмиған. Әксичә, йәрлик даириләр уни бейҗиңда тутуп қәшқәргә қайтуруп кәлгән.

Обул қасимниң билдүрүшичә, даириләр униң 510 квадрат метирлиқ өйини һәр бир квадрат метириға 470 йүәндин берип, мәҗбурий өткүзүвалған, әмма  хәвәрдә көрситишичә, һазир уйғур елидә бина өйниң һәр квадрат метири 30 миң йүәнгә тохтайдикән.

Обул қасим мундақ дегән: өй мәсилисини ойлисамла; аччиқим келип олтуралмай қалимән, һечқандақ идарә дәрдимгә қулақ салмиди, һәтта дадамму аччиқтин йүрәк кесили қозғилип өлүп кәтти.

Хәвәргә қариғанда, қәшқәрдә өй чеқилған мәзгилдә башқиларму обул қасимдәк қисмәткә дуч кәлгән. Буниң бири бу йил 97 яшлиқ ғопур һаҗи. Униң билдүрүшичә, даириләр униң 100 квадрат метирлиқ ойини тартивелип, орниға 80 квадрат метирлиқ өй бәргән, әмма у буниңға қәтий рази әмәс икән.

У мундақ дегән: һәқиқий коммунистик партийә хәлққә ярдәм қилиду. Бу коммунистик партийә сахта. Улар пәқәт янчуқ толдуруш үчүнла хизмәт қилиду.

Мақалидә нәқил қилишичә, бу һәқтә тохталған  кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики асия тәтқиқатчиси николас беколин қәшқәр қәдимий шәһәр районини чеқиш қурулуши һәққидә тохтилип: буни һөкүмәт даирилириниң уйғурларниң кимлики вә мәдәний мираслирини пүтүнләй йоқитиветиш ғәризиниң типик мисали дәп көрситишкә болиду, дегән.

Хитайниң уйғур елидә иқтисадни тәрәққий қилдуруш арқилиқ мәсилини һәл қилмақчи болғанлиқи мутәхәссисләрниң гуманини қозғап келиватқан иди.
Бу һәқтә тохталған николас биколин иқтисадни тәрәққий қилдурушниң иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилип кетәлмигәнликини оттуриға қойған.

Уйғур елиға селиниватқан мәбләғләр вә буниңға әгишип уйғур елигә келиватқан хитай көчмәнлири һәққидә тохталған уйғур тәтқиқатчиси җору гиладний: уйғурлар бу сиясәттин һәқиқәтән биарам болмақта. Хитай даирилири бу районни хитайлар билән тошқузуп, хәвпсизлик ишлириға пулини көпәйтипла бу йәрдики мәсилиләрни түп йилтиздин йоқатмақчи болған, әмма һазир бу карға кәлмәйватиду, дегән.

Ройтерс мухбири қәшқәрни айлиниш җәрянида қәшқәргә кәлгән хитай көчмәнлири биләнму сөзләшкән болуп, уйғурларниң өзлиригә қандақ қарайдиғанлиқини билдүргән әсли сичүәнлик бир хитай таксичи: улар бизгә қариғанда, йүрикидә бизгә чоңқур өчмәнлик барлиқини сезимән, дегән.

Хитай һөкүмити 18-июл хотәндә йүз бәргән  “навағ вәқәси” вә 30, 31-июл қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар һуҗум қилиш вәқәлирини пәқәт “аз бир очум  әсәбий күчләрниң тәрәққияттин рази болмай садир қилған һәрикити” яки “шәрқий түркистан ислами һәрикитиниң террорлуқ һәрикити” дәп көрсәткән иди.

Мухбир ахирида қәшқәрдики уйғурлардин, хитай һөкүмити 30, 31-июл қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләрни дөңгигән-шәрқий түркистан ислами һәрикити һәққидә соалларни сориған.

Бу һәқтә тохталған әмма, һәр ишқа еһтимал өзини йошурун тутқан бир 40 яшлиқ уйғур имам, шәрқий түркистан ислами һәрикитиниң уйғурлар арисида тәсири зор әмәсликини һәмдә көплигән уйғурларниң буларни билмәйдиғанлиқини билдүргән.

Қәшқәрдә вәқә садир қилғучилар һәққидә тохталған обул қасим: улар террорчи әмәс. Уларниң өзигә чушлуқ дәрди бар. Әгәр һәл қилалмиған болса амалсиз қилғанду бәлким.

У йәнә “шинҗаң мустәқил болуши керәкму” дегән соалға: сизгә бу һәқтә җаваб  берәлмәймән. Һазир тамниңму қулиқи бар. Әгәр әқиллиқ болсиңиз, мениң немә демәкчи болғанлиқимни биливалалайсиз, дәп гепини ахирлаштурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.