Қәшқәр пойиз вогзалиниң беләт сетиш орнида уйғурчә мулазимәт болмаслиқи уйғурларни нарази қилди
2013.01.17
Қәшқәр пойиз вогзалиниң беләт сетиш орни йәнә, беләт сатқучи хитай хизмәтчилири билән өз мәқситини хитайчә уқтуралмиған уйғурлар оттурисида җедәл өксүмәйдиған җайға айланған.
Өз кимликини ашкарилашни халимиған бир оқуғучиниң радиомизға билдүрүшичә, бу оқуғучи бу йил қәшқәр пойиз вогзалиниң беләт сетиш орниға беләт сетивелиш үчүн барғинида, бу җайда бирму уйғур хадимниң йоқлуқини байқиған. Һалбуки, қәшқәр пойиз вогзалида беләт селивелишқа кәлгәнләрниң зор көпчилики қәшқәр вә әтраптики наһийә, йезилардин кәлгән уйғур деһқанлири болғини үчүн, хитай тилида өз мәқситини билдүрәлмәйдиған уйғурлар пойиз белити сетивелишта нурғунлиған аваричиликләргә йолуқидикән. Униң үстигә вогзалдики беләт сатидиған хитай хизмәтчиләрниң уйғур йолучиларға тутқан қопал муамилиси вә сәврсизлики һәр даим биләт сатқучи хадимлар билән өз мәқситини уқтуралмиған уйғурлар арисида йүз беридиған җедәл-маҗираларға сәвәб болған.
Өзиниң ички өлкиләрдики мәлум университетта оқуйдиғанлиқини билдүргән инкас язған оқуғучи мундақ баянларни бәргән:
“ қәшқәрдә маңа әң қаттиқ тәсир қилғини, бу йәрдики аммиви мулазимәт орунлирида уйғур тилиниң ишлитилмәслики вә уйғур хадимларниң болмаслиқи болди. Мән үрүмчигә баридиған пойиз белити елиш үчүн қәшқәр вогзалиға кәлдим. Көрдүмки, аһалисиниң зор көпчилики уйғур болған қәшқәрдәк җайдики пойиз истансисидики мулазимәтчи хадимларниң һәммиси дегүдәк хәнзулар икән. Қәшқәргә пойиз қатниғандин буян бу җайдики узун йоллуқ аптобусларниң қатнаш сани азийипту. Қәшқәрдә илгири уйғурлар көтүрә алған нурғунлиған узун йоллуқ аптобуслар бар иди. Әмма 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин, тәкшүрүш күчәйтилгини үчүн, илгирикидәк узун йоллуқ аптобусларни көтүрә елип киракәшлик қилидиған уйғурларниң саниму азийипту. Шуңа һазир қәшқәр вә әтраптики наһийиләрдики уйғурларниң зор көпчилики пойиз белити елиш үчүн қәшқәр вогзалиға келишкә мәҗбур икән. Әмма пойиз белити алғили кәлгән уйғурларниң бешини әң қатуридиғини, уларниң мәқситини уқтурушқа ярдәмлишидиған тәрҗиман мәсилиси икән. Шу күни мән беләт алғили кәлгинимдә мәндин хитай тили тәрҗимани болуп беришни өтүнгән 4 кишигә пойиз белити елип бәрдим. Әмма көңлүмни йерим қилғини, қәшқәрдәк уйғурлар топлишип яшайдиған җайдики пойиз вогзалида уйғур тилиниң ишлитилмәслики, беләт сетиш орнида уйғур тилини билидиған хизмәтчи хадимниңму йоқлуқи болди. ”
Бу оқуғучи йәнә өзиниң беләт елиш җәрянида пойиз белити сатқучи хадим билән болуп өткән җедәлни баян қилип мундақ язған:
“мән ичкири өлкиләрдә оқуғанлиқим үчүн мениң хәнзучәм әлвәттә наһайити яхши, әмма шу күни беләт сетивелиш җәрянида мениң өз юртум қәшқәрдә уйғурчә сөзлигүм кәлди. Шуңа пойиз белити сатқучи хәнзу аялға өзүмгә бир данә юмшақ орундуқлуқ пойиз белити алидиғанлиқимни уйғурчә сөзлидим. Мәқситим униң уйғурчә билидиған яки билмәйдиғанлиқини синап беқиш, әгәр бу хадим уйғурчә билмигән тәқдирдиму әтраптикиләрниң диққитини җәлп қилип, беләт сетиш орниға уйғурчә билидиған бир хизмәтчи хадимни келишкә мәҗбур қилиш иди. Әмма әһвал күткинимниң пүтүнләй әксичә болди. Беләт сатқучи хәнзу аял мениң уйғурчә сөзүмгә қарита қопаллиқ билән хитай тилида қайта соал сориди:
-Нәччә беләт алисән? юмшақ орундуқлуқму яки қаттиқ орундуқлуқму? хәнзучә сөзлә яки тәрҗиман тепип кәл. Гепиңни чүшәнмидим.
Мән гепимни йәнә уйғурчә тәкрарлидим. Әмди бу хәнзу аял терикишкә башлиди-дә, варқирап кәтти:
-Гепиңни уқмидим, тәрҗиман тепип келип андин беләт ал!
Униң қопал муамилиси аччиқимни кәлтүрди, әмма мән өзүмни тутувелип гепимни йәнә уйғурчә тәкрарлидим.
Әмди бу аял бизарлиқини ипадиләп, хитай тилида маңа варқирап:
-Нери тур, сақла, -деди-дә, мениң кәйнимдики уйғур кишидин хәнзу тилида қопаллиқ һәм бизарлиқ билән сориди:
-Нәччә биләт алисән? кимликиң қени?
Униң бу хил муамилиси бәкла аччиқимни кәлтүрди. Мән әмди хәнзучә сөзлидим:
-Бу қандақ позитсийә, силәрдә уйғурчә билидиғанлар йоқму? биләт алидиғанларниң һәммиси уйғур икән. Әмма қәшқәрдәк бу җайда немишқа уйғурчә мулазимәт йоқ? башлиқиңни чақир мән сөзлишимән.
Мениң хәнзучә сөзлигинимни көрүп бу аялниң техиму аччиқи кәлди:
-Сән хәнзучә сөзлийәләйдикәнсәнғу, немишқа хәнзучә сөзлимәйсән? сән қәстән җедәл чиқармақчиму?...
Мениңму җудунум тутти. Мәнму әмди униңға хәнзучә варқиридим.
-Шундақ, мән хәнзучә билимән, әмма бу қәшқәр, бу уйғур аптоном райони. Бу йәрдә уйғурчә билиш шәрт. Бу йәрдә биләт сетивалидиғанларниң көпчилики уйғурлар, шуңа сениң уйғурчә билишиң вә уйғурчә мулазимәт қилишиң шәрт. Әҗәба буни билмәмсән?!
Әтрапимизға топланғанлар барғанчә көпәйди. Йенимдики уйғурларниң бәзилири мениң гәплирим үчүн хуш болса, йәнә безиләр мәндин әнсирәшкә башлиди. Һәтта безиләр җедәлниң йәниму чоңийип кетишидин әнсирәп, мени бу хәнзу аял билән тәң болмаслиққа үндәшкә башлиди. Беләт сетиш орнидики хәнзу хизмәтчиләр болса бир-биригә қариғиничә җиммидә болушти. Уларниң башлиқи болса керәк, бирәйлән келип, мәндин кәчүрүм сориғандин кейинла җедәл бесилди. Бу адәм маңа қәшқәр вогзалида уйғурчә һәм хәнзучә икки тиллиқ мулазимәт барлиқини қайта-қайта тәкитлиди. Әмма беләт сетиш орнида немә үчүн уйғурниң йоқлуқи һәққидә һечқандақ чүшәндүрүш бәрмиди....”
Илгири игилигән учурлиримиздиму қәшқәр пойиз вогзалида уйғурчә мулазимәт йоқлуқи һәққидә инкасларни тапшурувалған идуқ. Бултур уйғурбиз ториниң хәлқара тор бекитидики хәвәрләрдиму, қәшқәрдики пойиз вогзалидики радио мулазимитидә пойизниң келиш вақти һәм йолучилар диққәт қилишқа тегишлик ишларниң хитай тилида уқтурулидиғанлиқи, үрүмчи-бейҗиң оттурисида қатнайдиған пойиздики мусулманчә ашханида әмәлийәттә хитай ашпәзләр тамақ етидиғанлиқи үчүн пойиздики уйғур йолучиларниң нәччә сотка давамлишидиған узун сәпәрдә өзлири еливалған нан қатарлиқ йемәкликләрни йейишкә мәҗбур икәнлики һәққидә хитай өлкилиридә оқуйдиған уйғур оқуғучиларниң инкаслири берилгән иди.
Бундин кейинки программилиримизда, қәшқәр пойиз вогзалидики мулазимәт һәққидә игилигән йеңи учурларни, уйғурларниң инкаслирини шундақла бу әһвал һәққидә мунасивәтлик һөкүмәт даирилириниң инкаслирини аңлитишқа тиришимиз.