Ғәрб мәтбуатлирида қәшқәр қәдимий шәһири

1‏-Айниң 27-күни белгийә пайтәхти брюсселдики явропа парламентида өткүзүлгән "ғайиб болуш алдида турған йипәк йолидики бостанлиқ-қәшқәр" намлиқ муһакимә йиғини явропа мәтбуатлиридин кәң йәр алди.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.01.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qeshqer-hetika-305.jpg Қәдимий шәһәр қәшқәрдики етика мәсчити. 2005-Йили өктәбир.
en.wikipedia.org

Германийә, франсийә, америка қатарлиқ көплигән ғәрб әллири мәтбуатлирида бу һәқтә елан қилинған хәвәрләрдә көрситилишичә, хитай һөкүмити "қәшқәрни заманивилаштуруш" чақириқи астида елип барған бузғунчилиқ характеридики бу қурулуш дунядики әң қәдимий бир мәдәнийәт вә тарихни йоқитишни түп мәқсәт қилған икән. Бу сәвәблик, явропа парламентида чақирилған "ғайиб болуш алдида турған йипәк йолидики бостанлиқ-қәшқәр"намлиқ муһакимә йиғини бирдинла ғәрб мәтбуатлирида қайтидин диққәтни җәлп қилидиған бир темиға айланған. 

Германийә долқунлири радиоси 1-айниң 28-күни елан қилған " уйғурларниң аниси қәшқәр қәдимий шәһирини қоғдап қелиш чақириқини оттуриға қойди" намлиқ хәвәрдә, д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң чақириқини баян қилди. Шуниң билән биргә, явропа парламентида өткүзүлгән "ғайиб болуш алдида турған йипәк йолидики бостанлиқ-қәшқәр"намлиқ муһакимә йиғиниға қатнашқан хитай зиялийси яң җйемейниң "хитайлар уйғурлар вә тибәтликләрдин өгиниши керәк, чүнки улар өз мәдәнийитини қоғдап қелиш үчүн көп җасарәтләрни көрситиватиду. Биз хитайлар болсақ һечнемә қилалмай, 5 миң йиллиқ хитай мәдәнийитиниң хитай компартийиси тәрипидин пүтүнләй вәйран қилинишиға йол қойдуқ" дегән сөзлирини алаһидә гәвдиләндүрди.

Явропа парламентидики бу қетимқи йиғинға қатнашқан д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди, бу қетимқи йиғинниң наһайити мувәппәқийәтлик болғанлиқини, ғәрб мәтбуатлири бу темиға кәң орун бериватқанлиқини тәкитлиди. У сөзидә, явропа парламентиниң пат арида қәшқәр қәдимий шәһирини қоғдап қелиш тоғрисида қарар қобул қилиши мумкинликини әскәртти.

"Ғайиб болуш алдида турған йипәк йолидики бостанлиқ-қәшқәр"намлиқ муһакимә йиғинини уюштуруш үчүн айлардин бери көп әҗир сәрп қилған д у қ ниң явропа парламентидики вәкили мәмәт тохти әпәнди, явропа парламентидики бу қетимқи йиғин арқилиқ, д у қ ниң қәдимий шәһәр қәшқәрни қоғдап қелиш йолидики тиришчанлиқиниң көзлигән мәқсәткә йәткәнликини тилға алди. У сөзидә, қәдимий шәһәр қәшқәрниң вәйран қилиниш мәсилисини д у қ ниң хәлқара күнтәртипкә елип киргәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.