Хитай, 4 - авғуст сәмәнйоли вәқәсиниң 2 һуҗумчисиға бәргән өлүм җазасини иҗра қилди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.04.09
2009.04.09
RFA Photo
Мәзкур һөкүм түнүгүн 8 - април күни чүштин бурун саәт 11 дә иҗра қилинған. Һөкүм иҗра қилинишниң алдида, қәшқәр шәһиридики дөләтбағ тәнтәрбийә залида җаза иҗра қилиш йиғини ечилған.
Ройтерс қатарлиқ чәтәл ахбарат агентлиқилириниң шинхуа агентлиқидин нәқил елип билдүрүшичә, бу қетимқи җаза иҗра қилиш йиғиниға, қәшқәр шәһиридики ишчи - хизмәтчи вә аһалиләр болуп 4000 дин артуқ киши қатнашқан. Әмма қәшқәр вәзийитини, җүмлидин абдурахман азат билән қурбанҗан һемитниң әһвалини йеқиндин көзитип келиватқан муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрдин абдуришит һаҗиниң билдүрүшичә, йиғинға аһалиләр қатнаштурулмиған, пәқәт ишчи - хизмәтчиләр қатнаштурулған вә һөкүм күчлүк бихәтәрлик тәдбирлири астида иҗра қилинған.
Абдурхһман азат 34 яш, қурбанҗан һемит 29 яш болуп, улар өткән йили 8 - айниң 4 - күни йәни олимпиктин 4 күн аввал, қәшқәрдики хитай қораллиқ қисимлириға һуҗум қилип 17 нәпәр хитай әскирини өлтүргән 16 нәпирини яриландурған иди.
Һуҗумни хитай тәрәп террорлуқ һәрикити дәп әйиблигән, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири болса, әркинлик күриши дәп мәдһийилигән иди.
Дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мутәхәссиси николас баколин қатарлиқ мустәқил тәтқиқатчилар һуҗумда һечқандақ бигунаһ хәлқ зиянға учримиғанлиқи үчүн, һуҗумни террорлуқ һәрикити әмәс, һөкүмәткә қарши һәркәт дәп билдүргән иди.
Мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти өткән айда радийомизда бәргән баянатида, уйғур районида йүз бериватқан қораллиқ қаршилиқ һәрикәтлири үстидиму алаһидә тохталған иди. У шу қетимқи сөзидә нөвәттә уйғурлар арисида растинла террорлуқ түсидики қаршилиқларниң мәвҗутлуқини, әмма бу вәқәләрдә мәсулийәтниң вәқә пәйда қилғучиларда әмәс, хитай һөкүмитидә икәнликини билдүргән иди.
Илһам тохти шу қетимқи сөзидә 4 - авғуст сәмән йоли вәқәси үстидиму тохталған; хитайниң тәрәпниң мәзкур делони қануний тәртип бойичә елип бармайватқанлиқи вә мәһкумларниң адвокат тутушиға йол қоймайватқанлиқи үчүн, мәзкур һәрикәтниң характери һәққидә ениқ бир немә дейәлмәйдиғанлиқини, әмма бу һәрикәтләрниң келип чиқишида, райондики тәңсиз сиясәтниң сәвәбчи икәнликидин гуманланмайдиғанлиқини билдүргән иди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бүгүн ройтерс агентлиқиға бәргән баянатида , хитайниң бу қетим , мәһкумларниң адвокат тутушиға йол қоймиғанлиқи, аилиси билән көрүштүрмигәнлики, җәситини аилисигә қайтурмиғанлиқи қатарлиқ қилмиши билән хәлқара қанун - тәртипләрни йәнә бир қетим дәпсәндә қилғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити өзлиригә қарши һәрқандақ шәкилдики қаршилиқ һәрикәтлирини террорлуқ һәрикити дәп әйиблимәктә, әмма уйғур хәлқи хитайға қарши һәрқандақ шәкилдики қаршилиқ һәрикәтлирини әркинлик күриши дәп қарап кәлмәктә вә һуҗумчиларға һәр вақит һесдашлиқини билдүрмәктә.
Һөрмәтлик оқурмәнләр, юқирида биз силәргә 4 - авғуст сәмән йоли вәқәсиниң һуҗумчилири абдурахман азат билән қурбанҗан һемит үстидин өлүм җазаси иҗра қилинғанлиқи вә униңға қарита инкаслар аңлаттуқ.