Қәшқәр вәқәси тоғрисида германийә ахбарат васитилиридики мулаһизиләр
2011.08.10
Мулаһизиләрдә, уйғурларни зораванлиққа мәҗбурлаватқан амиллар, хитайниң қаттиқ бастуруш вә намратлаштуруш сияситидин ибарәт дәп көрситилди.
8-Айниң 2-күнидин 8-күнигичә “германийә долқунлири радиоси” , “германийә күндилик гезити”, “җәнубий германийә гезити”, “әйнәк һәптилик журнили”, “йеңи сурүк гезити” қатарлиқ даңлиқ гезит-журнал вә радиолар ортақ һалда хитай һөкүмитиниң қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләргә бәргән баһалиридин шүбһиләнгәнликини, вәқәни бастуруш үчүн қолланған рәһимсиз қилмишлиридин әпсусланғанлиқини билдүрүшти.
“германийә күндилик гезити” мундақ баянларға орун бәрди:
Қәшқәрдә зади немә вәқә йүз бәрди? қандақ йүз бәрди? булар задила ениқ әмәс. Хитай ахбарат васитилири бу вәқәләр тоғрисида шундақла сийпап өтүп кәтти. Уйғурларға тәсәлли болсун үчүн, хитай һөкүмити бу йилниң бешидин башлап уйғур дияриға наһайити көп мәбләғ аҗратти, қәшқәрни кеңәйтип қуруп, хитайниң ғәрбидики вә оттура асиядики әң чоң сода мәркизигә айландурмақчи болди. Хитайниң уйғурларни бундақ хизмәт һәм бейиш пурсити билән тәминлимәкчи болуштики ғәризи 2009-йили үрүмчидә йүз бәргәнгә охшаш вәқәләрниң алдини елиш иди. Шу қетимқи вәқәдә 200 адәм өлди. Буларниң мутләқ көпчилики хитайлар иди. Бирақ, бу йеңи хизмәттин нәп еливатқанларниң пәқәтла хитайлардин ибарәт болуши уйғурларниң қорсиқини көптүрмәктә. Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди қәшқәрдә яриливатқан бу иш пурсәтлири тоғрисида тохталди.
Күндилик гезиттә йәнә шулар йезилған:
Қәшқәрдә сақчи даирилириниң дәриҗидин ташқири қаттиқ башқуруши уйғурларниң ғәзәп-нәпрәтлирини өрләтмәктә. Хәлқниң әнәниви туралғу районлиридин мәҗбурий көчүрүветилишиму күчлүк өчмәнлик пәйда қиливатқан амилларниң бири. Даириләрниң ишчи-хизмәтчиләрниң сақал-бурут қоюши вә яғлиқ чигишини чәкләш пәрманлириму хәлқниң сәпрайини өрлитиватқан мәсилиләрдиндур. Долқун әйса әпәнди қәшқәр вә хотәндики миллий кимликкә қилиниватқан таҗавузларниң мутләқ рәвиштә қаршилиқ қозғайдиғанлиқини тилға алди.
“германийә долқунлири радиоси” ниң 7-авғуситтики хәвиридә, қәшқәрдики партлитиш вә хитайларға һуҗум қилиш вәқәлириниң хитай пуқралири арисида еғир сарасимә пәйда қилғанлиқи, хитайдин уйғур вәтинигә саяһәткә келидиғанлар саниниң зор дәриҗидә кемийип кәткәнлики йезилған. Болупму, 6-айдин 10-айғичә саяһәтчиләрниң айиғи үзүлмәйдиған қәшқәр саяһәт саһәсиниң бирдинла чөлдәрәп қалғанлиқи, қәшқәрдики луңду меһманханисиға охшаш алий дәриҗилик меһманханида түнүгүн аран он нәччә меһман тизимлатқанлиқи, күнлүки 300 сомлуқ ятақларниң баһаси 250 сомға чүшүрүлгән болсиму херидар йоқлуқи, қәшқәрдики ресторанлар, ашпузуллар, хитай мәйханилириниң тапавәтлириниң асасән өлгәнлики баян қилинған. Йәнә башқа мәнбәләрдә, 30-июлдин 7-июлғичә болған сәккиз күн ичидә саяһәттин киридиған керим йәттә милйон сом азийип кәткән. Шәһәр мәркизидики тиҗарәтчиләрниң содиси асасән тохтап, күн бойи сода қилалмайдиған һалға чүшүп қалған. Җиддий һәрбий һаләт һөкүм сүргән вә әндишигә патқан қәшқәр кочилирида илгирики вәзийәттин әсәрму қалмиған.
“йеңи сурүк гезити” дә бундақ дейилгән:
Қәшқәрдики һуҗум вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитай һөкүмити билән чәтәлдики сәргәрдан уйғурлар мәсулийәтни бир -биригә иттиришти. Хитай һөкүмити узун йиллардин буян шәрқий түркистандики вәқәләрни шәрқий түркистан ислам партийисигә артип кәлмәктә, бу партийини база тәшкилати билән зич мунасивити бар, дәп атимақта. Хитай һөкүмити йәнә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлирини, җүмлидин баш штаби мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийини террорчи унсурларниң бир увиси дәп қаримақта.
“йеңи сурүк гезити” дә йәнә шундақ дейилгән:
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари җаң чүншйән қанунсиз диний паалийәтләргә қаттиқ зәрбә бериш чақириқини қайта оттуриға қойди. Бу тәдбир уйғурларниң наразилиқ кәйпиятини йәнә өрләтти. Мәсчитләр еғир контрол астида турмақта. Балиларниң диний тәлим елишлири бирдәк чәкләнмәктә. Һәҗ-тавап ишлириму қаттиқ башқурулмақта. Һәҗ илтимасини тәстиқлаш, паспорт беҗириш ишлириму рәт қилинмақта. Зулум болған йәрдә қаршилиқларниң йүз беришиниң нормал һадисә икәнликини тәкитлигән долқун әйса әпәнди өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
Германийидики әң даңлиқ сиясий журналлардин бири болған “әйнәк һәптилик журнили” мундақ изаһлиди:
Хитай рәһбәрлири язлиқ арам елишқа чиқалмиди. Венҗудики пойиз апити түпәйли хәлқниң сахтикарлиқ, черикликкә қарши чуқанлири уларға арам бәрмиди. Һәммидинму муһим болғини, мусулман уйғурларниң ғәрбий диярдики ана макани шинҗаңда йеңидин қалаймиқанчилиқ келип чиқти. Ғәрбий диярдики бу вәқәләрни хитай һөкүмити пакистанда тәрбийиләнгән ислам ғазатчилириға артқан болсиму, униң тәпсилатидин мәлумат берәлмиди. Кишиниң диққитини тартидиғини, пакистандики үч армийә ахбарат бөлүминиң мәсули әхмәд һәптә бешида бейҗиңға берип, уларниң дегәнлиригә қошулидиғанлиқини билдүрди вә хитайға һесдашлиқ қилди.
“әйнәк һәптилик журнили”да йәнә шундақ дейилгән:
Бирақ, террорлуқ һәрикәтлириниң арқа көрүнүши хитай һөкүмити баян қилғандәк уқәдәр ениқ әмәс. Шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати бүгүнгә қәдәр шинҗаңда йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирини өзлирини қилғанлиқини елан қилмиди. Бу тәшкилатниң өзила һазирғичә бир сир. Мәсилән, бу тәшкилатниң қанчә пидаий җәңчиси бар? униң башлиқи зади ким? мана булар ениқ әмәс. Бирақ, кесип ейтишқа болидиғини; хитайниң көчмәнләр сиясити, уйғурларни иқтисади җәһәттә арқида қалдуруш сиясәтлиридин уйғурлар нарази.