Чәтәлләрдики уйғурларниң қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләр тоғрисидики қарашлири

Қәшқәрдә 30-июл вә 31-июл күнлири йүз бәргән вәқәләрдин кейин чәтәлләрдә яшаватқан уйғур паалийәтчиләр охшимиған пикир, қарашларни оттуриға қоюп, вәқәниң келип чиқиш сәвәблирини һәр хил шәкилдә ипадиләп кәлди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.08.11
qeshqer-somka-axturush-305 4 - Авғуст һуҗумидин кейин, хитай сақчилири қәшқәр кочилирида халиған уйғурниң сомкисини ахтуруватқан көрүнүш.
AFP Photo

Җүмлидин түркийидә яшаватқан вәтәнпәрвәр уйғур паалийәтчи абдуләзиз әпәнди бу һәқтики пикир, қарашлирини оттуриға қойди. Нөвәттә абдуләзиз әпәндиниң қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләр тоғрисида оттуриға қойған пикир-қарашлириға диққәт берәйли.

Абдуләзиз әпәнди 18-июл хотәндә, 30-, 31-июл қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләргә қатнашқучилар һәққидики пикир, қарашлирини ипадиләп мундақ деди: бүгүн қаршилиқ көрситип оттуриға чиқиватқанлар һәқлиқ шәкилдә хитайниң зулумиға, тили, дини, миллий өрп-адити, мәдәнийити қатарлиқ өзиниң яшап кәлгән миллий адәтлиридә, диний ибадәтлиридә тосқунлуққа учриған вә униңға чидиялмиғандин кейин инсанлиқ бурчини ада қилиш үчүн оттуриға чиққанлар.

Абдуләзиз әпәнди, уйғурлар қандақ күнләргә дуч кәлди дегән соалға җаваб бериш билән биргә, хитай даирилириниң қаршилиқ көрсәткән уйғурларни “террорчи” дәп елан қилған баянатлириға рәддийә берип мундақ деди: шәрқий түркистан хәлқиниң туприқи ишғал қилинди. Тупрақ ишғал қилинса, мал - мүлки мусадирә қилинса, униң земиниға хитай көчмәнләрни йөткәп орунлаштурса, йерини тартивалса, диний етиқадиға әмәл қилишқа рухсәт қилмиса, намаз оқушқа, роза тутушқа, һәҗ паалийити қилишқа рухсәт қилмиса, йезиқини ишлитәлмисә, өз тилида сөзлийәлмисә, мәдәнийитини сақлиялмиса, тарихтин буян яшап кәлгән өз өйигә игә болалмиса, аял вә бала - чақилириға игә болалмиса, бир мәһәлидин бир мәһәлигә баралмиса, паспорт алалмиса, мән чәтәлгә баримән дегән сөзни дейиш ояқта турсун, хотәндин қәшқәргә, қәшқәрдин үрүмчигә баралмиса, нурғун балилар өз вәтинидә ата - анисидин айрилип вәтәнсиз қалса, мушунчивала зулум бир залим һөкүмран тәрипидин елип берилса, биз аҗиз мәзлум болғанлиқимиз үчүнла у залимниң шунчила җинайи қилмишлириға, бизни йоқ қиливетиштин ибарәт шунчила хәвпкә дуч кәлсәкму, униңға қарши чиқмай җим турушимиз лазимму? дуняда қул вә мустәмликә болмиған милләт йоқ, у қул болуп қалған һаләттә өзиниң тили вә мәдәнийити билән биргә яшиған. Бүгүн хитай уйғурларни йәршаридин пүтүнләй йоқ қиливетишни мәқсәт қилиду. Тилини, йезиқини, мәдәнийитини, шәһирини, миллий алаһидликиниң һәммини түзләп йоқ қиливетип, у йәргә хитайни йәрләштүрүшни мәқсәт қилиду. 16 яштин 25 яш арисидики қизларни ичкири өлкиләргә елип кәтсә, буниңға инкас қайтурсақ террорчи болсақ, биз немә қилишимиз керәк? сөз қилиш әркинликимиз болмиса, яки намайиш қилиш әркинликимиз болмиса, хаталиқни оттуриға қоюп дәрдимизни ейтсақ, уни сорайдиған адәм йоқ дегән һаман, террорчи дәп җазалиса, биз хитайниң бу зулумиға, зораванлиқиға, һәммигә хош- дәп қол бағлап турушимиз керәкму? яки инсанлиқ сүпитимиз билән инкас қайтурушимиз лазимму?

Абдуләзиз әпәнди сөзидә, хитайларниң қәшқәр,хотән, ғулҗа дегәнгә охшаш уйғур дияриниң шәһәр исимлирини тоғра шәкилдә дейәлмәй туруп, у йәрни өзиниң дәп дава қилидиғанлиқини тәнқид қилди вә шәрқий түркистан хитайларниң әмәс, уйғурларниң вәтини икәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.