Маралбешилиқ 50 дин артуқ деһқан қәшқәр валий мәһкимисидә наразилиқ билдүрди

Хитай һөкүмитиниң баҗ вә селиқлириниң көплүки вә түгимәйватқанлиқиға нарази болған маралбеши наһийисидики бир қисим деһқанлар алдинқи һәптә қәшқәр вилайәтлик вали мәһкимисигә берип, мәһкимә қорусида топлишип олтурувелиш шәклидә наразилиқ билдүргән.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.22
dixan-awazi-305 Уйғур деһқанлири йапонлуқ бир сайаһәтчигә баҗ вә селиқлири һәққидә шикайәт қилмақта.
Youtube.com Дин елинди.

Наразилиқ һәрикитигә 50 дин артуқ киши қатнашқан вә һәрикәт арқа-арқидин 2 күн давам қилған. Ахири маралбеши наһийисидики даириләр валий мәһкимисигә келип, деһқанларға мәсилисини һәл қилидиғанлиқини ейтип уларни алдап елип кәткән.

Маралбеши наһийиси 2000 ‏- йили, деһқанларниң қолидики бир қисим йәрләрни тавар йәр дәп бекитип, униңдин юқири баһада йәр һәққи елишқа башлиған. Деһқанлар тавар йәрләргә һәр йили, 400 йүәндин йәр һәққи, 100 йүәндин су һәққи вә йәнә башқа селиқларни тапшуруп, бу йәрләрдин һечқандақ пайда алалмиған.

Деһқанлар көп қетим тәклип сунуп, тавар йәрләргә елинидиған йәр һәққини бикар қилишни тәләп қилған. Әмма, уларниң авазиға қулақ селинмиған. Ахири өткән җүмә күни бир түркүм деһқанлар қәшқәр вилайәтлик валий мәһкимисигә берип, мәһкимә қорусида җим олтурувелиш шәклидә наразилиқ билдүргән.

Дүшәнбә күнигә кәлгәндә маралбеши наһийисидики даириләр, валий мәһкимисигә келип, деһқанларға мәсилисини һәл қилидиғанлиқиға аит вәдиләрни берип уларни елип кәткән.

Юқириқи деһқанниң мәлуматидин қариғанда, қәшқәрдики һөкүмәт даирилириниң колликтип наразилиқ һәрикәтлиригә муамилә қилиш усулида бу йил өзгириш болғанлиқи көрүлмәктә, әмма мәсилини һәл қилишта деһқанларниң мәнпәәтини көздә тутидиған-тутмайдиғанлиқи алдимиздики күнләрдә мәлум болғуси.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.