Қәшқәрдә йеқинқи 3 йил ичидә йүз бәргән хитайға қарши чоң-кичик һәрикәтләр

Қәшқәрдики хитай пуқралириниң сарасимға чүшиши вә бир қисминиң юртлириға қайтишқа һазирлинишида, қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар вәқәләр муһим рол ойниған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.12
qeshqer-somka-axturush-305 4 - Авғуст һуҗумидин кейин, хитай сақчилири қәшқәр кочилирида халиған уйғурниң сомкисини ахтуруватқан көрүнүш.
AFP Photo

Қәшқәрдә йеқинқи 3 йилда йүз бәргән вәқәләрниң әң мәшһури, 4-авғуст сәмән йоли вәқәсидур. Вәқәдә хитайниң чегра мудапиә әскәрлири дәһшәтлик һуҗумға учриған. Вәқә бейҗиң олимпикиға 4 күн қалған бир мәзгилдә йүз бәргән. Шу күни әтигәндә уйғур оғланлиридин қурбанҗан билән абдурахман азад, һәрбий мәшиқ қиливатқан әскәрләргә бир аптомобил билән һуҗум қилған. Арқидин аптомобилдин сәкрәп чүшүп әскәрлиригә өзлири йәрлик усулда ясиған бомбини атқан, униң арқидин пичақ билән һуҗум қилған. Вәқәдә җәмий 17 әскәр өлгән вә 16 си яридар болған. Икки һуҗумчиниң бири бир қолидин, йәнә бири бир путидин айрилған һалда әсиргә чүшкән.

Аридин 8 күн өткәндә, йәни 12-күни авғуст күни қәшқәрниң йеңишәһәр наһийисидә яманяр вәқәси йүз бәргән. Шу күни бир гуруппа пидаийлар, яманяр йезисидин өтүп кетиватқанда, йол тәкшүрүватқан аманлиқ хадимлириниң тосқунлуқиға учриған. Пидаийлар дәсләптә аманлиқ хадимлирини өзлиригә тосқунлуқ қилмаслиққа дәвәт қилған. Әмма хадимлар пәйлидин янмиғандин кейин, пидаийлар улардин үч нәпирини пичақ тиқип өлтүргән вә йолини давам қилған.

Буниңдин 15 күн өткәндә, йәни 8-айниң 27-күни пәйзават наһийисидә қизил буя вәқәси йүз бәргән. Әслидә яманяр вәқәсидин кейин мөкүнүп йүрүватқан 7 нәпәр пидаий, шу күни қизилбуйидики бир қонақлиқта қоршавда қалған. Улар қонақлиқтин уштумтут етилип чиқип, өзлирини тутқили кәлгән сақчиларға пичақ билән һуҗум қилип, бир нәпәр сақчи понкити башлиқи вә бир нәпәр сақчи хадимини өлтүргән, 3 нәпирини яриландурған.

8-Айниң 29-күни, йеңишәһәр наһийисидә миша вәқәси йүз бәргән. Шу күни қәшқәр вилайитидә 3000 дин артуқ киши сәпәрвәрликкә кәлтүрүлүп, қизил буя вәқәсини пәйда қилған гумандарлар, миша йезисидики бир қонақлиқта қоршавға елинған. Қоршавға елинған пидаийлар абдуреһим әхәт, қейим бавудун, имам һәсән, һәсән һошур, абдусалам султан вә анаргүл мутәллип қатарлиқ 9 киши болуп, булар хил қоралланған хитай қораллиқ қисимлириға һуҗум қилишқа чарисиз қалған. Әмма тәслим болушниму қәтий рәт қилған. Нәтиҗидә пидаийлардин 6 нәпири етип өлтүрүлгән, 3 нәпири әсиргә чүшкән.

2009-Йили 7-айниң 6-күни қәшқәрдә 500 гә йеқин киши, шавгүән вәқәсигә қарши наразилиқ намайиши үчүн, һейтгаһ мәсчити алдиға топланған. Әмма хитай қораллиқ қисимлириниң зораванлиқи билән намайишчилар тутқун қилинған вә тарқитиветилгән.

2010-Йили 8-айниң 7-күни паалийәтлири үчүн иқтисад топлашқа һәрикәт қиливатқан бир гуруппа пидаийлар, маралбеши наһийә базириниң пиядиләр кочисидики бир зибузиннәт дукиниға бастуруп киргән, бу җәрянда өзлиригә тосқунлуқ қилған бир нәпәр хитай аманлиқ хадимини өлтүргән. Бу гуруппидики пидаийлар: нурмәмәт обулқасим, имин давут, әмәт тохти, җүмә абдувайит, әбәйдулла езиз, нурелиҗан турсун, нурмәмәт һошур, қурбан нур, абдуқадир саттар, әркин қадир, әмәт қурбан вә абдулла ели қатарлиқ 12 кишидур.

2010-Йили 10-айниң 12-күни юқириқи пидаийлар, йеңишәһәр наһийисиниң йеңиериқ йезисидики хитай оттура мәктәп мудириниң өйигә кечидә бастуруп кирип, мудир вә униң аялини өлтүргән.

2010-Йили 11-айниң 11-күни, юқириқи пидаийлар икки гуруппиға бөлүнүп, йеңишәһәр наһийисиниң арал йезисидики яң фамилилик ака-ука хитай көчмәнлириниң өйлиригә бастуруп кирип, икки аилидин җәмий 6 кишини өлтүргән.

Бу йил 4-айниң 18-күни қәшқәр шәһиридә йәнә бир нәпәр уйғур яш, кочида кетиватқан хитай пуқралириға пичақ билән һуҗум қилип 6 кишини яриландурған. У сақчиларниң қоршавида қалғанда, пичақ билән өзини өлтүрүвалған.

Аридин 4 күн өткәндә, йәни 4-айниң 22 күни, қәшқәрдә йәнә бир нәпәр уйғур яш, шәһәрниң қумдәрваза кочисида 39 яшлиқ бир хитай аялни боғузлап ташлиған.

Қәшқәрдә әң йеқинда йүз бәргини, 21 кишиниң өлүми, 40 нәччә кишиниң ярилинишиға сәвәб болған вә 2 һәптидин бери хәлқара мәтбуатларда күнтәртиптә туруватқан қәшқәр йеңибазар вәқәсидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.