Қәшқәр қәдимий шәһири 5 йил ичидә пүтүнләй өзгәртилип болмақчи
2011.06.17

Уйғур миллий мәдәнийитиниң бөшүки болған қәшқәр қәдимий шәһиридики өйләр 2000 йилдин бери уйғурларниң қәдимий тарихқа игә болған мәдәнийитиниң, шәһәрлишиш тарихиниң абидиси сүпитидә уйғур кимликиниң намайәндиси болуп кәлгән иди. Әмма узун йиллардин бери мәзмут туруп кәлгән бу өйләр 2000-йилларға кәлгәндә хитай даирилири тәрипидин “йәр тәврәшкә чидамсиз хәтәрлик өйләр” тизимликигә елинип чеқилишқа башлиди. Қәшқәр қәдими шәһирини чеқиш, өзгәртиш тәклипи әслидә 2001-оттуриға қоюлған болуп, 2008-йилида иҗра қилишқа тегишлик муһим хизмәтләр қатариға киргүзүлгән, 2009-йили қәшқәр қәдимий шәһәр райони бу хизмәтниң мәркизи нуқтиси қилинған, хәвәрләрдин мәлум болушичә, 5 йил ичидә қәшқәр қәдимий шәһәрни чеқиш, өзгәртиш қурулуш пиланини тамамлап болуш қарар қилинған болуп, буниң үчүн 7 милярд йүән аҗритилған.
Хитай даирилири қәшқәр қәдимий шәһиридики өйләр йәр тәврәшкә чидамсиз болғанлиқтин, йәр тәврәштә хәтәрлик ақивәтләрниң келип чиқидиғанлиқини илгири сүрүп, буниң хәлққә пайдилиқ қурулуш икәнликини тәшвиқ қилип кәлмәктә. Әмма радиомиз игилигән учурлардин вә башқа чәтәллик мухбирлар игилигән учурлардин буниң йәрлик хәлқниң қаттиқ наразилиқини қозғиғанлиқи мәлум. Бу һәм чәтәлләрдики уйғурларниң шундақла буниңға көңүл бөлидиған башқа чәтәлликләрниңму наразилиқини қозғиған иди. Вә илгири имза қоюш паалийәтлири арқилиқ хәлқара органлардин буни сүрүштүрүш тәләп қилинған вә нәтиҗидә бир қисим кишилик һоқуқ органлири вә қәдимий ядикарлиқларни қоғдаш тәшкилатлири хитайға қәшқәр қәдимий шәһирини чеқиш қурулушини тохтитиш һәққидә чақириқ қилған.
Америкида нәшрдин чиқидиған “глобал пост” гезитиниң хәвәр қилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң маарип, пән-техника, мәдәнийәт фондиниң әзалири қәшқәргә берип, қәшқәрдики һөкүмәт даирилириниң әмәлдарлири билән бу һәқтә көрүшкән болуп, учришишта қәдимий өйләрниң чеқилиш мәсилисигә хәлқниң наразилиқиниң нәзәргә елиниши керәкликини алаһидә оттуриға қойған. Мәзкур тәшкилатниң бейҗиңда турушлуқ хадими битрис калдун ханимниң мухбирға билдүрүшичә, у қәшқәрдики әмәлдарлар билән көрүшкәндә уларға “қәшқәр қәдимий шәһәр қурулуш пилани чоқум йәрликләрниң пикригә вә уларниң өрп-адәтлиригә һөрмәт қилған асаста болуши керәк” дегән вә қәшқәр қәдимий шәһириниң әслий қияпитиниң сақлинип қелишиниң интайин муһимлиқини, б д т пән-маарип, пән-техника, мәдәнийәт җәмийитиниң буниңдин җиддий әндишә қиливатқанлиқини ейтқан. Әмма хитай даирилири болса, бу әмәлдарларниң райондики зияритини тәтүр тәшвиқ қилип, уни б д т ниң алақидар хадимлириму бизниң хизмитимизни қоллиди, дәп тәшвиқ қилған. Буниңдин хәвәрдар болған б д т хадимлири бу тәшвиқат материяллириниң дәрһал өзгәртилиши керәкликини билдүргән.
Мана шуниңдәк, гәрчә хәлқара органлар вә бу ишқа көңүл бөлгүчи шәхсләр түрлүк йоллар арқилиқ хитай һөкүмитини бу пиланни бикар қилишқа чақирған болсиму, әмма хитай һөкүмити бу пиланини тохтатмай бәлки уни техиму илгирилигән һалда иҗра қилмақта. Болупму 2009-үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин хитай даирилири бу хизмәтни иҗра қилиш сүритини техиму ашурмақта. Статистикиларға қариғанда, 2010-йили 5-айда бу һәқтики қарар рәсмий мақуллинип, пул тәстиқланғандин кейин 2010-йилиниң ахириға кәлгүчә җәмий 14 миң аилилик көчүрүлүп, 9000 ға йеқин өй чеқилған болуп, 2011-йилиниң ахириғичә йәнә 15 миңға йеқин аилини мәзкур райондин көчүрүп болидикән.
Хитай даирилири 2015-йилиғичә болған 5 йил ичидә бу райондики барлиқ аһалини көчүрүп болуш вә бу қурулушни тамамән пүттүрүп болушни пилан қиливатқан болуп, бу,қәшқәр қәдимий шәһәр районидики 65 миң аилилик йәни җүмлидин 220 миңдин ошуқ уйғур әвладму-әвлад яшап кәлгән өй-маканлиридин айрилидиғанлиқини билдүриду. Бу әһвал уйғурларнила әмәс, бәлки қәдимий мәдәнийәтләрни қоғдашқа көңүл бөлүп келиватқан һәрқандақ бир кишини қаттиқ әпсусландурмақта. Глобал пост гезити бу һәқтики хәвиридә, уйғурларниң көпинчиси, буниң қандақтур йәр тәврәшкә чидамлиқ өй селиш әмәс, бәлки пүтүнләй уйғурларни ассимилятсийә қилиш мәқсити билән елип берилғанлиқиға ишинидиған болуп, хитай һөкүмитиниң бу пилан һәққидә очуқ-ашкара мәлумат бәрмәслики, униң даирисиниң қәйәргичә болидиғанлиқи, бу өйләрниң орниниң кейин немә болидиғанлиқи һәққидә ениқ чүшәнчә бәрмәсликиму бу һәқтики гуманларни күчләндүрмәктә, дәп баян қилған вә шундақла хитайдики заманивилиқтин халий һалда өзигә хас һаят истилини мукәммәл сақлап қелип, уйғурларниң өтмүши, тарихи вә уларниң кәлгүсини йорутуп бериватқан бу қәдимий шәһәр райониниң мәңгү йоқилиш хәвпи астида туруватқанлиқини әскәрткән.