Бәш бурҗәклик бина: америка - қирғизистан һәрбий база сөһбитидә илгириләш болуватиду

Қирғизистан парламенти бу йил 3 ‏- айда қарар мақуллап, америкиниң бешкәктики манас һава армийә базисини бикар қилип беришини тәләп қилған иди. Қирғизистан - америка арисидики келишимгә асасән қирғизлар базини бикар қилип беришни тәләп қилса, америкиниң 6 ай ичидә базини тәрк етиши лазим иди.
Мухбиримиз әркин
2009.04.30
manas-ayrodromi-qirghiiz.jpg Бишкәктики манас америка һәрбий базисидин бир көрүнүш.
AFP Photo

Бу әһвалда америка йеңи һәрбий база издәшкә киришкән. Лекин америка һәрбий базиниң иҗарә вақтини узартиш мумкинчиликидин үмид барлиқини билдүрмәктә.

Америка билән қирғизистан арисида елип берилған қирғизистан пайтәхти бешкәк әтрапидики америка һава армийә базисиниң иҗарә вақтини узартиш һәққидики сөһбәт илгириләшкә еришкән болуп, америка тәрәп һәрбий базиниң иҗарә вақтиниң узартилишиға үмид туғулғанлиқини билдүрмәктә.
 
Қирғизистан америкиға иҗаригә бәргән бешкәк әтрапидики манас һава армийә базиси, америкиниң афғанистандики әлқаидә вә талибанларға қарши һәрбий һәрикитини лавазимәт билән тәминләйдиған муһим тәминат түгүни иди. Қирғизистан президенти қурманбек бақийеф бу йил 2 ‏ - айда һәрбий базини тақайдиғанлиқини елан қилип, бу һәқтики президент қарарнамисини қирғизистан парламентиға сунған.

Парламент 3 - айда бақийефниң қарарини тәстиқлиған иди. Бу әһвалда америка афғанистанға һәрбий тәминат тошуйдиған йеңи һава қатнаш линийәси издәшкә мәҗбур болған иди.

Америка райондики дөләтләрниң биридә манас һава армийә базисиниң орнини басалайдиған йеңи һәрбий база иҗарә елишқа киришкән болсиму, йәнә бир тәрәптин қирғизистан билән манасниң иҗарә вақтини узартиш тоғрисидики сөһбәтни тохтатмиған иди.

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң баянатчиси Geoff Moreel алдинқи күни елан қилған бу һәқтики баянатида америкиниң " қирғизистан билән болған манас мәсилидики сөһбитидә әмәлий илгириләш бар. Мениңчә бу мәсилидә техи бир немә елан қилиш басқучиға кәлмиди. Лекин биз базиниң вақтини узартиш тоғрисида сөһбәт өткүздуқ" дәп тәкитлигән болуп, Morrel йәнә "бизниң ишларниң йүрүшүшидин үмид күтишимизгә сәвәб бар" дегән.

Әмма, қирғизистан америка билән сөһбәт өткүзгәнликигә инкар позитсийиси тутуватқан болуп, қирғизистан баш министири чудиноф америка билән манас тоғрисида сөһбәт елип барғанлиқини рәт қилған. Чудиноф чаршәнбә күни елан қилған баянатида мундақ дегән ":һечкимгә сөһбәт өткүзүш һоқуқи берилгән әмәс".

Туркийә һаҗиттәпә университетиниң оқутқучиси, тарих пәнләр доктори, истратегийәшунас әркин әкрәм, қирғизистанниң чоң дөләтләр оттурисида манас козурини ойнаватқанлиқини, бу қисқа мәзгилдә қирғизистанға бәзи пайдиларни елип кәлсиму, лекин узун мәзгилдә зиян тартидиған дөләтниң йәнила қирғизистан болидиғанлиқини билдүрди.

Америкиниң манастики һәрбий базиси афғанистандики америка һәрбий қисимлириға һәр айда 500 тонна маддий әшя, 15 миң һәрбий хадим йәткүзүп бериватқан болуп, америкиниң мәркизи асиядики бирдин - бир һәрбий базиси иди.

Америкиниң оттура асия әллиридә қурған һәрбий базиси райондики сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлириниң әнәнивий һамийси русийә билән, қирғизистан чегрисидики шәрқий түркистан миллий һәрикәтлириниң кеңийишини тосаш қайғусидики хитайни үзлүксиз биарам қилип кәлгән. Қирғизистан президенти бақийефниң бу йил 2 - айдики москва зияритидә, русийә қирғизларға 2 милярд доллар қәрз беришкә вәдә қилған болуп, бақийеф манас һава армийә базисини тақаш қарарини москвадики зиярити мәзгилидә елан қилған иди.

Түркийә һаҗиттәпә университитидики әркин әкрәм, пакистан вәзийитидики йеқинқи җиддийчилик әтраптики дөләтләрдә әндишә қозғиған болуши мумкинликини, шуңа америкиниң манас һава армийә базисини йәнә мәлум вақит ишлитишигә сүкүт қилиши мумкин дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Йеқинда пакистанниң сәрһат районидики талибанлар пакистан пайтәхти исламабадниң 60 километир нерисидики бунер дигән җайға қәдәр йетип кәлгән. Америка президенти обама пакистан даирилирини талибанниң һуҗумиға қарши тәдбир алмай изиләңгүлүк қилди дәп тәнқидлигән. Әркин әкрәм, талибанларниң пакистан вә афғанистандики тәһдит селиш күчи зорийиватқан әһвалда, америка үчүн манастики һава армийә базисиниң әһмийити зорийидиғанлиқини әскәртти.

Лекин, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң баянатчиси Geoff Morrel америкиниң қирғизистан билән база тоғрисида сөһбәт елип бериш билән биргә, мәзкур базиниң орнини басалайдиған йеңи база үстидә баш қатуруватқанлиқини билдүрди. У, бәш бурҗәклик бинаниң күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида тәкитлигән база һәққидики баянатида, манас базисиниң орниға бәзи таллаш обиктилирини байқиғанлиқини шундақла бир қатар мумкинчилики болған обикитларни қоллинидиғанлиқини илгири сүргән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.