Қирғизистан вақитлиқ һөкүмити москва вә вашингтон билән яхши мунасивәт орнитишқа тиришмақта
Мухбиримиз үмидвар
2010.04.15
2010.04.15

AFP Photo
15 - Април күни ош шәһиридә йиғилиш өткүзүлүп, бақийеф сөз қиливатқанда оқ авази аңлинип, бақийеф мәйдандин кетишкә мәҗбур болған. Арқидинла, икки миң әтрапида йеңи һөкүмәт тәрәпдарлири йиғилиш өткүзгән болуп, қораллиқ бақийеф тәрәпдарлири йиғин мәйданиға кирмәкчи болғанда, йиғин әһли тәрипидин тосуп қелинған.
Доктор әлишир хәмидов: қурманбек бақийеф һәр қанчә қилсиму, хәлқниң һимайисигә еришәлмәйду, шуңа ички урушму болмайду
Нөвәттә, қирғизистан вәзийити муқимлашқан болсиму, лекин, бақийефниң истипа бәрмәслики йәнила вәзийәтниң муқимсизлиқини кәлтүрүп чиқириши мумкин икән. Вашингтондики җоһн хопкинс университетиниң оқутқучиси, оттура асия мәсилилири тәтқиқатчиси, доктор алишир хәмидов әпәнди президент бақийефниң нөвәттә өз юртида өз тәрәпдарлирини топлаватқанлиқини, бу җайда униң хели көп санда қоллиғучилириниң болушиға қаримай, хәлқниң омумән йеңи һөкүмәтни қоллайдиғанлиқини тәкитлиди.Сәйшәнбә күни вашингтондики ядро қораллирини чәкләш йиғиниға кәлгән русийә президенти дмитрий медведев брукиң иниститутида қилған сөзидә һазир қирғизистанниң ички уруш гирдабида туруватқанлиқини, бу җайниң афғанистанға айлинип қелишидин әндишилиниватқанлиқини әскәрткән иди. Бирақ, өзи ош шәһиридә туғулуп өскән, у җайниң вәзийитини яхши билидиған әлишир хәмидов әпәнди болса, ички уруш көз қаришиниң бир мубалиғә икәнлики, қирғизистан җәнубида бақийефни қоллайдиғанларниң йәнила аз икәнликини көрсәтти.
Тәһлилләрдин қариғанда, қирғизистанниң җәнубидики қирғизларниң қәбилә, уруқ һәтта турмуш өрп - адәтлири шимал тәрәптики қирғизлардин қисмән пәрқлиқ болуп, бақийефниң җәнублуқ қирғизлардин келип чиқиши һәмдә униң бу йәрдә туруши билән икки район арисида ихтилап күчийиши вә буниң ахирида еғир вәқәләргә айлинип кетиш мумкинлики кишиләрни хәвпсирәтмәктә.
Доктор хәмидовниң ейтишичә, қирғизистанниң җәнуби вилайәтлиридә зор санда өзбекләр яшайду, бу җай пәрғанә вадисиниң бир қисими болуп, бу район өзбекистан вә таҗикистан һәмдә уйғур ели билән тутишиду. Бақийеф дәвридә һөкүмәт органлирида асаслиқи қирғизлар ишлигәнлики үчүн өзбәкләрниң бу саһәләрдә ишләш әһвали төвәнрәк болған, бу йәрдики өзбекләрниң дәрслик материяллири, тил мәсилиси вә башқа муәммалири мәвҗут. Бирақ, әлишир хәмидовниң қаришичә, җалалабад вә башқа җайлардики өзбәк җамаити ички қалаймиқанчилиқларға қарши болуп, улар йеңи һөкүмәтни қоллиған вә униңдин өзлиригә пайдилиқ үмидләрдә болмақта.
Қирғизистан уйғур җамаитиму йеңи һөкүмәтни қоллап, ианә топлаш елип берип, 7 - априлда һаятидин айрилғанларға матәм тутқан һәмдә уларниң аилә - тавиабатлириға ярдәм бәргән. Улар өзлириниң қирғизлар билән уруқ - туғқан хәлқ икәнликини билдүрүшмәктә.
Вақитлиқ һөкүмәт русийиниң қоллишиға еришмәктә
Нөвәттә, русийә вә америка һөкүмити қирғизистандики вәзийәткә йеқиндин көңүл бөлүватқан болуп, русийә агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, қирғизистан вақитлиқ һөкүмитиниң бир вәкилләр өмики алмасбек атамбайевниң башчилиқида икки қетим москвада зиярәттә болди.Алмасбек атанбайев 14 - април күни йәнә бир қетим москваға берип, русийә тәрәп билән сөзләшкәндин кейин, русийә қирғизистанға 20 милйон доллар ярдәм вә 30 милйон доллар қәрз берип туридиғанлиқини җакарлиған. Бирақ, баш министир путин қирғизистанда болуватқан ишлар уларниң ички ишлири, иҗтимаий вә еғир иқтисадий қийинчилиқ шараитида уларниң русийидин ярдәм сориғанлиқини тәкитлигән. Пәрғанә агентлиқиниң русийә мәнбәлиридин нәқил елишичә, алмасбек атанбайев 14 - април күни йәнә москвада русийә баш министири владимир путин биләнму айрим көрүшкән, шуниңдәк путин бақийеф билән телефонда сөзләшкән болуп, бирақ улар арисида немә сөз болғанлиқи ениқ әмәс.
Нөвәттә, бишкәк йенидики қәнт районида русийиниң һава армийә базиси мәвҗут болуп, қирғизистан русийә билән биргә коллектип бихәтәрлик келишими тәшкилатиға әза дөләттур.
Вақитлиқ һөкүмәт америкиниң инсанпәрвәрлик ярдимигә еришиду
14 - Април күни америка ташқи ишлар министириниң җәнубий вә мәркизий асия ишлири бойичә ярдәмчиси роберт блейк бишкәккә йетип келип, вақитлиқ һөкүмәтниң рәһбири роза отунбайева билән сөзләшкән. Б б с ниң йезишичә, роберт блейик сөзлишиштин кейин, "мән қирғизистан вақитлиқ һөкүмитиниң планлиридин мәлум дәриҗидә үмидләндим. Чүшинишимизчә, биз уларниң қийин вәзийәттин өтүвелишиға ярдәм беримиз," дегән.Униң алдида болса, америкиниң қирғизистанға инсанпәрвәрлик ярдими беридиғанлиқи мәлум билдүрүлгән иди. Роза отунбайева өзлириниң америка билән болған келишимләрни давамлиқ күчкә игә қилидиғанлиқини тәкитлигән. Роза отунбайева йәнә америка ташқи ишлар министири хилларий клинтон ханим билән телефонда сөзләшкән шуниңдәк америкиниң бишкәктики әлчиси биләнму учрашқанда, у, америкиниң қирғизистанға берилидиған инсанпәрвәрлик ярдиминиң кеңәйтилидиғанлиқини билдүргән иди.
Әлишир хәмидов вақитлиқ һөкүмәтниң ташқи сияситини тәһлил қилип, бу һөкүмәтниң һазир америка вә русийидин ибарәт икки чоң дөләтниң қоллишиға еришишни қолға кәлтүрүшкә тиришиватқанлиқи, чүнки өзлириниң тәсири вә күчиниң һазирчә техи йетәрлик әмәсликини, болупму, иқтисадий җәһәттә интайин начар әһвалда икәнликини көрсәтти.
Вақитлиқ һөкүмәт хитайдин ярдәм тәләп қилмиди
Әмма, һазирғичә қирғизистан йеңи һөкүмитиниң хитайниң қоллишиға еришиш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқи вә яки униңдин ярдәм тәләп қилғанлиқи шуниңдәк хитайни муһим һәмкарлиқ орниға қойғанлиқи һәққидә мәлумат йоқ. Доктор хәмидовниң ейтишичә, бундақ болушидики бир сәвәб, мәзкур һөкүмәтниң техи һоқуқни қолға алғанлиқиға узун болмиғанлиқидин болса керәк, әмма, хитай бәрибир район үчүн муһим дөләт, бу һөкүмәтниң хитай билән қандақ һәмкарлишидиғанлиқини вақит көрситиду. Буниң әксичә, қирғизистан йеңи һөкүмити йәнә қазақистандинму ярдәм тәләп қилған. Униң түркийә һәм башқа мәмликәтләрдинму ярдәм тәләп қилиши мумкинлики һәққидики учурлар мәвҗут.Қазақистан президенти назарбайев болса, астананиң бақийеф билән йеңи вақитлиқ һөкүмәт оттурисидики мунасивәттә васитичи болушқа разилиқ билдүргән. Пәрәзләрдин қариғанда, бақийефниң вәзиписидин қелиш мәсилиси бойичә йеңи һөкүмәт тәрәп билән униң арисида бәлки астанада сөһбәт болуши мумкин, бақийеф астанадин буни тәләп қилған.
Вақитлиқ һөкүмәттә русийигә тайиниш хаһишлири күчлүкрәк
Доктор әлишир хәмидовниң тәһлил қилишичә, вақитлиқ һөкүмәт әзалири һәр хил партийә вә һәр хил пикирдики адәмләрдин тәркип тапқан болуп, буларниң ичидә русийә тәрәпдарлири, ғәрб тәрәпдарлириму бар. Һазирчә қайси гуруһ утуп чиқидиғанлиқи ениқ әмәс. Лекин, уларниң биринчи болуп, русийигә вәкил әвәтип, русийигә мураҗәт қилиши мәзкур һөкүмәт тәркибидә русийә тәрәпдарлириниң көплүки билән мунасивәтлик, йәнә бир тәрәптин алғанда, русийидә көп санда қирғизистанлиқлар тирикчилик қилиду. Бирақ, әлишир хәмидов йәнә, "әгәр қирғизистан вақитлиқ һөкүмити русийә билән бәк йеқинлишип кәтсә, қирғизистандики демократик тәрәққиятқа зиянлиқ, чүнки, русийидә һакиммутләқлиқ хаһишлири еғир, әмма америка башлиқ ғәрб билән йеқин һәмкарлашса, қирғизистандики демократийиниң күчийиши вә униң техиму очуқ җәмийәткә айлинишиға пайдилиқ," дәп қарайду.Бу қетим йәнә қирғизистан вақитлиқ һөкүмити америка, германийә, русийә қатарлиқ дөләтләрдә турушлуқ қирғизистан баш әлчилириниң вәзипилириниму әмәлдин қалдурувәткән һәмдә һәр қайси вилайәтләргә өзлириниң йеңи валийлирини тәйинләп, омумий йүзлүк контроллуқ қилишқа тиришмақта. 2005 - Йилидики март инқилабида қурманбек бақийеф тәрәпдарлири тәрипидин москва қечишқа мәҗбур қилинған сабиқ президент әсқәр ақайев 12 - април күни өзиниң йеңи һөкүмәтни қоллайдиғанлиқини билдүргән иди.
15 - Април күни пәрғанә агентлиқиниң қазақистан ташқи ишлар министири қанат савдабайевниң мәлуматидин нәқил кәлтүрүшичә, бақийеф рәсмий истипа бәргәндин кейин, қазақистан президенти нурсултан назарбайев, америка президенти барак обама, русийә президенти дмитрй медведев вә б д т, явропа иттипақи һәмдә явропа һәмкарлиқ вә бихәтәрлик тәшкилатиниң бирликтә күч чиқириши нәтиҗисидә қирғизистандин айрилған. Бирләшмә агентлиқиниң йезишичә, у қазақистанға йетип кәлгән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.