Қирғизистанда парламент сайлими болуп өтти
Мухбиримиз азат
2010.10.11
2010.10.11
AFP Photo
Буларниң ичидә, "ата юрт" партийиси парламентта 28 орунға, "сотсиял демократлар"партийиси 26 орунға, "ар - номус"партийиси 24 орунға, "республика" партийиси23 орунға, сайлиғучиларниң әң зор қоллишиға еришиду дәп мөлчәрләнгән "ата макан" партийиси болса 19 орунға еришти.
Қирғизистандики уйғур җамаитиниң бу сайламда "сотсиял демократлар" партийисини қоллап аваз бериши нәтиҗисидә, бу партийиниң тизимликидә 15 - орунда турған уйғур йигити турсунтай сәлимоф парламент әзалири қатаридин орун алди.
Қирғизистанда парламентлиқ башқуруш түзүлмисини йолға қоюш мәқситидә елип берилған бу сайламға чәт әлләрдин кәлгән 850 дин артуқ көзәткүчи қатнашти.
Яврупа парламентиниң көзәткүчиләр гурупписи билән колликтип хәвпсизлик келишими тәшкилатиниң көзәткүчилири бүгүн өткүзүлгән мәлумат бериш йиғинида, бәзибир интизам бузушларни һесабқа алмиғанда, сайламниң омумән адиллиқ билән өткүзүлгәнликини муәййәнләштүрди. Бирақ, қирғизистандики омумий сайлиғучиларниң аранла 56%ниң сайламға қатнашқанлиқи, болупму җәнубтики аһалиниң асаси қисмини тәшкил қилидиған өзбекләрниң көпчиликиниң сайламға қатнашмиғанлиқи һәмдә һазирғичә тохтимастин түркүм - түркүмләп чәт әлләргә кетиватқанлиқи бу қетимқи сайламда диққәт қозғиған бир нуқта болуп қалди.
Бу қетимқи парламент сайлимида, қурманбек бақийеф һакимийити ағдурулғандин кейин тарқитиветилгән "ақйол" партийисиниң ғоллуқ әзалирини асас қилип қурулған "ата юрт" партийисиниң сайлиғучиларниң һәммидин көп авазиға еришип, парламентта әң көп орунни игилигәнлики, қирғизистандики сиясий күчләр арисида қурманбек тәрәпдарлириниң йәнила хели зор салмақни игиләп турғанлиқини шундақла 7 - апрелдин кейин қурулған йеңи һөкүмәтниң қурманбек һакимийитиниң тәсирини тазилаш күришиниң анчә мувәппәқийәтлик болмиғанлиқини, кона һакимийәт тәрәпдарлири қолидики ғайәт зор иқтисади байлиқниң бу қетимқи сайламда һәл қилғуч рол ойниғанлиқини испатлиди.
Бу қетимқи сайламда һечқайси партийиниң парламентта 50%тин көпрәк орунға игә болидиған авазға еришәлмигәнлики, йеңи һөкүмәт түзүштә бир қанчә партийини һәмкарлишишқа мәҗбур қилиду. Һәмкарлашқан партийиләр арисидики һөкүмәтниң баш министирлиқи вә һәр қайси министирлиқларни талишиш күриши, һөкүмәттин орун алалмиған партийиләрниң парламентта өктичи партийиләргә айлиниши һәмдә қирғизистанда парламентлиқ башқуруш түзүлмисиниң йолға қоюлишиға қарши позитсийидә болуватқан русийә, қазақистан қатарлиқ дөләтләрниң тәсири қатарлиқ амиллар сабиқ совет иттипақидин бөлүнүп мустәқил болған дөләтләр арисида биринчиләрдин болуп парламентлиқ башқуруш түзүлмисини йолға қойған бу кичиккинә оттура асия дөлитиниң кәлгүси тәрәққиятиға сәлбий тәсир көрситип, бу дөләтни арқа - арқидин йүз беридиған һөкүмәт кризиси патқиғиға патуруп қоюши шундақла һоқуқ талишиш күришиниң йеңи долқуниға сөрәп кириши мумкин.
Тәһлилчиләрниң баянлириға асасланғанда, русийиниң қоллишиға еришкән "ар - номус" партийиси билән ғәрбпәрәс "ата макан" партийиси оттурисидики күрәш қирғизистан парламентидики зиддийәтләрниң мәркизи нуқтиси болуп қелиши, һәр икки тәрәп һакимийәтни қолға кәлтүрүш үчүн парламенттики башқа партийиләрни өз йениға тартиши һәмдә шу сәвәбтин йәң ичи содиси әвҗ елиши мумкин икән.
Бу хил көз қарашни қоллиғучилар қирғизистанниң кәлгүсидә америка вә яврупа иттипақи башчилиқидики ғәрб күчлири билән русийә оттурисидики оттура асияда өз тәсир даирисини кеңәйтиш күришиниң мәркизигә айлинип қалидиғанлиқини, буниңдин пайдиланған хитай һакимийитиниң иқтисади җәһәттин сиңип кириш қәдимини тизлитиши мумкинликини пәрәз қилишмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.