Қирғизистанда йеңи бирләшмә һөкүмәт тәшкилләнди
Ихтияри мухбиримиз азад
2011.12.16
2011.12.16

AFP
Қирғизистан сотсиял демократлар партийиси призидент атамбайифниң 10 - дикабирдики тапшуруқиға асасән бир һәптидин буян парламенттики һәр қайси тәрәпләр билән мәслиһәтлишиш арқилиқ бүгүн, рисбублика, ата макан вә ар - намус партийилиридин тәшкилләнгән бирләшмә һөкүмәтниң барлиққа кәлгәнликини илан қилди. Рисбублика партийисиниң башлиқи үмүрбек бабануф бирләшмә һөкүмәтниң баш министирлиқи вәзиписигә тәйинләнди.
43 яшлиқ өмүрбек бабануф қирғизистанниң сияси сәһнисидики ислаһат тәрәпдарлиқи билән тонулған рәһбәрләрниң бири. У алмасбек атамбайиф башчилиқидики һөкүмәттә биринчи муавин баш министирлиқ вәзиписини өтигән болуп, хәлқ арисида атамбайифниң әң йеқин ярдәмчиси дегән нами бар. У йитәклигән рисбублика партийиси 7 - април инқилабидин кейин атамбайиф башчилиқидики қирғизистан сотсял демократлар партийиси билән йеқиндин һәмкарлишип, мәмликәт ичидә иқтисадни гүлләндүрүш, хәлқниң турмуш сәвийисини юқири көтүрүш, дөләт органлиридики парихорлуққа қарши туруш, бурунқи призидент қурманбек бакийиф дәвридә хитай қатарлиқ дөләтләргә мәхпий һалда сетивитилгән көмүр канлирини мәмликәткә қайтуривелиш қатарлиқ җәһәтләрдә көплигән хизмәтләрни ишлигән. Ташқи сиясәттә у атамбайифниң русийә билән омумйүзлүк истратегийилик һәмкарлиқ мунасивити орнитиш,русийә башчилиқидики тамужна - баҗ иттипақиға кириш арқилиқ ташқи иқтисади мунасивәтләрдә хитайға биқинип қелиштин сақлиниш тәшәббусини қоллиғучиларниң бири.
Өмүрбек бабануф бүгүн парламентта қилған сөзидә, дөләтниң иқтисади йүкини йәңгиллитиш мәқситидә һазирқи йигирмидин артуқ министирлиқни 15 кә қисқартидиғанлиқини, маарип,сәһийә, тамужна, әдилийә қатарлиқ органлардики парихорлуқ қилмишлириға қанун асасида қаттиқ чариләрни қоллинидиғанлиқини, йиза игиликини йүксәлдүрүш мәқситидә киләр йилдин башлап деһқанларға 7%лик йәңгиллитилгән өсум билән қәрз берилидиғанлиқини билдүрди.
Бүгүнки парламент йиғини йәнә әслидики парламент башлиқи әхмәтбек кәлдибекниң орниға асилбек җийәнбекни йеңидин парламент башлиқлиқиға сайлиди. Әхмәтбек кәлдибек һоқоқидин пайдилинип дөләт малийисигә еғир зиян кәлтүргәнлики, қанун органлири тәрипидин тутуш буйриқи чиқирилған җинайәтчи гуруһниң башчилири билән йеқин мунасивәттә болуп кәлгәнлики қатарлиқларниң паш болуши сәвәбидин 14 - дикабирда хизмитидин истипа беришкә мәҗбур болған иди.