Давалғуш һалитидики қирғизистанда иқтисад чекинмәктә

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 7 - апрелдин кейин үзлүксиз давалғуш һалитидә турған қирғизистан вәзийити, қирғизистан иқтисадиниң йәниму яманлишишини кәлтүрүп чиқарған.
Мухбиримиз миһрибан
2010.05.14
Qirghiz-Jalal-Abadta-yuz-bergen-toqunush-305.jpg Сүрәт, 14 - май күнидики бақийефниң йурти җалалабад областида йүз бәргән бақийеф тәрәпдарлири билән вақитлиқ һөкүмәтни һимайә қилғучилар арисидики тоқунуштин бир көрүнүш.
AFP Photo

Мәтбуат хәвәрлиригә қариғандА, бу йил "7 - апрел өзгириши" йүз берип, бақийеф һөкүмити ағдурулғандин кейин, қирғизистан вәзийити үзлүксиз давалғуш һалитидә қалған. Гәрчә һакимийәтни қолға алған, көп партийиләрдин тәшкилләнгән қирғизистан вақитлиқ һөкүмити, вәзийәтни контрол қилғанлиқини елан қилған болсиму, әмма қирғизистанниң җәнубидики бақийеф тәрәпдарлири һакимийәтни тартивелиш үчүн, елип бериватқан қаршилиқ һәрикәтлирини тохтатмиған.

12 - Май күни уш шәһири һәм бақийефниң юрти җалалабад областида йүз бәргән Бақийеф тәрәпдарлири билән вақитлиқ һөкүмәтни һимайә қилғучилар арисидики тоқунушта 1 адәм өлүш, 60 тин артуқ адәм ярилиниш вәқәси йүз бәргән. Пайтәхт бешкәк шәһиридә 12 -,13 - май күнлири бақийеф тәрәпдарлири вә вақитлиқ һөкүмәтни һимайә қилғучилар парламент бинаси алдида өз тәләплирини оттуриға қоюп намайиш қилған.

Бүгүн қирғизистанда турушлуқ уйғур зиялийлиридин азад қасим әпәнди һәм дилмурат әпәндиләр радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, нөвәттики қирғизистанниң давалғуш ичидики вәзийити һәм қирғизистанниң иқтисади әһвалида йүз бериватқан қийинчилиқлар һәққидә өз қарашлирини баян қилди.

Азад қасим әпәнди уш шәһири һәм җалалабад областида йүз бәргән тоқунуш нөвәттики әһвали һәққидә өзи билидиған әһвалларни сөзләп бәрди.

Дилмурат әпәнди нөвәттә, бишкәк шәһириниң тинч икәнликини, икки күндин буян парламент бинаси алдида намайиш болған болсиму, әмма 7 - апрел вәқәсидикидәк дуканларни булаң - талаң қилиштәк қалаймиқанчилиқ йүз бәрмигәнликини баян қилди.

Азад қасим әпәнди нөвәттики қирғизистан вәзийитини тәһлил қилип, 7 - апрелдин кейин қурулған бирләшмә һөкүмәтниң қолида, дөләт мудапиә армийиси һәм қораллиқ сақчилар күчниң барлиқини, униң үстигә зор көпчилик хәлқ бирләшмә һөкүмәтни қоллаватқанлиқи үчүн, бақийеф тәрәпдарлириниң қирғизистан вәзийитидә башқичә өзгириш қилалмайдиғанлиқи һәққидики пәризини оттуриға қойди.

Азад қасим әпәнди йәнә, қирғизистанниң нөвәттики иқтисади вәзийити һәққидә тохталди. У сөзидә қирғизистан вәзийитидики бу хил тинчсиз һаләтниң, әслидила аҗиз болған қирғизистан иқтисадида техиму зор чекинишни пәйда қилип, нефит, бензин қатарлиқ йеқилғу әшялар, йемәклик һәм күндилик турмуш буюмлири қатарлиқларниң кәмчил болуши хәлқ турмушиға еғир иқтисади бесимларни елип кәлгәнликини оттуриға қойди.

Азад әпәнди сөзидә, 7 - апрелдин кейин қирғизистан билән қошна болған оттура асия дөләтлиридин қазақистан, өзбекистан чегрилириниң тақилиши билән, бу дөләтләрдә ишләмчилик қилиш арқилиқ турмушини қамдаватқан 300 миң қирғиз аһалисиниң ишсиз қелип, иқтисадий мәнбәси үзүлгәнликини, хәлқ турмушиға лазимлиқ нәрсиләрниң кемийишини кәлтүрүп чиқарғанлиқини баян қилди.

Қирғизистанниң иқтисади вәзийитини тәһлил қилғучиларниң оттуриға қоюшичә, 2009 - йили хәлқара иқтисади чекиниш вәзийити, русийә, қазақистан қатарлиқ дөләтләргә берип ишләмчилик қилиш арқилиқ өз турмушини қамдайдиған 700 миң әтрапидики қирғизистан пуқрасиниң юртиға қайтишқа мәҗбур болуп, ишсиз қелишиға сәвәб болған икән. Мана әмди қирғизистан билән әтраптики қошна дөләтләр чегрисиниң тақилиши нәтиҗисидә қирғизистанниң иқтисади вәзийитидә техиму яманлишиш әһвали йүз бериши мумкин икән.

Оттура асия вәзийитини тәтқиқ қилғучилар нәзиридә, райондики земини 190 миң квадрат километир даирини игиләйдиған, әмма су - електир енергийисидин башқа, байлиқ мәнбәәлири нисбәтән кәмчил болған, аһалиси 5 милйон 300 миң әтрапидики қирғизистан җумһурийити, совет иттипақи парчиланғандин кейин мустәқил болған оттура асия дөләтлири ичидә, ички вәзийәттә давалғушлар көп йүз бәргини үчүн иқтисади җәһәттин муқим тәрәққий қилиш пурситигә еришәлмәй келиватқан дөләт дәп қарилип келиватмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.