Қирғизистан ош областида һәрбий һаләт җакарлиди
Мухбиримиз азат
2010.06.11
2010.06.11
AFP Photo
Мәлуматларға қариғанда, бу қетимқи тоқунушта кам дегәндә 34 адәм өлүп, 400 дин артуқ адәм яриланған. Сәһийә министири вәзиписини өтәватқан дамирә ханимниң мухбирларға бәргән җавабиға қариғанда, өлгәнләрниң көп қисми оқ тегип өлгәнләр икән. У йәнә 40 адәмниң еғир әһвалда икәнликини баян қилди.
Нөвәттә, қирғизистан вақитлиқ һөкүмити ош областиниң бир қисим районлирида 20 - июнға қәдәр һәрбий һаләт йолға қоюлғанлиқини җакарлиди. Мәлум болушичә вәқәдин кейин, ош шәһиригә кирип - чиқидиған барлиқ йоллар қамал қилинип, башқа җайлардин ош шәһиригә келидиғанларға чәк қоюлған. Ош областиниң өзбекистан билән чегрилинидиған барлиқ қаравулханилирида җиддий һаләт йүргүзүлгән.
Қирғизистан чегра қисимлириниң муавин баш қомандани чолпанбек турсунбекувниң "азадлиқ" радиосиға бәргән мәлуматиға қариғанда, өзбекистан тәрәп чегра районларға алаһидә қисимларни орунлаштурушқа башлиған.
Мәлум болушичә, һазирғичә ош шәһиридә булап - таланған вә көйдүрүветилгән сода сарайлири, аммиви әслиһәләр вә шәхсийләрниң өйлири 100 дин ашқан. От өчүрүш үчүн көрситилгән тиришчанлиқлар тоқунушқан тәрәпләрниң тосқунлуқлири сәвәбидин һечқандақ нәтиҗә бәрмигән.
Нөвәттә, қирғизистан вақитлиқ һөкүмити йүз бәргән тоқунушни тинҗитиш үчүн зөрүр тәдбирләрни қолланмақта. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, вақитлиқ һөкүмәт муавин баш министирлири өмүрбек текибайив, әзимбек бекназарув вә дөләт мудапиә министири исмаил исхақув қатарлиқ рәһбәрләрни ош областиға әвәткән.
Һазир вақитлиқ һөкүмәт танка, броневиклар билән қоралланған армийә вә алаһидә сақчи қисимлирини ош областиниң ош шәһири қатарлиқ җайларға киргүзүп, аммиви тәртипни әслигә кәлтүрүшкә тиришиватқан болсиму, әмма вәзийәтниң йәнила хәтәрлик һаләттә туруватқанлиқи мәлум болмақта.
Түнүгүн йүз бәргән тоқунушта көплигән йәрләрдики аһалини газ билән тәминлигүчи нефит - газ турубилири зәхимләнгәнлики сәвәбидин, бүгүн ош шәһәрлик газ билән тәминләш тармақлири шәһәр аһалисигә газ беришниң вақитлиқ тохтитилғанлиқини уқтурди. Коча хәвәрлиридин мәлум болушичә, һазир йәнә хәлқ арисида ичимлик суға зәһәр ташланғанлиқи һәққидиму гәпләр тарқалған.
Русийә тәрәпниң хәвиридин мәлум болушичә, қирғизистан вақитлиқ һөкүмитиниң муавин баш министири өмүрбек текибайив русийә ахбарат агентлиқи мухбириниң соалиға җаваб берип, вақитлиқ һөкүмәтниң вәзийәтни контрол қилишқа иқтидариниң бар икәнликини, чәтәл қошунлириниң тәклип қилинмайдиғанлиқини билдүргән.
Вақитлиқ һөкүмәтниң йәнә бир муавин баш министири әзимбек бекназарув болса бу қетимқи тоқунушни уюштурған өктичи күчләрни әйиблиди. Әзимбек бекназарув сөзидә, вақитлиқ һөкүмәткә қарши өктичи күчләрниң мәқсити, 27 - июн өткүзүлидиған қирғизистан асасий қануниға аваз бериш паалийитигә тосқунлуқ қилиш икәнликини илгири сүрүп, бу күчләрниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғининиң ташкәнттә өткүзүлүватқан пәйтини таллап туруп, вақитлиқ һөкүмәтниң абруйини чүшүрүш мәқситидә бу тоқунушни пиланлиғанлиқини әйиблиди.
Бүгүн қирғизистанниң бешкәк шәһиридә 600 ошуқ адәм парламент бинаси алдиға топлишип Вақитлиқ һөкүмәттин машина қатарлиқ қатнаш қораллирини аҗритип өзлирини ош шәһиригә йәткүзүп қоюшни тәләп қилди. Кәч саәт 9 лар чамисида миңға йеқин адәм дөләтлик телевизийә истансиси алдиға топлишивелип, вақитлиқ һөкүмәтниң ош областида йүз бәргән вәқәләрни әйнән көрситишкә тосқунлуқ қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди.
Нөвәттә, ош областида йүз бәргән бу қетимқи миллий тоқунушқа қарита америка, русийә қатарлиқ дөләтләр өз әндишилирини билдүрмәктә. Русийә президентиниң қирғизистандики алаһидә вәкили вә америкиниң қирғизистандики баш әлчиси татияна ханим мухбирларниң зияритини қобул қилип, вақитлиқ һөкүмәтниң тәдбирлирини қоллайдиғанлиқлирини билдүрди. Русийә тәрәп тоқунушуватқан тәрәпләрни зиддийәтләрни тинчлиқ йоли билән һәл қилишқа чақирмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.