Нөвәттики қирғизистанниң вәзийити йәнила җиддий, хәлқ сарасимә ичидә

Қирғизистанда һакимийәт алмишип бир мәзгилдин кейин, қирғизистанда ниспий муқимлиқ орнитилған иди. Мәлуматларға қариғанда, қирғизистанниң ағдурулған президенти бақийефниң қоллиғучилири униң юрти ошни өз ичигә алған җәнубий қирғизистан районида йәнә бир һөкүмәт қуруш пикрини оттуриға қойған.
Мухбиримиз турсун ислам
2010.05.06
Qirghizistan-oktichiliri-Bishkekte-namayish-ghelibe-7-Aprel-305.jpg Сүрәт, 2010 - йили 8 - апрел күни, өктичи күчләрниң қоллиғучилиридин бири қирғиз байриқини көтүргән һалда қирғиз һөкүмәт бинаси алдида.
AFP Photo

Нәтиҗидә, қирғизистан хәлқи арисида ички уруш йүз бериши мумкин дегәндәк әндишиләр пәйда болған. Кишиләр дукан - сарайлириниң ишик - деризилирини қиш - кесәкләр билән етишкә башлиған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.