Қирғизистан парламентиниң қачқунларни хитайға өткүзүп беришни асанлаштуруш келишимини музакирә қилиши кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң тәнқидигә учриди

Қирғизистан парламенти хәлқара ишлар комитети өткән дүшәнбә күни хитай билән имзаланған қачқунларни өткүзүп беришкә мунасивәтлик бир келишимни музакирә қилған иди.
Мухбиримиз әркин
2012.05.30
ershidin-israil-305.jpg Қазақистандин хитайға қайтуруп берилгән әршидин исраил. Бу рәсимни әршидинниң достлири тәминлигән.
RFA

Көзәткүчиләр мәзкур келишимниң уйғур паалийәтчилирини хитайға өткүзүп беришни асанлаштуруш вә қанунлаштурушни нишан қилғанлиқини илгири сүрмәктә. Шуңа мәзкур келишимниң музакиригә қоюлуши уйғур паалийәтчилирини вә кишилик һоқуқ тәшкилатлирини җиддий әндишигә салған.

Хитай-қирғизистан арисида имзалинип, 28‏-май қирғизистан парламенти хәлқара ишлар комитетиниң музакирисигә қоюлған мәһбусларни өткүзүп бериш-өткүзүвелиш тоғрисидики келишим лайиһиси, икки дөләт арисида өз ара мәһбус алмаштурушини асанлаштурушни мәзмун қилиду.

Қирғизистан муавин баш тәптиши османованиң 28‏-майдики парламент йиғинида илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити илгири қирғизистанниң мунасивәтлик органлириға илтимас сунуп, җуңгода җазаға тартилған кишиләрни қайтуруп беришни тәләп қилған, бирақ икки дөләт арисида буниңға мунасивәтлик келишим болмиғанлиқи үчүн қирғизистан әдлийә органлири хитайниң тәлипини беҗиришкә амалсиз қалған. Османува, хитай даирилириниң хитайда қануний җазаға тартилған қайси кишиләрни қайтуруп беришни тәләп қилғанлиқини тилға алмиған болсиму, бирақ қирғизистан бихәтәрлик органлириниң қирғизистанға қечип чиққан уйғур паалийәтчиләрни тутуп, нурғун кишини хитайға мәхпий өткүзүп бәргәнлики кишилик һоқуқ органлириға сир әмәс.

Мәзкур келишим музакиригә қоюлған бу вақит, қирғизистандики уйғурларда 2005‏-йили қирғиз сот мәһкимиси тәрипидин 1998-йили йүз бәргән оштики аптобус партлаш вәқәсигә четилип, өлүм җазасиға һөкүм қилинған әсқәр тохти, әхмәт гүнән, ели мәсум қатарлиқ уйғурларниң наһәқ җазаланғанлиқ пикри күчийип, уларниң мәсилисини тәкрар көрүп чиқиш тәлипи оттуриға қоюлған бир пәйткә тоғра кәлгән иди.

Қирғизистан парламентиниң мәзкур келишимни музакирә қилиши кишилик һоқуқ паалийәтчилирини әндишигә салған. Қирғизистан уйғур иттипақ җәмийитиниң сабиқ рәиси дилмурат әкбәроф қирғизистан парламенти мәзкур келишимни мақуллиған тәқдирдиму, бирақ президент алмасбек атамбайефниң буниңға имза қоймаслиқини үмид қилди.

Оттура асия әллириниң қечип чиққан уйғур сиясий мусапирлирини хитайға өткүзүп бериш мәсилиси хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң изчил тәнқидигә учрап кәлгән мәсилә. Бәзи кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң илгири сүрүшичә, хитайниң қирғизистан билән бу хил келишим түзүшкә қизиқишидики сәвәб, қирғизистанға қечип чиққан вә у йәрдә паалийәт қилидиған уйғурларни өткүзүвелиштур.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң бихәтәрлик, әдлийә органлириниң һәмкарлиқи интайин зич болуп, уларниң бу саһәдики һәмкарлиқи, оттура асия әллиригә чеқип чиққан уйғур сиясий мусапирлириниң бу әлләрдики б д т мусапирлар ишханилириға илтимас қилиши, хәлқара мусапирлиқ салаһийитигә еришип, 3‏-бир дөләткә кетишини қийинлаштурувәткән.

Америка уйғур кишилик һоқуқ программисиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси һенрий шаҗәфиски қирғизистан парламентиниң күнтәртипидики мәзкур келишим һәққидә тохтилип, буниң хәлқара әһдинамиләргә хилап икәнлики, хитайға қайтуруп берилгән уйғурларниң һаяти еғир тәһдит учрайдиғанлиқини агаһландурди.

У мундақ дәйду: әлвәттә, биз бу хил тәрәққияттин қаттиқ әндишә қилимиз. Қирғиз һөкүмитини мәзкур лайиһини мақуллимаслиққа җиддий чақиримиз. Уйғур паалийәтчилирини қирғизистандин хитайға қайтуруп бериш һәққидә һасил қилған һәр қандақ келишим, хәлқара қанунларға хилаплиқ қилғанлиқ болуп һесаблиниду. Бу йәнә, қирғизистандики уйғурларниң һаятини зор тәһдиткә дучар қилиду. Биз бурун қазақистанға охшаш мәркизи асия дөләтлириниң уйғур паалийәтчилирини хитайға қайтуруп бериш вәқәлирини көрдуқ. Бу кишиләр хитайға өткүзүп берилгәндин кейин, уларниң әһвали вә қәйәрдә икәнликидин толуқ учур алғили болмайдиғанлиқиниң типик мисали.

Һенрий шаҗәфиски йәнә, келишимниң қирғизистан парламентида музакирә қилиниши уйғурларни хитайға өткүзүп беришкә қануний түс беришни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.

У: хитай, қирғиз һөкүмитиниң уйғур паалийәтчилирини қануний тәртип вә очуқ-ашкарилиқ принсиплириға әмәл қалмай давамлиқ өткүзүп берәлмәйдиғанлиқини билиду. Қирғизистанниң өткүзүп бериш-өткүзүвелиш рәсмийитини асанлаштуруш тоғрисида қанун чиқиришни муназирә қилиши наһайити җәлп қиларлиқ вәқә. Уларниң қануний асас һазирлап, өткүзүп бериш‏-өткүзүвелишни асанлаштурушқа урунуши, мән баян ейтқандәк хәлқара өлчәмгә хилап. Шуңа мән қирғиз һөкүмитиниң бундақ бир қанун мақуллашни тохтитип, уйғур паалийәтчилиригә хәлқара қанунларға асасән муамилә қилишини чақириқ қилимән, дәп көрсәтти.

Бирақ бәзи қирғиз парламент әзалириниң илгири сүрүшичә, мәзкур келишимни мақуллаш хитай түрмисидики қирғизистан пуқралирини қирғизистанға қайтуруп бериш нуқтисидин муһим әһмийәткә игә. Қирғизистан парламентидики бәс-муназиридә, бәзи әзалар һазир 17 нәпәр қирғиз пуқрасиниң хитай түрмисидә йетиватқанлиқини әскәртип, әгәр келишим мақулланса, мутләқ көп қисми зәһәрлик чекимлик содиси билән тутулуп, қамақ җазасиға һөкүм қилинған бу кишиләрниң қирғизистанға қайтуруп берилишгә йол ечилидиғанлиқини билдүргән.

Дилмурат әкбәроф, қирғизистанниң нөвәттики вәзийити уйғурларниң һөкүмәткә бесим ишлитип, мәзкур келишимни мақуллатмаслиққа яр бәрмәйдиғанлиқи, шуңа хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу мәсилигә арилишишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң агаһландурушичә, әгәр мәзкур келишим тәстиқланса, хитайниң қирғизистанға қечип чиққан һәр қандақ уйғур паалийәтчигә “террорлуқ җинайити” артип, уларни қайтуруп беришини тәләп қилиш еһтималлиқи күчлүк.

Америка уйғур кишилик һоқуқ программисидики һенрий шаҗәфиски, хитай һөкүмитиниң даим һечқандақ пакит көрсәтмәй, тинч уйғур паалийәтчилирини “террорлуқ” билән әйибләп кәлгәнлики, шуңа қирғизистанниң хитай һөкүмити қайтуруп беришни тәләп қилип йоллиған уйғур паалийәтчиләр һәққидики һәр қандақ пакит хәлқара дәлилләшкә еришмигән болса, хитайниң илтимасини қобул қилмаслиқни тәләп қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.