Қош тиллиқ йәслиләр уйғур оқутқучилирини ишсиз қалдурди
2011.09.21

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә “қош тиллиқ маарип” намида хитай тилини омумлаштуруш сиясити, уйғур тилини маарип саһәсидин сиқип чиқирип, уйғур тилида дәрс өтүватқан башланғуч, оттура мәктәп оқутқучилири, кәспи техником, педагогика мәктәплири һәтта алий мәктәп оқутқучилириниму ишсиз қалдурмақта.
Оттура, башланғуч мәктәпләр һәм йәслиләр үчүн оқутқучи тәрбийиләп беришни асас қилған педагогика мәктипи оқутқучилиридин бирәйлән, радиомиз зияритини қобул қилип, уйғур аптоном район даирилириниң районда йүргүзүватқан “қош тиллиқ маарип” намидики хитай тили мәктәплири һәм йәслилириниң омумлишишиға әгишип, педагогика мәктәплиридики уйғур тилида дәрс беридиған әдәбият һәм математика қатарлиқ асаси пән кәспи оқутқучилириниң ишсизлиқ гирдабида қалғанлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған бу оқутқучи, өз баянида қош тиллиқ мәктәпләрниң омумлаштурулушиға әгишип, педагогика мәктәплириниң оқуғучи мәнбәси азайғанлиқи сәвәблик, оқутқучиларниң дәрс саәтлириниңму қисқартилип, дәрси болмиған оқутқучиларниң мәктәптики йүгүр-йетим ишлириға қоюлғанлиқини, бу хил ишларни қилишни рәт қилғанларниң болса иш һәққи тутуп қелиниватқанлиқини илгири сүрди.
Хитайниң шинхуа ториниң 19-сентәбирдики хәвиридин мәлум болушичә, 2009-йилидин буян уйғур аптоном райониниң һәрқайси җайлирида қурулуватқан қош тиллиқ йәслиләр 1470 кә йәткән. Бу йәслиләрниң ичидә 66% ниң қурулуши тамамлинип, ишқа кириштүрүлгән болуп, уйғур районидики йәслиләрниң 85% ни игилигән.
Мәлум педагогика мәктипиниң өз кимликини ашкарилашни халимайдиған бир оқутқучисиниң билдүрүшичә, уларниң мәктипи уйғур аптоном райониниң һәрқайси җайлиридики қош тиллиқ йәслиләр үчүн оқутқучи тәрбийиләш вәзиписини үстигә алғандин буян, гәрчә мәктәпниң оқуғучи мәнбәси көрүнәрлик көпәйгән болсиму, әмма бу хил синипларға өтилидиған дәрсләр пүтүнләй хитай тилида өтүлүш тәләп қилинғини үчүн, йәсли педагогика мәктипиниң балилар йәсли маарипида көзгә көрүнгән заманидин пакзат қатарлиқ уйғур тилида дәрс беридиған оқутқучилириға дәрс орунлаштурулмай улар ишсизлиқ гирдабида қалған.
Маарипниң асаси һүли болған йәсли маарипиниң хитайчилаштуруши сәвәблик, гөдәкләргә ана тил һәм мәдәнийәт тәрбийисидә һүл селиш ролини өтәп келиватқан уйғур йәсли маарипиниң пүтүнләй вәйран болғанлиқини билдүргән бу оқутқучи өз баянида бу хил һаләт нурғунлиған уйғур зиялийлири һәм ата-аниларни әнсиритиватқанлиқини, бу сәвәбтин “қош тиллиқ” мәктәп һәм “қош тиллиқ йәслиләр” ниң омумлаштурулушиға қарши наразилиқ кәйпиятиниңму барғанчә күчийиватқанлиқини, өзи һәм бирқанчә оқутқучиниң бу хил әһвалға наразилиқ билдүрүп, маарип назарити қатарлиқ җайларға әрз сунушқа тәйярлиниватқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити уйғур елидә “қош тиллиқ маарип” намидики, маарипни хитайчилаштуруш сияситини йолға қойғандин буян, бу сиясәт чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири һәм зиялийлириниң қаршилиқиға учрап кәлмәктә. Ана тилини техи яхши игиләп болалмиған йәсли йешидики балиларға, хитай тилини мәҗбурий омумлаштуруш қилмиши уйғур зиялийлири тәрипидин хәлқара педагогика қаидисигә хилап қилмиш дәп тәнқидләнсә, уйғур тәшкилатлири тәрипидин уйғур тилини ассимилятсийә қилиш пиланиниң әмәлийләштүрүлүши дәп әйиблимәктә.