Ғулҗа шәһәр әтрапидики йезиларда өсмүрләр оқушсиз қалди

Биз бултур 7- ай мәзгилидә ғулҗа шәһири әтрапидики уйғурлар нисбәтән зич олтурақлашқан йезилардики оттура мәктәпләрниң әмәлдин қалдурулуп, қош тиллиқ мәктәпләргә өзгәртилгәнлики һәққидә мәхсус программа бәргән идуқ. Ундақта йеза толуқ оттура мәктәп синиплири тақалғандин буянқи әһвал қандақ болуватиду?
Муҗбиримиз миһрибан
2010.11.23
qosh-til-xoten-mektep-305 Уйғур елиниң хотән вилайитидики мәлум бир қош - тил мәктипиниң оқуғучилири.
AFP Photo
Ғулҗа шәһиридики уйғурлар зич олтурақлашқан йезилардин пәнҗим йезилиқ толуқ оттура мәктәп, баяндай йезилиқ толуқ оттура мәктәп, дадамту толуқ оттура мәктәп, йеңийәр йезилиқ толуқ оттура мәктәп, тоғрақ йезилиқ толуқ оттура мәктәп, кепәкйүзи йезилиқ толуқ оттура мәктәп қатарлиқ 6 оттура мәктәп 2007 - йили 9 - айда буйруқ чүшүрүлүп толуқ оттура синиплирини тақаш қарар қилинған иди.

 Бултур әтиязда ғулҗа шәһәр әтрапи йезилиридики толуқ оттура мәктәп синиплири буйруқ билән мәҗбурий тақалғандин кейин, биз көп қетим шәһәр әтрапидики йезилардин пәнҗим, дадамту, баяндай қатарлиқ йезиларға телефон қилип әһвал игилидуқ. Зияритимизни қобул қилған уйғурлар өз йезисидики толуқ оттура мәктәп синиплириниң шәһәрлик һөкүмәт һәм шәһәрлик маарип идарисиниң бир буйруқи биләнла тақилип, бу мәктәпләрниң “қош тиллиқ мәктәп” намидики башланғуч, толуқсиз оттура мәктәпни өз ичигә алған 9 йиллиқ мәҗбурий маарип түзүмидики мәктәпкә өзгәртилгинигә нисбәтән әпсуслиништи вә наразилиқлирини ипадиләшти.

Зияритимизни қобул қилған бир ханим, йезидики толуқ оттура мәктәп синиплири тақалғандин кейин, нурғун балиларниң иқтисади шараит сәвәбидин шәһәрдики оттура мәктәпләрдә оқуялмиғанлиқини билдүрди.

 Биз бултур шәһәрлик маарип идарисиниң партком секретари аблимитни зиярәт қилип, йезидики толуқ оттура мәктәп синиплириниң тақивелишидики сәвәбни сориғинимизда, у бизгә “шәһәр әтрапидики йеза оттура мәктәплириниң оқутуш сүпити төвән, оқутуш әслиһәлири кәмчил, дөләт маарип өлчимигә йәтмигәнлики үчүн шәһәрлик һөкүмәтниң тәстиқлиши билән тақиветилгәнликини “изаһлиған иди.

Әйни чағда маарип идарисиниң бу уйғур башлиқи йәнә шәһәрләрдики оттура мәктәпләрниң деһқан балилиридин оқуш пули алмайдиғанлиқини, алаһидә қийинчилиқи бар балиларниң ятақ пулиму кәчүрүм қилинғанлиқини, шуңа балиларниң қалған чиқимлириниң ата-аниларға еғир кәлмәйдиғанлиқини билдүргән иди.(Аваз)

 Әмма, бүгүн зияритимизни қобул қилған ата-анилар болса, иқтисади яр бәрмигини үчүн балиларни оқутушқа амалсиз қалғанлиқини билдүрүшти. Йезидики толуқ оттура мәктәп синиплири тақалғандин кейин, әмдила өсмүрлүк дәвригә қәдәм қойған оғлини, иқтисади шараити яр бәрмигини үчүн, шәһәрдики толуқ оттура мәктәптә оқутушқа қурби йәтмигән бир дада өз наразилиқини һәм оғлиниң кәлгүси истиқбалидин әнсиришини ипадилиди.

Узун йил оқутқучилиқ қилған бир пешқәдәм оқутқучи йезилардики толуқ оттура мәктәп синиплири тақалғандин кейин, деһқанларниң 15 яш әтрапидики балилириниң иқтисади яр бәрмигини үчүн оқушсиз қелип, ата-ана һәм җәмийәткә зор бесим елип кәлгәнликини билдүрүп, районда мәҗбурий йүргүзүлүватқан “қош тиллиқ маарип” сияситиниң әслидики уйғур миллий маарипини пүтүнләй вәйран қилип яш әвладларни тәрбийилиниш пурситидин мәһрум қилғанлиқини әйиблиди.

Биз пәнҗим йезилиқ һөкүмәтниң йезидики толуқ оттура мәктәп синиплири тақалғандин кейин, йезидики оқушсиз қалған өсмүрләр мәсилисини қандақ һәл қилғанлиқини игиләш үчүн, йеза башлиқи өмәрҗан һәм йезиниң маарип ишлириға мәсул кадири җав шавюңларға телефон қилдуқ.

Йеза башлиқи өмәрҗан мухбирниң әркин асия радио истансиси мухбири икәнликини билгәндин кейин толиму қопал сөзләр билән мухбирни бу ишларға арилашмаслиққа агаһландурди.

Йезиниң маарип хизмитигә мәсул кадири муавин йеза башлиқи җав шавюң гәрчә әдәп йүзисидин телефонни алған болсиму, әмма зияритимизни қобул қилишни рәт қилидиғанлиқини билдүрди.

 Зияритимизни қобул қилған бу пешқәдәм оқутқучи йәнә, әслидики пәнҗим оттура мәктипиниң толуқ оттура мәктәп синипи ечишқа шараити толуқлуқини, аз кәм йүз йиллиқ тарихқа игә бу оттура мәктәпниң оқутқучилириниң кәспи сәвийисиниң хели яхши икәнликини, илгири нурғунлиған ихтисас игилирини йетиштүргәнликини баян қилип, бу мәктәпниң тақилишини нурғунлиған кишиләрниң ғулҗа маарип тарихидики бир йоқитиш дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Лекин, әйни чағда зияритимизни қобул қилған шәһәрлик маарип идариси парткоминиң секретари абликимниң нәзиридә мәктәпниң узун тарихқа игә болуши мәктәпниң сүпитини ипадилимәйдикән. Абликимниң нәзиридә толуқ оттура мәктәп синиплири алий мәктәпкә оқуғучи йетиштүрүп беридиған, талантлиқларни тәрбийиләйдиған, ғулҗа шәһириниң оқутуш сәвийисини көрситидиған орун икән, дөләт бәлгилигән 9 йиллиқ мәҗбурий маарип сияситини иҗра қилишниң өзила һазирқи шараитта йезилар үчүн йетәрлик икән.

Биз шәһәрлик маарип идарисиниң партком секретари абликимдин, шәһәрлик маарип идарисиниң оқушсиз қалған өсмүрләр мәсилиси һәққидә қандақ тәдбирләрни қоллиниватқанлиқини игиләш үчүн, уни зиярәт қилдуқ. Әмма, у бизниң әркин асия радиосиниң мухбири икәнликимизни билгинидин кейин телефонни қоювәтти.

“ қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш” баһанисидә уйғур маарипиниң бу йиллардики чекинишкә нисбәтән, бу бирнәччә йилдин буян зиялийлар арисида бәс - муназириләр қозғалмақта. Радиомиз зияритини қобул қилип өз пикрини баян қилған илһам тохтиға охшаш зиялийларниң қаришичә, һазир уйғур елидә йолға қоюлуватқан қош тиллиқ маарип сиясити, уйғур тилини маариптин сиқип чиқирипла қалмастин, бәлки әслидики уйғур маарипиниму вәйран қилиш гирдабиға иттирип, уйғур яшлири маарип тәрбийисидин бәһримән болуш пурситидин мәһрум қелип, уйғур яшлири арисида омумий иҗтимаий кәйпиятта бузулуш келип чиқип, зор иҗтимаий мәсилиләрниң келип чиқишиниң муһим бир сәвәби болуп қалмақта икән.

Әмма, ғулҗа шәһәрлик маарип идариси парткоминиң секретари болған абликим, йеза башлиқи өмәрҗан қатарлиқ һөкүмәт әмәлдарлириниң бу мәсилиләрдин өзини қачуруши, көрмәсликкә селиши, һәтта бу мәсилиләрни оттуриға қойғучиларға өчмәнлик қилиши уларниң бу нуқтини техичә һес қилип болалмиғанлиқини билдүрәмду яки улар бундақ мәсилиләргә җаваб бериштин өзини қачуруватамду?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.