Уйғур балилири 'қош тиллиқ маарип' арқилиқ тәңсиз риқабәткә мәҗбурланмақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.11.09
2010.11.09

Сүрәтни ребкоң наһийисидики амма әвәткән.
Бирақла хитай тилидики маарипқа мәҗбурланған уйғур балилири йәнә хитай оқуғучилар билән һәқсиз риқабәткә мәҗбурланмақта.
Уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәтниң тәшвиқатқа мәсул даирилири йеқинда"шинҗаңниң йеңи он йили" намида хитайдики мәтбуатларниң мухбирлиридин мәхсус зиярәт өмики тәшкилләп хитай сияситиниң тәңритеғиниң җәнуб шималиға елип кәлгән " өзгиришлири " ни тәшвиқ қилишқа орунлаштурған болуп, нөвәттә хитайниң һөкүмәт башқурушидики тәшвиқат вастилирида зиярәт мақалилири елан қилинип уйғур елиниң һәр саһә, һәр җайлирида бу он йилда йүз бәргән өзгиришләр кәң түрдә тәшвиқ қилинмақта.
Хитай хәлқ күндилик гезити 25 - өктәбир күни қош тиллиқ маарип сияситиниң уйғур елиниң маарипиға бу он йилда елип кәлгән өзгиришлири һәққидә мақалә елан қилған иди.
Мақалигә қәшқәрниң поскам наһийисидики қош тиллиқ маарип сияситиниң әмәлийлишиш әһвалидин мәлуматлар берилгән болуп, хәвәрдә поскамниң һакими өмәрҗан мәмәтниң "қош тиллиқ маарип балиларни йеқинлаштуруп риқабәт еңини өстүрди" дегән сөзини тема қилған.
Мәзкур хәвәрдин қариғанда, нөвәттә уйғур аптоном районида җәмий 5261 оттура вә башланғуч мәктәп бар болуп, мәктәпләрдики 3милйон 420 миңға йеқин оқуғучиниң 2 милйон 98 миңини уйғурни асас қилған хитайдин башқа милләт балилири игиләйду. Қош тиллиқ синипларниң сани23 миң, бу синипларда хитай маарипи қобул қиливатқан балилар 489 миңға йетиду. Бу пүтүн уйғур елидики хитайдин башқа милләт оқуғучилириниң 23.5%Гә тоғра келиду.
Хитай хәлқ күндилик гезитиниң мәзкур мақалисидә йәнә, хитай һөкүмитиниң "2004 - йилида" уйғур аптоном районида қош тиллиқ оқутушни зор күч билән илгири сүрүш "һәққидики қарари"дин кейин уйғур ели маарипида қош тиллиқ маарип күчәйтилип сәбиләр маарипини қош тиллаштуруштәк әң гәвдилик өзгиришләр болди дәп көрситилгән.
Йәни 2009 - йилиға кәлгәндә қош тиллиқ йәслиләрниң 5975 кә йәткән. Бу йәслиләрдә 264 миң аз санлиқ милләт сәбилири дәсләпки аң тәрбийисини хитай тилида қобул қилидиған болған. Хитай даирилири "мәктәпкә кириштин бурунқи сәбиләр маарипини қош тиллаштуруш, қош тиллиқ маарип пиланини әмәлийләштүрүштики асаслиқ муһим амил "дәп көрситип қош тил йәслилирини зор күч билән көпәйтип қуруп кәлмәктә.
Хитай хәлқ гезитиниң бу тәшвиқат мақалисини тәйярлиған мухбири ли шавхуа, уйғур елидики қош тил мәктәплиридә көргәнлирини тәсвирләп, мәктәпләрдә кийиниши охшимиған, чирай шәкли пәрқлиқ уйғур вә хәнзу балилири, охшаш тилда сөзлишип, бир ширәдә олтуруп охшаш тамақтин ғизалинидикән, ортақ тил уларни техиму йеқинлаштурған вә өз -ара риқабәт еңини өстүргән" дәп язған.
Бир қанчә йилдин буян уйғур елидики оқутқучи вә оқуғучилардин игилигән мәлуматлиримиздин мәлумки,әмәлийәттә йеқинқи йиллардин буян уйғур ели маарипида, пәқәтла қош тиллиқ маарип сияситини мәҗбурий иҗра қилиш түсини алған, маарип илмиға уйғун болмиған маарип түзүлмиси вә у елип кәлгән өзгиришләр, нөвәттә уйғур ели маарипини интайин зор бузғунчилиққа учратқан болуп, тил - әдәбият дәрсидин башқа барлиқ дәрсликләрниң мәҗбурий һалда хитайчә оқутушқа өзгәртилиши билән оқутуш сүпити зор дәриҗидә төвәнләп, аз санлиқ милләт балилириниң дәрс қобул қилиш нисбити зор дәриҗидә азийип кәткән. Өзиниң ана тили болмиған ят тилда дәрс алған уйғур вә башқа аз санлиқ милләт балилири хитай оқуғучилар билән тәңсиз риқабәткә мәҗбурлинип кәлмәктә.
Бу һәқтә уйғур елидики мәлум оттура мәктәптә математика оқутқучилиқи билән шуғуллинип келиватқанлиқиға 30 йилдин ашқан бир пешқәдәм оқутқучи, қош тиллиқ маарип сиясити бойичә тәбиий пән дәрслириниңму бирдинла хитайчә өтилидиған қилип өзгәртилиши билән, униң оқутуш сүпитигә елип кәлгән сәлбий тәсирлирини интайин ечиниш ичидә тилға алди.
Уйғур маарипиниң қош тиллиқ маарип сиясити билән пүтүнләй йоқитилишқа йүзлиниватқанлиқиға ашкара наразилиқ билдүрүп келиватқан вә бу һәқтә хели тәсир қозғиған мақалиләрни елан қилған америкидики алим әркин сидиқ әпәндиму қош тиллиқ маарип сияситиниң уйғурларға елип келиватқан зиянлирини тилға елип "қош тиллиқ маарип сиясити хитайниң уйғур тили вә мәдәнийити шундақла уйғур миллий кимликини йоқитиштики қорали болуп қалди" дәп көрсәтти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.