Қош тиллиқ оқутушниң һәқиқий мәқсити
Мухбиримиз миһрибан
2010.01.28
2010.01.28

AFP Photo
Мушу айниң бешида ечилған уйғур аптоном райониниң 2009 - йиллиқ хизмәт доклати һәм 2010 - йиллиқ хамчот пилан йиғинида, хитай мәркизи һөкүмитиниң, 11 - 5 йиллиқ пиланда уйғур районида 2012 - йилиғичә болған қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш үчүн мәхсус мәбләғ аҗратқанлиқини елан қилди. Бу қетимлиқ пиландики асаслиқ нишан йәсли, башланғуч мәктәп һәм толуқсиз оттура мәктәпләрни өз ичигә алған дәсләпки маарип тәрбийиси җәрянидила қош тиллиқ оқутушни уйғур елиниң җәнубидики йеза - кәнтләрни асас қилип омумлаштуруш икән.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, хитай малийә министирлиқи йеқинда, "аз санлиқ милләтләрниң оқуш башлаштин аввалқи қош тиллиқ маарипиға капаләтлик қилиш" бәлгилимисини рәсмий тәстиқлиған. Бәлгилимә бойичә, 2012 - йилиғичә дөләт вә уйғур районлуқ һөкүмәт бирликтә 7 област, 9 наһийидики оқуш башлаш алдидики балиларниң "қош тил маарипи"ға 5 милярд йүән мәбләғ селиш пилан қилинған. Хитай даирилири йәнә бу пилан бойичә, юқириқи вилайәт, областларда йәнә 2237 "қош тил йәслиси"ни йеңидин қуруп чиқидикән. Бу йәслиләрдә болса җәмий 349 миң кичик өсмүр бала қош тил маарипи көридикән. Бу рәқәм бу йилниң оттурилирида елан қилинған рәқәмдин 10 һәссә юқири болуп, техи 8 - айдила уйғур районлуқ һөкүмити қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ районларда 214 қош тил йәслиси ачқанлиқини елан қилған иди.
Униңдин башқа, уйғур елиниң җәнуб - шималидики йеза мәктәплирини асаси нишан қилған һалда, хитай һөкүмити тәрипидин 9 йиллиқ мәҗбурий маарип дәп аталған башланғуч - толуқсиз оттура мәктәпләрни " қош тиллиқ мәктәпләр" гә өзгәртиш пиланини 2012 - йилғичә орунлап болуш оттуриға қоюлған. Хитай даирилири бу пиланини дәсләпки қәдәмдә бултур 3 - айдин башлап ғулҗа шәһиригә қарашлиқ йезиларда синақ тәриқисидә йолға қойған болуп, бу йил 3 -айда башлинидиған оқуш мәвсумидин башлап ғулҗа шәһиригә қарашлиқ йезилардики 18 мәктәп қош тиллиқ мәктәпләр сүпитидә дәрс башлайдиғанлиқини елан қилған.
Хитай һөкүмити уйғур елидә елип бериливатқан " қош тиллиқ мәктәпләрни омумлаштуруш сиясити"ниң мәқсити һәққидә тохтилип, буниң уйғур аптоном райониниң тәрәққиятини илгири сүрүш қурулушиниң еһтияҗи икәнликини, районниң иқтисадини тезлитиш, хәлқ турмушини яхшилаш үчүн райондики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қарита хитай тили маарипи йүргүзүватқанлиқини, буниң "маарип қаидә - қанунлири"ға уйғун һалда елип бериливатқанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә иди.
Әмма вәтән ичи сиртидики уйғур зиялийлириниң һазир хитай йүргүзүватқан "қош тиллиқ маарип сиясити"гә болған қариши башқичә болуп, америкидики уйғур зиялийси доктур әркин сидиқ әпәнди хитай тәкитләватқан "қош тиллиқ маарип" һәққидә өз қарашлирини баян қилип бир йүрүш мақалиләрни елан қилған. Әркин сидиқ әпәнди өзиниң "қош тиллиқ маарип қандақ болуши керәк" дегән мақалисидә чәтәлләрдики "қош тиллиқ маарип" әндизисини илмий усулда шәрһиләш билән биллә, хитай тәшәббус қиливатқан "қош тиллиқ" маарип әндизисини хәлқара өлчәмләр билән баһалап, хитай һөкүмити йүргүзүватқан аталмиш"қош тиллиқ маарип "ниң әмәлийәттә хитай тилини асас қилған "йәккә ят тиллиқ маарип" икәнликини, бу хил әндизиниң уйғур маарипини вәйран қилишқа йүзләндүридиғанлиқини пакитлиқ асаслар билән оттуриға қойған.
Америкидики йәнә бир уйғур зиялийси қаһар барат әпәнди болса, хитай йүргүзүватқан "қош тиллиқ оқутуш сиясити" ниң әмәлийәттә уйғур тилини вәйран қилип, уйғурларниң миллий кимликини йоқитиш пиланиниң бир қисмиға айлинип қеливатқанлиқини оттуриға қойди.
Вәтән ичидики уйғур зиялийлириму "қош тиллиқ оқутуш"да пәқәтла хитай тили оқутуши асас қилинип уйғур тили маарипини сиқип чиқириватқинини, шуңа оқуғучиларға алди билән ана тили маарип тәрбийиси елип бериш керәкликини, ана тилиға пишшиқ болғинидила, андин иккинчи бир тилни өгинип униңдин мәлум нәтиҗиләрни қазанғили болидиғанлиқини оттуриға қоюш билән биллә, алди билән уйғур зиялийлири башламчи болуп ана тилини қоғдишини, һөкүмәт органлирида ишләватқан уйғур кадирларниң хизмәт җәрянида, ана тилини қоғдаш үчүн өз бурчини ада қилиши керәкликини оттуриға қойған.
Бу хил қарашлар уйғур тор бәтлиридиму кәң көләмдә оттуриға қоюлуп келиватқан болуп, бултур"5 - июл вәқәси"дин илгири уйғур тор бәтлири тақалмаста бу хил муназириләр уйғур тор бәтлиридики асаслиқ муназирә темилириниң бири болуп кәлгән иди. Әмма хитай һөкүмити бу хил тәнқидләргә нисбәтән ойлиниш, қобул қилиш позитсийисидә әмәс, бәлки бу хил пикирдики зиялийлар һәм оқутқучиларға қарита хизмәттин қоғлаш һәтта "қутратқулуқ қилди" дегән җинайәт билән әйибләп уларни түрмиләргә солаш позитсийисини тутқан.
"Қош тиллиқ маарип сиясити" һәққидә пикир бәргини үчүн, хизмитидин қоғланған бир алий мәктәп оқутқучиси зияритимизни қобул қилип, өзиниң хизмәттин айрилиш сәвәбини баян қилди.
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин болса, хитай даирилири "қош тил оқутуши"ни йәнә һазир уйғур аптоном районида тәкитләватқан "муқимлиқ" қа капаләтлик қилиш билән бирләштүрүп тәшвиқ қилишни күчәйтишкә башлап, бу уқумни сиясийлаштурди. Мәсилән, уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий һәйәт әзаси әркинҗан турахун үрүмчидә чақирилған 2009 - йиллиқ қош тил маарип йиғинида қош тил маарипини омумлаштурушниң милләтләр иттипақлиқини илгири сүридиғанлиқини вә уйғур аптоном райониниң муқимлиқини қоғдаш хизмәт әмәлийитигә мас келидиғанлиқини билдүргән. Уйғур аптоном райониниң рәиси нурбәкри болса техиму очуқ қилип, " қош тиллиқ маарип сиясити муқимлиқниң капалити" дегәнни оттуриға қойған. У хитай өлкилиридики уйғур оқуғучиларни хитай тилини яхши өгинишкә дәвәт қилип, "террорчилар, чәт йеза - кәнтләрдә яшаватқан пәқәтла уйғурчә сөзләйдиған, хитайчә билмәйдиған уйғурларни асас қилип сиңип кирмәктә" дегән.
Нур бәкри қатарлиқларниң бу сөзлиригә нисбәтән әйни вақитта дуня уйғур қурултийи дәрһал инкас қайтуруп, нур бәкриниң сөзиниң, хитайниң уйғур тилида сөзлигәнлики кишини террор гумандари дәп қарайдиғанлиқиниң ениқ пакити икәнликини билдүргән. Чәтәлләрдики зиялийлар нурбәкриниң мушу сөзидинла хитай һөкүмитиниң қош тил маарипини йолға қоюшниң қандақтур уйғур балилириниң маарип сәвийисини юқири көтүрүш, уйғурларни техиму яхши маарип тәрбийисигә игә қилип, бу районниң тәрәққиятини илгири сүрүп, хәлқ турмушини яхшилаш әмәс, бәлки уйғур маарипини вәйран қилип уйғур тилини йоқитиш, буниң билән уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш мәқситигә йетиш икәнликини илгири сүрүшмәктә.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.