Хитай һөкүмитиниң “қош тил маарипи” ни омумлаштуруштики зиддийәтлик сөзи мутәхәссисләрниң гуманини қозғиди
Мухбиримиз ирадә
2011.11.28
2011.11.28

AFP Photo
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 2010 - йили бейҗиңда шинҗаң хизмити йиғини ечилғандин кейин мәркизи һөкүмәт “қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш” ни уйғур елидә мәңгүлүк әминликни бәрпа қилиш нишаниға йетиштики муһим иситратегийә қатарида йолға қоюп, бу сиясәтниң әмәлийлишишигә қәтий капаләтлик қилишни тәләп қилди. Хитай һөкүмити “қош тил маарипи” ни йолға қойғандин кейин ишни алди билән кичик балилардин башлап, қош тиллиқ йәсли маарипини тездин омумлаштурушқа башлиди. Хитай һөкүмити бу йил 3 - айда бәлгиләнгән “уйғур аптоном районлуқ аз санлиқ милләт йәсли, башланғуч, оттура мәктәп балилириниң қош тиллиқ маарипини тәрәққий қилдуруш низамнамиси”иға асасән, йәсли вә башланғуч мәктәп балилирини қош тилда тәрбийләш ишиға нурғун мәбләғ селиш билән бирликтә, хитай тили маарипини қандақ қилғанда техиму тез вә техиму үнүмлүк усулда омумлаштурушниң йоллирини издәшкә башлиди.
27 - Ноябир күни маарип иниститутиниң залида ечилған “3 - нөвәтлик қош тиллиқ маарип муһакимә йиғини” ға уйғур елиниң ичи вә сиртидики 21 алий билим юрти, тәтқиқат орунлири вә оттура, башланғуч мәктәпләрдин болуп җәмий 150 әтрапида вәкил қатнишип, қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш һәққидә бир қанчә муһим нишанларни бекитип чиққан болуп, униңда, қош тил маарипини алди билән уйғур елиниң җәнубий районлирини, болупму йеза - қишлақларни муһим ноқта қилған һалда елип бериш, йәсли вә оттура, башланғуч мәктәпләрдә қош тиллиқ оқутқучи йетишмәслик мәсилисини тездин һәл қилиш, 2012 - йилиғичә оқуш йешиға йәтмигән балиларниң икки йиллиқ қош тил маарипини асасий җәһәттин омумлаштуруп болуш, 2020 - йилиғичә барлиқ аз санлиқ милләт оқуғучилирини асасий җәһәттин хитай тилида сөзләйдиған қилишни әмәлгә ашуруш қатарлиқлар көрситилгән.
Уйғур район даирилири нөвәттә юқиридики бу нишанға йетишкә капаләтлик қилиш үчүн барлиқ күчини “қош тиллиқ оқутқучи” ларни ишқа қобул қилишқа қаритиватқан болуп, бу йилниң бешида уйғур район даирилири қош тил йәсли маарипиға 5 миң 554 нәпәр оқутқучи қобул қилидиғанлиқи һәққидә елан чиқарған. Охшаш мәзгилдә йәнә, уйғур район даирилири ичкиридики шәндуң қатарлиқ өлкиләр билән уйғур елигә қош тиллиқ маарипигә ярдәм қилиш нами астида оқутқучи - кадир әвәтиш һәққидә келишим имзалиған иди. Уйғур елидики оқутқучиларға қоюлуватқан қош тиллиқ болуш өлчими бойичә, һазир нурғун пишқәдәм миллий оқутқучилар хизмитидин айрилип, униң орниға бир еғизму уйғурчә билмәйдиған хитай оқутқучилар миллий оқуғучиларға дәрс бәрмәктә. Чәтәлләрдики мутәхәссисиләр буниң һәқиқий қош тил маарипиниң принсипиға тамамән хилап икәнликини көрситип, уйғур миллий маарипи вә уйғур балилириға нурғун зиянларни елип келидиғанлиқини билдүрди.
Қош тил маарипи үстидә өз алдиға тәтқиқат йүргүзүп келиватқан, америка аләм техникиси идариси насаниң тәтқиқатчиси әркин сидиқ әпәнди мана мушундақ пикирни илгири сүргүчиләрниң бири болуп, у уйғур елидики қош тил маарипиниң уйғур тилини асисмлиятсийә қилип йоқ қилишни асас қилғанлиқтин юқириқидәк әһвалларниң садир болуватқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити йолға қоюватқан уйғур тилини хитайчилаштуруш сиясити вәтән ичи вә сиртидики уйғурлар арисида қаттиқ наразилиқ қозғап, уни хитай һөкүмитиниң уйғурларни ассимлиятсийә қилиш пиланиниң бир парчиси, дәп әйибләп кәлгән иди. Бу қетм үрүмчидә чақирилған бу тәтқиқат хизмити йиғинида илгирикигә охшимайдиған бир тәклип оттуриға қоюлған болуп, тәклиптә “аз санлиқ милләтләр көп олтурақлашқан районларда наһийә дәриҗилик маарип органлири әмәлий әһвал вә тәләпкә асасән, миллий тилни асас қилған һалда дәрс өтидиған синипларни сақлап қелип, уни оқуғучилар вә ата - аниларниң таллишиға қоюп бәрсә болиду. Бу, маарипниң асасий низамлириға вә шинҗаңниң маарип хизмитиниң әмәлий әһвалиға уйғун”, дәп көрситилгән. Әмма әркин сиидиқ әпәнди уйғур мәктәплиридә балиларниң тәнәппус вақтидиму өз тилини сөзлишигә йол қоюлмайватқан бир шараитта ейтилған бу сөз қануний асасқа игә қилинмиғучә, уйғур балилири вә ата - аниларниң таллаш һоқуқиға капаләтлик қилғили болмайдиғанлиқини әскәртти.
Хитай һөкүмити қош тил сияситини, миллий оқуғучиларниң маарип сапасини юқири көтүрүп, һазирқи пән - техника, учур дәвригә маслишишини илгири сүрүп, хизмәткә орунлишишиға капаләтлик қилиду, дәп тәшвиқ қилиду, әмма уйғур ели вә сиртидики бу сиясәткә қарши чиққучилар болса мәзкур қош тил сияситиниң әмәлийәттә уйғурларни тәрәққий қилдурушниң әксичә, маарип тәрәққиятини боғуп, балиларда өз кимликигә ятлишиш туйғуси пәйда қилидиғанлиқини, уларниң роһий сағламлиқиға еғир тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Чәтәлләрдики кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмитини, маарипни хитайчилаштуруш сияситини, 5 - июл үрүмчи вәқәсиидин кейин очуқ - ашкара вә тез сүрәт билән ишқа ашуруш пиланини йолға қоюп, уйғурларни ассимлиятсийә қилиш қәдимини тезлитиш билән әйибләп кәлмәктә. Әркин сидиқ әпәнди тилни йоқ қилиш арқилиқ уйғурларни йоқ қилишни нийәт қиливатқан хитай һөкүмитиниң көзлигән мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитини балдуррақ қош тил сияситини өзгәртишкә чақирди.
Қош тил маарипиға нисбәтән нөвәттә уйғур елидики хәлқ ичидә наразилиқ кәйпиятиниң күчлиниватқанлиқи вә бу һәқтики әрзләрниң көпәйгәнлики илгирики уйғур елидин игиләнгән учурларда мәлум болған иди. юқирида тилға елинған йиғинда, шинҗаң маарип назаритиниң назири турсун ибраһим қилған сөзидә “шинҗаңда қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш мусаписидә йеңи әһвал, йеңи мәсилиләр давамлиқ көрүлмәктә. Шуңа алди билән чоқум яхши тәтқиқат елип берилиши керәк” дегән болуп, униң бу сөзиму мана бу әмәлийәтни очуқ көрсиитип бәрмәктә.