Русийә мутәхәссислири уйғур райониниң вәзийәт тәрәққиятиниң қошна дөләтләрниң мәнпәитигиму тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқини билдүрди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.04
2011.08.04

AFP
Русийә мутәхәссислири нуқтилиқ һалда, хитайниң уйғур райониниң муқимлиқини қоғдиялмайватқанлиқини, бу сәвәблик районға чегридаш оттура асия дөләтлириниң мәнпәәтлириниңму тәһдиткә дуч келиватқанлиқини оттуриға қойди.
Түнүгүн америка авази радиоси, рус мутәхәссислириниң хотән вә вә қәшқәрдики вәқәләр тоғрисида қилған пикир вә мулаһизилири һәққидә хәвәр бәрди. Хәвәрдин мәлум болушичә, русийидә чиқидиған чоң гезитләрдин_ “сода” гезитидә, хитайниң уйғур районидин ибарәт бу байлиқи мол земинни башқуралмайватқанлиқи, 2009-йилдики “үрүмчи вәқәси” дин кейин қолланған йеңи муқимлиқ тәдбирлириниңму мәғлуп болғанлиқи баян қилинған. Мутәхәссисләр нуқтилиқ һалда, оттура асия дөләтлиридин хитайға өтидиған нефит вә тәбиий газ туруба йоллириниң һәммисиниң уйғур районидин өтидиғанлиқини, бу сәвәблик оттура асийә дөләтлириниң мәнпәәтлириниңму тәһдиткә дуч келиватқанлиқини тәкитлигән.
“сода” гезитидә уйғур райониниң пәқәт 18-әсирниң ахирлирида манҗулар һөкүмранлиқидики чиң сулалисиниң қолиға өткәнлики, 1949-йили хитай коммунистлири һакимийәт бешиға чиққандин кейин, районға кәң көләмдә көчмән йөткәш арқилиқ районда еғир дәриҗидә миллий зиддийәт пәйда қилғанлиқи, йеқинқи вәқәләрниң мана мушу зиддийәт сәвәбидин партлап чиққанлиқи билдүрүлгән.
Русийидә чиқидиған “мустәқиллиқ” гезитидә, нөвәттә уйғурларниң мустәқиллиқ идийисиниң барғансери күчийип кетиватқанлиқи, күрәшлириниңму кәскинлишиватқанлиқи йезилған. Бу гезиттә йәнә уйғурларниң мустәқиллиқ күришиниң узун тарихқа игә икәнлики, хитай һакимийитигә қарши көп қетимлап инқилаб қилғанлиқи, өткән әсирдә икки қетим дөләт қуруш имканиға игә болғанлиқи әсләп өтүлгән. Рус тилида чиқидиған “ислам учур тори”да :райондики вәқәләрни хитайниң уйғур мусулманлириға қарита сиясий вә диний бесимлири кәлтүрүп чиқарди, дәп йезилған.
Мулаһизидә хитайниң уйғурларни башқурушта, 2009-йилдин башлап, бир тәрәптин районниң иқтисадийни яхшилаш йәнә бир тәрәптин, қарши идийидикиләрни қораллиқ бастуруш тәдбири қолланғанлиқини оттуриға қойған. Арқидин “хотән вә қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләр, хитайниң йеңи тәдбирлириниң ақмиғанлиқини испатлиди” дегән.
Москва университетиниң бир хитай ишлири мутәхәссиси бу һәқтә пикир баян қилип мундақ дегән: нөвәттики вәқәләр районда икки хил тәсир пәйда қилиду. Бири хитайниң уйғурларға қарита башқуруш тәдбирлири техиму күчийиду. Йәнә бири, уйғурларниң мустәқиллиқ ирадисини техиму күчләндүриду. Уйғурлар бу вәқәләрдин өзлириниң һаман бир күни мустәқил болалайдиғанлиқиға ишиниду.
Москва университетиниң хәлқара мунасивәтләр тәтқиқатчиси хуршев, хитайниң уйғур районида муқимлиқни қоғдашқа қадир болалмайватқанлиқини, буниңдин кейинму бу районда тинчлиқниң һөкүм сүрүшниң мумкинсизликини баян қилған. У сөзиниң ахирида, совет иттипақи йиқилғандин кейин, оттура асияниң нефит тәбиий газ йоллирини хитайниң өз контролиға еливалғанлиқини, уйғур районидики муқимсизлиқ сәвәбидин хитай контролиниң әмди аҗизлишиватқанлиқини вә оттура асийә дөләтлириниң мәнпәитиниңму тәһдиткә дуч келиватқанлиқини тәкитлигән.
Хитай билән оттура асия дөләтлири арисидики енергийә қурулушиниң бихәтәрлик җәһәттә тәһдит астида икәнликини икки йилниң америкилиқ мутәхәссисләр оттура қойған.
Америкиниң шәрқ-ғәрб тәтқиқат институти, мәзкур енергийә туруба линийиләрниң мусаписиниң узунлуқи вә уйғур районида мустәқиллиқ һәрикәтлириниң күчийиватқанлиқини, мәзкур енергийә йоллириниң бихәтәрлики үчүн тәһдит дәп көрсәткән.