Уйғурларда қурбан һейт вә қурбанлиқ қилиш әнәниси
Қурбан һейт уйғурларниң милий вә дини байрам күни болуп, бу күндә чоң - кичик һәммә биргә шатлиққа толиду, узун вақитлардин бири һәрхил сәвәбләр түпәйли бир - бири билән көришәлмигәнләр, издишәлмигән, арида рәнҗиш йүз берип бир - биригә қарашмайдиғанлар бу мубарәк һейтниң шарапити билән бир - бири билән қучақлишип көрүшүп хушаллиқлирини биргә тәнтәнә қилиду.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.11.26
Бир йил ичидә мусулманлар үчүн икки һейт болуп, бири роза һейти, йәнә бири қурбан һейтидур. Һәр икки һейтта икки рәкәт һейт намизи оқуш мусулманлар үчүн ваҗибтур.
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ абдулетип һаҗимға қурбан һейт тоғрилиқ мәлумат елиш үчүн бир қанчә соал билән мураҗиәт қилған идуқ.
Абдулетип һаҗим билән сөһбәт
Абдулетип һаҗим мундақ деди:" қурбан һейтта қурбанлиқ қилиш һәм саваблиқ һәм есил әнәнә болуп, уйғурлар миң йилдин көпрәк вақиттин бири бу есил әнәнини давамлаштуруп кәлмәктә. Қурбанлиқ қилиш вақти һейтниң биринчи күнидин башлинип үчинчи күнигичә давам қилиду. Қурбанлиқ қилинидиған маллар төгә, кала, қой вә өчкидин ибарәт маллардур. Бир өчкә яки бир қой бир адәм үчүн, бир кала яки бир төгә йәттә адәм үчүн купайә қилиду."
Һйеттики есил адәтләр
Абдулетип һаҗим йәнә мундақ деди: "уйғурлар һейт күнлиридә һәр бир мәһәллә әзалири бирдин җамаәт болған һалда, мәһәллидики пүтүн аилини бирдин зиярәт қилип чиқиду. Җамаәт һәр бир өйгә киргәндә имам ахунум дуаға қол көтириду, җамаәтму биргә дуа қилип болуп, дастиханға еғиз тигиду, қурбанлиқ гөшигә алаһидә еғиз тигиду вә униңдин кичик - кичик парчилап пүтүн җамаәткә тарқитиду, һәммә җамаәт қурбанлиқ гөшигә егиз тигиду, буни уйғурлар һейтлаш дәп атайду."
Уйғур балилириниң һейт хушаллиқи
Абдулетип һаҗим уйғурлардики һейт хушаллиқини баян қилип мундақ деди: " һейт күнлири чоңлар кичикләргә һейтлиқ бериду, маддий қиммити чоң болмисиму, чоңқур сөйгү - муһәббәт вә хушаллиқ үчүн рәмзи қилинған бу һейтлиқтин зор бәхиткә толиду вә йилниң һәммиси һейт болсикән, дәп хушаллиққа чөмиду. Уйғурлар йәнә, һейт күнлиридә баштин аяғ йеңи вә пакиз кийим кийишни саваблиқ иш қатаридин саниғанлиқтин, пүтүн аилә әзалири йеңи, пакиз вә чирайлиқ кийимләрни кийишкә зор әһмийәт бериду шундақла җәмийәттики кәмбиғәлләрниң, йетимларниң, яшинип қалғанларниң хушаллиқи үчун қолидин кәлгән яхшилиқларни қилиду, уларни зиярәт қилиду, һейтлиқ бериду, ярдәм қилиду, бешини силайду. Шундақ қилип бу һейт хушаллиқини һәммә биргә яшайду."
Уйғурларниң қурбанлиқ қилиш әнәниси
Абдулетип һаҗимниң ейтишичә, қурбанлиқ қилишни уйғурлар наһайити муһим иш дәп билиду, улар һәр аилә бирдин қойни қурбанлиқ қилиду. Қурбанлиқ қилидиған вақитта балилар қойниң бир тәрипидин тутуп туриду. Уйғурлар қурбанлиқниң гөшини үчкә бөлүп, бир бөликини меһманларға, йәнә бир бөликини йетим - йесирларға, йәнә бир бөликини өзлири үчүн айрийду. Бу гүзәл әнәнә сайисида кәмбиғәлләр, уруқ - туғқанлар һәммиси бу қурбанлиқ гөшидин несивидар болиду.