6 - Нөвәтлик түрк тили қурултийида, уйғур мутәхәссислиригә алаһидә әһмийәт берилди

6 - Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк тили қурултийи 10 - айниң 20 - күни түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһридә башлинип 25 - күни ахирлашти. Җәми 6 күн давам қилған бу қурултайға 34 дөләт вә райондин кәлгән 478 мутәхәссис қатнашти.
Мухбиримиз әркин тарим
2008.10.26
Haji-kutluk-kadiri-305 Сүрәттә, 6 - нөвәтлик хәлқаралиқ түрк тили қурултийиға қатнашқан йапонийә кагошима университети тил - әдәбийат оқутқучиси һаҗи қутлуқ қадири әпәнди.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу қурултай 1932 - йилидин бери чақирилип кәлмәктә болуп, 1988 - йилидин тартип 4 йилда бир қетим чақирилмақта. Бу қурултайда пәқәтла түркчә һәққидә елип берилған тәтқиқатларла әмәс пүтүн түркий тиллар һәққидә елип берилған тәтқиқатлар һәққидә мулаһизиләр елип берилиду. 6 - Нөвәтлик түрк тили қурултийи 2008 - йили мәхмут қәшқири йили мунасивити билән мәхмут қәшқиригә атап өткүзүлгән болуп, мәхмут қәшқири вә униң әсири һәққидә 45 илмий мақалә оқуп өтүлди.

Бу қетимқи қурултайға уйғур мутәхәссисләрдин мәркизи милләтләр университети оқутқучиси проф. Др. Абдуроуп полат `хитайдики қәшқәршунаслиқ` темисида, әгә университети оқутқучиси проф. Др. Алимҗан инайәт болса, `түркий тиллар диваниға асаслинип туруп уйғурларниң етнологийиси һәққидә издиниш` темисида, проф. Др. Исламҗан шәриф бәшкирәми `уйғур тили тәтқиқатидики бәзи мәсилиләргә тил пәлсәписи вә мәдәнийәт тарихи тәтқиқатлири җәһәттин қараш`, мәркизи милләтләр университети оқутқучиси др. Абдурәшит җелил қарлуқ болса `һазирқи заман уйғур тили тәтқиқатидики бәзи мәсилиләргә җәмийәтсунаслиқ җәһәттин қараш`, др. Молланияз тунияз болса `һазирқи заман уйғур тилиниң фонетикилиқ қурулмиси билән түркчиниң фонетикилиқ қурулмисини селиштуруш`, мәркизи милләтләр университети оқутқучиси нургүл `түркий тиллар диванида той - төкүн" һәққидә мәлуматлар`темисида сөз қилди.

Булардин башқа хотән педагогика институти оқутқучиси өмәрҗан нури, японийә кагошима университети тил - әдәбият оқутқучиси һаҗи қутлуқ қадири қатарлиқ мутәхәссисләрму мақалилирини оқуп өтти. Бу қурултайда мәхмут қәшқири вә мәхмут қәшқириниң юртдашлири болған уйғурларға алаһидә әһмийәт берилди. Бу қурултайда пүтүн мутәхәссисләр мәхмут қәшқириниң түркологийиниң қурғучиси түркий милләтләрниң атиси икәнликини ейтишти.

Юқиридики аваз улинишидин, әркин таримниң қурултай һәққидә тәйярлиған тәпсили программисини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.