Рабийә ханим из - дерәксиз йоқалған 10 миң уйғурниң һесабини сориди

5 - Июлдики "үрүмчи вәқәси"дә зади қанчилик уйғурниң өлгән вә из ‏ - дерәксиз йоқалғанлиқи хәлқара мәтбуатларда ғула - ғула қилинмақта. Уйғурлар билән хитайлар елан қилған бу җәһәттики санлиқ мәлуматларда зор пәрқләр мәвҗүт.
Мухбиримиз әркин
2009.07.30
Rabiye-Xanim-yaponda-nutuq-072809-305.jpg 29 - Ийул, рабийә қадир ханим токйо шәһиридики хәлқара ахбарат елан қилиш мәркизидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән болуп, сүрәттә, рабийә ханим мухбирларниң суалиға җавап бәрмәктә.
sasakima.iza.ne.jp Дин елинди.

Хитай һөкүмити уйғур тәшкилатлириниң вәқәдә из дерәксиз йоқалғанларға даир мәлуматини рәт қилсиму, лекин райондин келиватқан хәвәрләр хитайниң мәлуматиға суал ишарәтлирини туғдуриватиду.

5 - Июлдики үрүмчи вәқәсидә зади қанчилик уйғурниң өлгән вә из ‏ - дерәксиз йоқалғанлиқи дуня мәтбуатлириниң диққитини қозғаватқан қизиқ темиларниң йәнә бири болуп қалди. Бу мәсилә уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң японийидики ахбарат елан қилиш йиғинида 10 миң уйғурниң из дерәксиз йоқалғанлиқини елан қилиши билән хәлқара мәтбуатларниң диққитини тартқан. Бу йәрдики нигизлик мәсилә хитайлар тәминлигән учур билән уйғурлар елан қилған из - дерәксиз йоқалғанларниң саниға даир мәлуматлардики пәрқниң зади қанчилик икәнликидур.

Хитай һөкүмити бу қетимқи вәқәдә қолға елинғанларниң 1800 гә йетидиғанлиқини, 197 адәмниң өлгәнликини, өлгәнләрниң көп қисими хитайларни асас қилидиғанлиқини билдүргән иди. Лекин уйғурларниң рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим алдинқи күни токйода ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, вәқәдә 10 миң уйғурниң из дерәксиз йоқалғанлиқини, хәлқара җәмийәтниң районға тәкшүрүш өмики әвәтип, из ‏ - дерәксиз йоқалғанларниң из ‏ - дерикини қилишни тәләп қилған иди.

Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни вашингтонға қайтиш сәпири үстидики рабийә қадир ханимниң юқириқи баянатиға җаваб қайтурди. Бирләшмә агентлиқиниң зияритини қобул қилип, 10 миң уйғурниң из ‏ - дерәксиз йоқалғанлиқини рәт қилған уйғур аптоном райони парткоми сиртқи тәшвиқат бөлүминиң мәсули ху хәнмей, бу санни "пүтүнләй уйдурма" дегән.

У хитайниң "йәр шари вақти"гезити вә бирләшмә агентлиқиға бәргән баянатида төвәндики икки нуқтини алаһидә тәкитләйду. Биринчи, 10" миң адәмни туруп туруш үчүн қанчилик түрмә вә камир һазирлиған болушимиз керәк?". Иккинчи, рабийә қадирниң "буни испатлайдиған пакити йоқ". Үчинчи, "әгәр 10 миң адәм тутулған болса, буниң үчүн қанчилик сақчини сәпәрвәр қилиш керәк", "пүтүн шәһәрдики уйғур аһалисиниң нопуси қанчилик?"

Лекин японийә кагошима университетиниң оқутқучиси, доктор һаҗи қутлуқ қадири әпәнди болса, ху хәнмейниң риторик хитабиниң пут тирәп туралмайдиғанлиқини, из ‏ - дерәксиз йоқалғанларниң үрүмчи нопусидики хизмәтчиләрни әмәс, бәлки турмуш һәләкчиликидики уйғур көчмә нопусини асас қилидиғанлиқини билдүрди. Униң ейтишиға қариғанда, из ‏ - дерәксиз йоқалған бир қисим кишиләрни үрүмчиниң сиртиға йөткигән.

10 Миң уйғурниң из - дерәксиз йоқалғанлиқиға даир бу хәвәргә шу күнки хәлқара чоң мәтбуатларда кәң орун берилгән иди. Ройтерс агентлиқи бу һәқтики бир хәвиридә, рабийә қадир ханимниң төвәндики сөзлиригә алаһидә орун бәргән. Рабийә ханим 10"миңға йеқин уйғур намайишчи үрүмчидин бир кечидә ғайип болди. Әгәр улар өлгән болса, уларниң җәсити қени ? улар қолға елинған болса қәйәрдә тутуп турулуватиду?" дегән иди.
 
Б д т баш катипи бан ки - мун түнүгун нюйорктики мухбирларни күтүвелиш йиғинида рабийә қадир ханимниң из ‏ - дерәксиз йоқалған 10 миң уйғурниң из ‏ - дерикини қилиш тоғрисидики чақириқиға инкас билдүрүшкә мәҗбур болди. У, хитай вә моңғулийидә елип барған зиярити мунасивити билән чақирған мухбирларни күтүвелиш йиғинида бир мухбирниң бу һәқтики соалиға җаваб берип, 10 миң уйғурға даир учурниң тәпсилатини билмәйдиғанлиқини, бу һәқтики тәпсилий учурларни көрүп чиқишиға тоғра келидиғанлиқини тәкитлигән.

У "хитайниң шинҗаң вәзийити мәсилисидә алди билән мән, сиз дегән 10 миң киши һәққидики тәпсилий учурни көрүп чиқмидим. Шуңа алди билән бу һәқтики тәпсили учурни көрүп чиқишим керәк. Мәндә у оттуриға қойған бу мәсилигә даир һечқандақ учур йоқ. Қисқиси мән йеқинда хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районида йүз бәргән адәм өлүш вә зораванлиқтин чоңқур қайғурдум" дегән.

Японийә кагошима университетидики қутлуқ әпәнди бу вәқәниң японийидә зор тәсир қозғиғанлиқини, из ‏ - дерәксиз йоқалған уйғурларниң из ‏ - дерикини қилиш һәққидики чақириқниң күчийиватқанлиқини билдүрди.

Хитай даирилири рабийә ханимниң японийә зияритидин биарам болуп, японийә һөкүмитиниң уйғур рәһбиригә виза бәргәнликини әйиблигән. Хитайниң токйодики баш әлчиси суй тйәнкәй японийә һөкүмитиниң рабийә ханимға виза бәргәнликини "хитай - японийә мунасивитигә дәхли йәткүзүду " дегән иди.

Бейҗиңда хитай ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири ву давей японийиниң бейҗиңдики баш әлчиси юҗи миямотони чақиртип, рабийә ханимниң японийидики паалийитини чәкләшни тәләп қилған. Лекин японийә һөкүмитиниң баянатчиси козу кодама рабийә ханимниң зиярити японийә - хитай мунасивитигә дәхли йәткүзмәйду дәп қарайдиғанлиқини, рабийә ханимға японийә қануниға асасән виза берилгәнликини, униң японийидики аммиви тәшкилатларниң тәклипигә бинаәт японийини зиярәт қиливатқанлиқини илгири сүргән.

Рабийә қадир ханим 3 күнлүк японийә зияритини ахирлаштуруп, пәйшәнбә күни вашингтонға қайтқан иди. У шу күни токйодики бир аммиви йиғинда японийилик қоллиғучилириға сөз қилатти. Лекин униң америка дөләт мәҗлиси вә ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарлар билән елип баридиған сөһбити җүмә күнигә орунлаштурулғанлиқи сәвәбидин японийидики аммиви нутуқини бикар қилип, америкиға қайтқан. Лекин токйодики тиңшиғучиларға рабийә қадир ханимниң синалғу нутуқи қоюп берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.