Америкида чиқидиған "мари клер" жорнили рабийә қадирға мукапат бәрди


2004.11.22

Америкида чиқидиған даңлиқ "мари клер" аяллар жорнили 2004 - йили 12 - айдики санида, дунядики 10 аял қәһриманни мукапатлап, буларниң арисида уйғур карханичи рабийә қадирға аяллар һоқуқини илгири сүрүштә қошқан төһписи бойичә мукапат бәрди.

Он "дуня аяллири" ниң бири

rebiya_150.jpg
Рабийә қадир ханим

"Мари клер" жорнили мукапатлиған 10 аял дунядики нәччә онлиған аял қәһриманлири арисидин инчикилик билән таллап чиқилған болуп, намзатлар уйғур елидин тартип, асия, явропа вә африқа қатарлиқ җайларғичә тарқалған. Мәзкур жорнал бу 10 аялниң инсанларға қошқан төһписи, тәврәнмәс ирадиси вә һармас әмгикини етирап қилиш вә риғбәтләндүрүш сүпитидә уларға "дуняниң аяллири" дәп аталған бу мукапатни бәргән вә мәзкур программа үчүн 50 миң доллар аҗратқан.

Жорналда йәнә, һәр бир мукапатқа еришкүчиләрниң қисқичә тарихи вә иш- излири тонуштурулуп, уларниң мукапатқа еришиш түри көрситилгән. Униңда аяллар һоқуқини илгири сүрүшкә қошқан төһписи бойичә мукапатланған рабийә қадирниң нөвәттә түрмидики әһвалиниң начарлиқи вә тән саламәтликиниң яхши болалмайватқанлиқи йезилған.

"Мән һәқ иш қилдим, шуңа хитай сақчилири алдида бешиңларни игиз көтүрүп мәрданә меңиңлар"

"Миң анилар һәрикити" ниң бәрпа қилғучиси

Жорнал йәнә, рабийә қадирниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 4 - нөвәтлик аяллар қурултийиға қатнашқанлиқини вә униң түрткисидә уйғур елиға қайтип кәлгәндин кейин "миң ана һәрикити" ни бәрпа қилғанлиқини язиду. Рабийә қадирниң йолдиши, һазир америкида яшаватқан сидиқ һаҗи рози әпәнди бизниң зияритимизни қобул қилип, рабийә ханимниң "миң ана һәрикити" паалийитини тонуштурди.

"Бешиңларни игиз көтүрүп мәрданә меңиңлар"

"Мари клер" жорнили рабийә қадирни тонуштуруп тәйярлиған бетидә йәнә, униң пәқәт һөкүмәт елан қилған гезит-жорналларни йолдишиға әвәткәнлики үчүнла хитай һөкүмити тәрипидин "дөләт мәхпийәтликини ашкарилашқа урунған" дегән җинайәт билән 8 йиллиқ қамақ җазасиға тартилғанлиқи йезилған. Һәмдә рабийә қадирниң түрмидә йетип турупму инсан һоқуқи җүмлидин уйғурлар үчүн күрәш қилиш ирадисидин қәтий янмай һәтта балилириға "мән һәқ иш қилдим, шуңа хитай сақчилири алдида бешиңларни игиз көтүрүп мәрданә меңиңлар" дегән сөзини нәқил кәлтүргән. Рабийә ханимниң бу сөзлирини әсләп өткән сидиқ һаҗи рози әпәнди мундақ деди:

Рабийә қадир техи буниң алдида 2004 - йиллиқ "рафто" хәлқара кишилик һоқуқ мукапатиға еришкән болуп, адәттә бу мукапатқа еришкүчиләрниң көпинчиси узун өтмәйла нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән иди. Рабийә қадирниң арқа-арқидин хәлқаралиқ мукапатларға еришиватқанлиқи һәққидә тохталған сидиқ һаҗи рози әпәнди, өзиниң һәммидин бәк бу арқилиқ уйғурлар мәсилисиниң дуняға тонуливатқанлиқидин хушал икәнликини билдүрди:

Хитай һөкүмити хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесими астида бу йил, рабийә қадирға берилгән кесимни бир йил қисқартқан болуп, шундақ болғанда рабийә ханим 2006 - йили 8 - айниң 11 - күни қоюп берилиши керәк. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.