Абликим абдуреһимниң қолға елинғанлиғи - дуняниң көзидә
2007.04.20
Америка һөкүмити вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитай һөкүмитиниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдурәһимни интернеттә бөлгүнчиликни тәрғиб қилидиған мақалиләрни тарқатқан вә аммини хитай һөкүмитигә қарши һәрикәт қилишиқа қутратқан дәп әйибләп, 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқиға инкас қайтурди.
Урүмчи районлуқ сот мәһкимисиниң, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдурәһимни,"интернет торида бөлгүнчиликни тәрғиб қилидиған мақалиларни тарқатқан, аммини һөкүмәткә қарши һәрикәткә қилишқа қутратқан, кишилик һоқуқ вә азсанлиқ милләтләр сиястини бурмилайдиған мақалиләрни язған" дегән җинайәт билән әйибләп, 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи хәлқара җамаәтниң қаттиқ тәнқидигә учриди.
Американиң инкаси
Америка ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси җованни мор пәйшәнбә күни, урүмчи районлуқ оттора сот мәһкимисниң рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдурәһимни 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи мунасивити билән әркин асия радиосиға бәргән баянатида, америка һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдурәһимниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқидин әпсусланғанлиқини билдүрди.
Җованни мор радиомизға бәргән баянатида мундақ деди": америка һөкүмти абликимгә йөкләнгән җинайәтләр вә рабийә қадирниң йәнә икки оғлиға берилгән җаза һәққидә өзлириниң әндишилирини баян қилип кәлмәктә. Америкиниң бейҗиңдики баш әлчиханиси хитай һөкүмити билән елип берилған сөһбәтләрдә сот җәряниниң һәмдә берилгән һөкүмниң адаләтлик болған - болмиғанлиқи мәсилисини оттуриға қойди. Биз бу мәсилини давамлиқ күзитимиз."
Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң инкаси
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдурәһимниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини қаттиқ тәнқид қилди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати пәйшәнбә күни бир баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң абликим абдурәһимини 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини қаттиқ тәнқид қилип, хитаи рәһбәрлирини абликим абдурәһимгә шундақла алим абдурәһим вә қаһар абдурәһимгә өзини ақлаш пурсити беришкә чақирди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң баянатида, хитай сот мәһкимисиниң абликим абдурәһимни 9 йиллиқ қамақ җазсиға һөкүм қилғанлиқи, бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн паалийәт елип бериватқан рабийә қадирдин 1999- йили уни қолға елиш билән башланған үч елиш һәрикитиниң давами дәп көрстилгән.
Вакаләтсиз милләтләр вә хәлқләр тәшкилатиниң инкаси
Мәркизи голландийидики вакаләтсиз милләтләр вә хәлқләр тәшкилати рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдурәһимниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи мунасивити билән елан қилған баянатида, рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң агаһландурушлириға қаримай, уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн елип бериватқан паалийәтлирини өзлүксиз давамлаштуруп кәлмәктә. Абликим абдурәһимниң 9 йиллиқ қамақ җазсиға һөкүм қилинғанлиқи, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимға қаратқан тәһдитлирини әмәлгә ашуруватқанлиқини көрситиду дәп тәкитлигән.
Вәкаләтсиз милләтләр вә хәлқләр тәшкилатиниң баянатида, йәнә мундақ дейилгән " биз хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң шәрқий түркистан хәлқиниң кишилик һоқуқи вә демократийиси үчүн елип бериватқан паалийәтлири үчүн униң аилисини җазалаш қилмишини қаттиқ әйибләймиз. Абликим абдурәһимниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи, абликимниң адаләтлик сотлиниш вә өзини ақлаш һоқуқини дәпсәндә қилипла қалмастин, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вә демократийигә һөрмәт қилидиған бир дөләт болуштин қанчилик узақ икәнликини испатлап бериду. Вакаләтсиз милләтләр вә хәлқләр тәшкилати рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийиниң шәрқий түркистан хәлқиниң кишилик һоқуқи вә демократийиси үчүн тинчлиқ елип бериватқан паалийәтлирини давамлиқ қоллайду." (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир пәрзәнтлириниң қамақ җазасиға һокум қилиниши түрк дунясида инкас қозғиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитини, рабийә қадирниң оғуллириға өзлирини ақлаш пурсити беришкә чақирди
- Хәлиқара җәмийәтниң абликим абдуреһимға берилгән қамақ җазасиға инкаслири
- Хитай, рабийә ханимниң оғли абликим абдуреһимға җаза һөкүм қилди
- Хитай д у қ ниң рәиси рабийә қадирниң оғлини 9 йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилди
- Рабийә қадир ханимниң б д т кишилик һоқуқ йиғинидики паалийәтлири давамлашмақта
- Рабийә қадир ханим б д т ниң кишилик һоқуқ йиллиқ йиғинида сөз қилди
- Рабийә қадир ханим бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишниң йиллиқ йиғиниға қатнашти
- Хәлқара тәшкилатлар хитай һөкүмитиниң рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи тоғрисидики сөзлиригә җаваб қайтурди
- Хитай һөкүмити абликим абдуриһимни мәхпий сотлиған
- Рабийә ханим дунядики 8 нәпәр әркинлик күрәшчисиниң бири дәп тәрипләнди
- явропа парламентида уйғур вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә йеңи бир муназирә қозғалди