Рабийә қадир ханим вә һәмраһлири адилайид шәһиригә йитип келип паалийитини башливәтти
2011.03.24
5-Нөвәтлик уйғур сиясий паалийәтчилирини тәрбийиләш курсиға йетәкчилик қилиш үчүн австралийидә зиярәттә болуватқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә униң һәмраһлири 23-март күни седний шәһиридики паалийәтлирини аяғлаштуруп камбира шәһиригә йитип кәлди.
Рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийиниң бир қисим рәһбәрлири камбирадики австралийә парламентида бир қисим парламент әзалири вә синаторлири билән көрүшти вә мухбирларға ахбарат елан қилиш йиғини ачти. Бу һәқтә австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси муһәммәт имин әла әпәнди мундақ деди: 3-айниң 23-күни дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийиниң вә австралийә уйғур җәмийитиниң бир қисим вәкиллири австралийә феврал парламентиниң бир қисим әзалири билән учрашти. Учришиш җәрянида рабийә ханим австралийә йешиллар партийисиниң рәһбири синатор боб бровн әпәнди билән көрүшүп 2009-йилдики 5-июл қирғинчилиқ вәқәси вә ундин буянқи уйғурларниң әһвали, хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқи үстидин давамлаштуруватқан миллий қирғинчилиқлири һәққидә кәң даиридә мәлумат бәрди, буниңға җавабән синатор боб бровн әпәнди уйғурлар мәсилиси һәққидә бир қанун лайиһиси түзүп австралийә парламентиға сунғанлиқини ейтти.
Рабийә ханим шу күни йәнә, майкол данди, лори форгусун вә филип раддок қатарлиқ парламент әзалири билән көрүшүп, охшашла уйғурларниң бүгүнки әһвали һәққидә сөһбәтләшти һәмдә австралийә парламент әзалириниң кәлгүсидә шәрқи түркистан мәсилисидә қандақ ишларни қилалайдиғанлиқи тоғрисида системилиқ пиланларни түзүшти. Саәт 12:30 дин 1:30 гичә мухбирларға ахбарат йиғини ачти, бу ахбарат йиғиниға гезит, журнал, радио, телевизор қатарлиқ ахбарат органлириниң 30 ға йеқин мухбирлири, парламент әзалириниң ярдәмчилири вә парламенттики уйғур мәсилисигә қизиқидиған 40 тин артуқ киши қатнашти. Бу паалийәтни парламент әзалиридин майкол данби әпәнди вә лори фергусун әпәндиләр орунлаштурди вә йетәкчилик қилди. Рабийә қадир ханим мухбирларниң уйғурлар мәсилиси һәққидә сориған соаллириға наһайити ениқ вә әтраплиқ җаваб бәрди һәмдә дуняниң, болупму австралийә һөкүмитиниң немиләрни қилиши лазимлиқини әтраплиқ шәрһлиди. Камбирадики зиярәт ахирида рабийә қадир ханим вә униң һәмраһлири билән алтә нәпәр парламент әзаси камбирадики даңлиқ ресторанларниң биридә кәчлик ғизада биргә болди.
Камбирадики зияритини ахирлаштуруп 3-айниң 24-күни аделайд шәһиригә йитип кәлгән рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлирини австралийә шәрқи түркистан җәмийитиниң рәиси абдулғопур мөмин әпәнди вә җәмийәтниң һәйәт әзалири һәмдә бир қисим уйғур җамаити айродромда күтүвалди. Адилайид шәһири австралийигә көчмән болуп келип яшаватқан шәрқи түркистанлиқлар бирқәдәр көп олтурақлашқан шәһәр болуп, мушу шәһәрни мәркәз қилип паалийәт елип бериватқан австралийә шәрқи түркистан җәмийитиниң орунлаштуруши билән уйғур сиясий рәһбәрлирини тәрбийиләш курсниң иккинчи басқучи чүштин кейин саәт 2 дә рәсмий башланди. Паалийәткә шәрқи түркистан җәмийитиниң катипи нурмуһәммәт түркистани риясәтчилик қилди. Рабийә ханим ичилиш нутқи сөзлиди. Абдулғопур мөмин әпәнди сөз қилип дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән меһманларни қарши алидиғанлиқини билдүрди. Һәрқайси дөләтләрдин кәлгән вәкилләр өз дөлитидики уйғурларниң әһвали, уйғур дәвасидики тутқан орни, паалийәт даириси вә мумкинчилики һәмдә тарихи һәққидә толуқ мәлуматлар бәрди, бүгүнки паалийәткә 100 гә йеқин киши қатнашти.