Рабийә қадир ханим бостонда икки муһим йиғинға қатнашти


2008.03.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Rabiye-YaponEmnty-200.jpg
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, 26 ‏- март күни америкиниң бостон шәһиридә. RFA Photo

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, 26 ‏- март күни америкиниң бостон шәһиридә гүантанамо түрмисидики уйғур мәһбуслири мәсилиси үстидә ечилған испат бериш йиғиниға иштирак қилди.

26 ‏- Март күни америкиниң бостон шәһиридә, америкиниң масачуссетс шитатидики парламет әзаси белхант әпәнди йетәкчиликидә, гүантанамо түрмисидики уйғур мәһбуслириниң мәсилиси вә америка һөкүмити тәрипидин бигунаһ дәп ақлинип, хата тутулуп қалған 17 нәпәр уйғурларни чоқум үчинчи бир дөләткә сақ ‏- саламәт орунлаштуруш керәклики һәққидә мәхсус бир йиғин чақирилған болуп, мәзкүр йиғинға уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим қатнашти.

Уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң бу қетим бостонда өткүзүлгән йиғинға қатнашқанлиқини алаһидә тилға елип, йиғин иштиракчилириға рабийә ханимни тонуштуруп өткән вә йиғинда сөз қилған парламент әзаси белхант әпәнди, уйғур мәһбүслирини тезрақ гүантанамо түрмисидин елип чиқишниң интайин муһим икәнликини оттуриға қойди. Йиғинда йәнә, 17 нәпәр уйғурниң адвокатлиқ вәзиписини өтәватқан сейбин валлет әпәнди, уйғур мәһбуслириниң нөвәттики түрмә вәзийитиниң наһайити начар икәнликини, болупму уларниң гүантанамо түрмиси 6 ‏- лагирдин қутулуп чиқишиниң муһимлиқини, уларниң чоқум бир азадә, шараити яхширақ бир түрмигә йөткилишини, болупму уйғур мәһбуслирини бир ‏- бири билән учришип туруш имканиға игә қилиш керәкликини тәкитлигән.

Йиғин наһайити мүвәппәқийәтлик ахирлашқан болуп, парламент әзаси белхант әпәнди йиғиндин кейин рабийә қадир ханим билән айрим учришип, сөһбәттә болған вә униңға уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики вәзийәтни аңлатқан.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим билән биргә һәмраһ болуп йиғинға қатнашқан д у қ иҗраийә комтетиниң рәиси, америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәнди бу һәқтә чүшәндүрүш берип мундақ деди.

Алим сейитоф әпәндиниң билдүрүшичә, рабийә қадир ханим адвокат сәйбин әпәнди билән йәнә бир адвокатниң уйғур мәһбүслирини қутулдуруш үчүн елип бериватқан хизмәтлиригә алаһидә рәһмәт ейтиш билән биргә, уларға йәнә үзиниң уйғур мәһбүслири һәққидики тәләп вә тәшәббүслирини ейтқан.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, гүантанамо түрмисидики уйғур мәһбүслири мәсилиси тоғрисида ечилған мәхсус йиғиндин чиқип, алим сейитоф әпәндиниң һәмраһлиқида йәнә бостондики хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң орунлаштуришида елип барған иккинчи бир йиғинға қатнашқан.

Алим сейитоф әпәнди бу һәқтиму чүшәндүрүш берип мундақ дәйду. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.