Рабийә қадир ханимниң шивитсарийидә елип бериватқан зиярити давамлашмақта
2010.11.23
Йеқинда шивитсарийә билән хитай оттурисида "әркин тиҗарәт келишимнамиси " имзаланған болуп, келишимнаминиң конкрет маддилириниң тәстиқлиниш мунасивити билән шивитсарийидики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә шәхсләр, шивитсарийә һөкүмитигә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси, болупму уйғур вә тибәтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисини алдинқи шәрт қилған асаста, мәзкүр тиҗарәт келишимнамисиниң программилириға қол қоюш керәклики, хитайниң уйғурлар билән тибәтләрниң һәқ - һоқуқлириға һөрмәт қилиш шуниңдәк капаләтлик қилиш вәдисигә еришмәй туруп, келишимнамигә һәргиз қол қоймаслиқ һәққидә қаттиқ тәләпләрни оттуриға қойған .
Шивитсарийә һөкүмитигә бу хил тәләпләрни қойған тәшкилатлар ичидә " берен баяннамиси " намидики бир тәшкилат вә хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиму бар болуп, бу тәшкилатларниң мәхсус орунлаштуруши билән , мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзүлгән. Мухбирларни күтивелиш йиғинида рабийә қадир ханим уйғурларниң һазирқи сиясий вәзийитини аңлатқан. Шивитсарийә шәрқий түркистан җәмийитиниң мәсули әндәли әпәнди, берн баяннамиси тәшкилати вә мухбирларни күтивелиш йиғини тоғрисида мәлумат бәрди.
Мухбирларни күтивелиш йиғинидин кейин, рабийә қадир ханим һәмраһлири билән бирликтә, шивитсарийиниң зүрих шәһиридики " берн баяннамиси" тәшкилатиниң мәркизидә күтивелинған, рабийә ханим мәзкүр тәшкилат мәсуллири билән буниңдин кейин уйғур мәсилисини шивитсарийидә қандақ шәкилдә техиму кәң даиридә аңлитиш һәққидә өз - ара сөһбәт елип барған. Бу һәқтә тохталған әндили әпәнди мундақ деди.
Рабийә қадир ханим, " берен баяннамиси " тәшкилатиниң мәркизидә елип берилған учришиштин кейин, шивитсарийидә тонулған писхолог вә дин тәтқиқати билән шуғулланғучи мартин кауфниң арзусиға бинаән, униң билән көрүшүп, охшашла уйғурлар мәсилиси үстидә бир йерим саәттин артуқ сөһбәт өткүзгән. Әндәли әпәнди бу сөһбәтниң мәзмунлири тоғрисида тохталди.
Шивитсарийә шәрқий түркистан җәмийитиниң мәсули әндәли әпәндиниң билдүрүшичә, шивитсарийидә яшаватқан түркләрниң рабийә қадир ханим билән көрүшүп, униң уйғурларниң сиясий вәзийити һәққидики нутиқини аңлаш тәлипигә асасән, 23 - ноябир кәчтә мәхсус түркләр билән учришиш программиси орунлаштурулған болуп, булардин сирт йәнә, 24 - ноябир күни пайтәхт берен шәһиридә һөкүмәт хадимлири билән көрүшүш шуниңдәк гүәнтанамо түрмисидин қоюп берилип, юра вилайитигә йәрләшкән икки ака - ука билән учришиш паалийәтлири елип берилидикән.