Д у қ рәиси рабийә қадир ханим испанийә парламентида муһим учришишлар елип барди

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим испанийә парламентидики әң чоң өктичи партийиләрдин бири болған “попеләр” партийисиниң әмәлдарлири билән көрүшти.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.04.12
rabiye-ve-memet-toxti-ispaniyede-305.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим билән д у қ ниң явропадики иш беҗириш хадими мәмәт тохти испанийидә. 2011-Йили 7-апрел.
RFA/Erkin Tarim

4-Айниң 7-күни испанийә парламентидики әң чоң өктичи партийиләрдин бири болған “попеләр” партийисиниң хәлқара мунасивәтләр комитети башлиқи алберто руиз тиерй, “попеләр” партийиси башлиқлар кабинети рәиси валентина мартинез серро вә ташқи ишларға мәсул мудири кристина садаба гарраза қатарлиқ кишиләр испанийә парламентидики ишханисида дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим билән учрашти.

rabiye-xanim-ispaniye-ziyariti-385.jpg
Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң испанийидики паалийәтлири. 2011-Йили апрел.
RFA/Erkin Tarim
Бу учришишта алди билән рабийә қадир ханим сөз қилип хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити һәққидә мәлумат бәрди. Кейин “попеләр” партийиси рәһбәрлиридин алберто руиз тиерй әпәнди сөз қилип, испанийә һөкүмитиниң ғәрб дөләтлириниң қиммәт қарашлириға әһмийәт бәрмәстин диктатор хитай билән һәмкарлишиватқанлиқини, бу қетимқи омумий сайламда өзлири һакимийәт бешиға кәлгән тәқдирдә хитайларни инсан һәқлири вә демократийигә һөрмәт қилишқа чақиридиғанлиқини ейтқан.

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим билән д у қ ниң явропадики иш беҗириш хадими мәмәт тохти 4-айниң 7-күни баск партийисиниң испанийә парламентидики мәсули аитор еитебан браво әпәнди билән учришип уйғур мәсилиси вә испанийиниң баск мәсилиси һәққидә сөһбәт елип барған. Мәмәт тохти әпәндиниң дейишичә 4-айниң 7-күнидики бу учришишлар испанийиниң сайламдин кейинки хитай сиясити үчүн наһайити муһим икән.

Рабийә қадир ханим өзиниң бу нөвәтлик испанийә сәпириниң наһайити мувәппәқийәтлик болғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.