Нобел тинчлиқ мукапати саһиби муһәммәт юнус билән рабийә қадир оттурисидики охшашлиқлар вә пәрқләр ( 1 )


2006.12.20

2006 – Йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати йәкшәнбә күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһридә өткүзүлгән һәшәмәтлик бир мурасим билән, бенгаллиқ муһәммәт юнусқа тәқдим қилинди.

Әмма шуни етирап қилиш керәкки, пүтүн бәнгал хәлқи хошаллиқтин тәнтәнигә чөмгән шу дәқиқиләрдә, көплигән уйғурларниң вуҗудини изаһлаш қийин болған бир хил ғәшлик вә мәйүслүк туйғулири чирмап алған иди. Әлвәттики мәнму бу хил туйғудин хали болалмидим. Буниң сәвәби шуки, уйғурларниң мәнивий аниси вә мәшһур кишилик һоқуқ қоғдиғучиси рабийә қадир ханимму 2006 – йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң әң күчлүк намзатлириниң бири иди. Униң намзат болушни пүтүн уйғур хәлқи ичидә мөлчәрләп түгәткүсиз дәриҗидә шадлиқ вә һаяҗан пәйда қилған, бир қанчә айдин буян уйғурларниң күндилик талаш – тартиш қилидиған әң муһим темилириниң бири болуп кәлгән иди. Пәләкниң чақи тәтүр кәлмигән болса, бәлким йәкшәнбә күнки бу мурасимда муһәммәт юнус әпәндиниң орнида рабийә қадир ханим болған болатти, мустәқил, һөр яшаватқан бенгал хәлқиниң шадлиқиниң орнини, барлиқ инсаний һәқ – һоқуқлиридин мәһрум һалда хорлинип яшаватқан уйғур хәлқиниң тәнтәниси алған болатти.

Һеч шүбһисизки, өзиниң барлиқини йоқсул инсанларниң, болупму ғерибанә вә аҗиз ана – балилариң бәхти үчүн атиған муһәммәт юнус әпәндиниң нобел мукапатиға еришкәнлики һәргизму тасадипийлиқ әмәс, муһәммәт әпәндиниң йүксәк дәриҗидики инсанпәрвәрлики вә бу җәһәттики пидакарлиқи, униң нобел тинчлиқ мукапатини елишиға сәвәпчи болған асаслиқ амилдин ибарәт.

Муһәммәт юнус әпәнди

Әмма мән муһәммәт юнус әпәндиниң мукапат тарқитиш мурасимидики нутиқини аңлиғандин кейин, рабийә қадир ханим билән муһәммәт юнус әпәндиниң ғайә, мәқсәт вә иш – излири оттурисида қисмән охшашлиқлар билән биргә йәнә, көплигән пәрқләрниң барлиқини, болупму яшаш муһити, инсанлар үчүн төлигән бәдәл вә пидакарлиқлар җәһәттә рабийә қадир ханимниң рошән бир үстүнлүккә игә икәнликини һәс қилдим. Худди башқа уйғурларға охшашла көңлүмдә, "рабийә қадир ханимниң бу қетим нобел мукапатини алалмаслиқида хитайниң бесими асаслиқ рол ойниғанмиду ?" дегән гумани қараш техиму күчәйди.

Муһәммәт юнус әпәнди яшаватқан бәнгал, мустәқил, һүр бир дөвләттин ибарәт, униң үстигә бенгал ислам дөләтлири ичидә бирқәдәр демократик дәп қаралған әлләрниң бири болуп, дәриҗидин ташқири намратлиқни һесабқа алмиғанда, бу дөвләттә мустәбит, диктатор реҗим яки дөләт террори мәвҗут әмәс.

Әслидә бенгалдики бир университетниң иқтисат факултети мудири болған муһәммәт әпәнди, 1974 – йили мәмликитидә баш көтүрүп чиққан чоң ачарчилиқ мәзгилидә, бенгалниң йеза – қишлақлирида йоқсуллуқтин җан талишиватқан намратларға ярдәм беришни өзиниң виҗдани вәзиписи қилип таллиған. Дәсләптә у ишни бир йезидики 42 нәпәр намратқа 27 доллар өсүмсиз қәриз пул берип туруш билән башлиған вә ғәрибанларға ушшақ оқәт қилиш үчүн дәсмайә берип туруш системисини турғузуп, бу сестимиси пәйдин – пәй кеңәйтип барған, шундақла бу сестима үчүн хизмәт қилидиған Grameen банкисини қуруп чиққан. 1997 – Йилиға кәлгәндә дуня түсини алған Grameen фонди җәмийити қурулған. Нөвәттә 22 дөләттә 52 шөбиси болған бу фонди җәмийити, дунядики 11 милйонға йеқин йоқсулға хизмәт бәрмәктә. Әлвәттики, муһәммәт юнус әпәндиниң бу мувәппәқийәтлири, интайин җапалиқ, мүшкүл бир йолниң, шундақла йүксәк дәриҗидики инсанпәрвәрлик вә пидакарлиқниң мәһсули.

Рабийә қадир ханим

Әмди биз, 2006 – йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң әң күчлүк намзатлиридин бири болған рабийә ханимға келәйли, рабийә қадир ханим яшиған муһит, пәқәт коммунистик идеологийәдин башқа һәрқандақ бир дуня қарашни түптин рәт қилидиған вә чәкләйдиған мустәбит, диктатор бир реҗим астидики муһит иди, йәнә келип у яшиған шәрқий түркистан, әнә шу мустәбит реҗим тәрипидин әң қаттиқ контрол қилиниватқан, пуқралири болса сияси, иқтисади, иҗтимаий, диний, мәдәний – маарип вә башқа җәһәтләрдә қаттиқ бесимға учраватқан, шундақла 2 – дәриҗилик гражданлиқ муамилисидә дучар болуватқан мустәмликә астидики бир тупрақ иди.

Әнә шу муһитта дуняға кәлгән вә яшиған рабийә ханим, бир заманлар худди муһәммәт юнус әпәнди дәсмайә берип турған намрат аяллардинму бәттәр бир муһитта яшиған иди. У, бенгаллиқ намрат аяллардәк тәләйлик әмәс иди, чүнки униңға өсүмсиз дәсмайә берип туридиған муһәммәт юнуслар йоқ иди, икки беқинида нарсидә балиси, коча – койларда урулуп – соқулуп йүрүп сатидиған нәччә кило газиридин башқа мадди байлиқи болмиған бу бичарә тул аялниң бирдин – бир тайиниди, җанаби аллаһқа налә қилип униңдин мәнивий күч елиш вә шу мәнивий күчкә тайинип туруп һаятлиқ үчүн күрәш қилиш иди.

Муһәммәт юнус әпәнди, пәқәтла йоқсулларға һаятлиқ йоли яритип беришни өзиниң ғайиси қилған болса, рабийә ханим, һәм йоқсуллуқ дәрдидә җан талишиватқан хәлқиғә халис ярдәм беришни, һәм иқтисади талан – тараҗ арқилиқ хәлқини "алтун тавақлиқ тиләмчи" гә айландуруп қойған мустәбит һакимийәткә қарши исян байриқи көтүрүп чиқишни өзиниң ғайә вә мәқсити қилған иди.

Рабийә қадир ханимниң 1968 – йили, "вәтәнни парчилашқа урунған әксилинқилапчи унсур" дегән төһмәт билән 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилип түрмидә йетиватқан миллий шаир сидиқ һаҗи розини, һеч бир хийим – хәтәргә қаримай түрмигә йоқлап барғанлиқи вә һәтта униңға очуқ – ашкарә һалда муһәббитини изһар қилип, "вәтиним, хәлқим" дәп зинданда йетиватқан бу "мәһбус" ниң парчиланған йүрикигә тәсәлли сүйини чачқанлиқи, бу уйғур қизиниң һаят пәлсәпәсининиң дәсләпки сигнали иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.