Рабийә қадир ханим норвегийидики уйғурларға нутуқ сөзлиди

Бүгүн норвегийә уйғур комитети пайтәхт ослода дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим вә муавин рәиси сейит түмтүрк әпәндини күтүвелиш мурасими өткүзди.
Ихтиярий мухбиримиз айгүл йүсүп
2011.01.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
rabiye-xanim-305.jpg Рабийә қадир ханим норвигийиниң пайтәхти ослода уйғурларға соз қилди. 2011-Йили 29-январ
RFA/Aygul

Мурасимға 150 тин артуқ адәм қатнашти.

Мурасим шәрқий түркистан истиқлал маршини оқуш билән башланғанда зал ичи бирдинла һаяҗанлиқ кәйпиятиға чөмди.

Униңдин кейин, норвегийә уйғур комитетиниң башлиқи пәрһат яқуп әпәнди тәшкилат хизмәтлиридин доклат бәрди.

Қизғин алқишлар ичидә сөзгә тәклип қилинған рабийә қадир ханим уйғур дәваси, шәрқий түркистанниң бүгүнки вәзийити вә вәтән ичи -сиртидики уйғурларниң вәтән үчүн немиләрни қилиши керәклики һәққидә тәпсилий тохталди.

rabiye-oslo-385.jpg
Д уқ рәиси рабийә қадир ханим вә муавин рәис сейит түмтүрк әпәнди норвегийә уйғур комитети билән хатирә сүрәткә чүшти. 2011-Йили 29-январ
RFA/Aygul

Сейит түмтүрк әпәнди норвегийидики уйғур қериндашлар билән учрашқанлиқидин толиму хурсән икәнликини билдүрди.

Нутуқ сөзләш паалийити җәрянида йәнә норвегийидики мөминҗан башлиқидики сәнәт гурупписи әзалири нахша, музика вә ләрзан уйғурчә усул номурлирини көрситип, барлиқ қериндашларниң тәшәккүригә еришти.

Норвегийидики яшлар вәкилиму сөз қилип, норвегийидики яшларниң дәва сәпидики җанлиқ һаяти күч икәнликини вә шундақла өзлириниң арзу-үмидлирини ипадә қилип өтти.

Паалийәт ахирида коллектип рәсимгә чүшүш болуп өтти вә паалийәткә қатнашқан уйғурлар бу қетимқи мурасимни қизғин, һаяҗанлиқ кәйпият билән тамамлап қайтишти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.