Рабийә ханим пәрзәнтлири һөкүмәт тәрипидин тәйярланған әйибнамигә қол қойдурулған
2006.10.26

Игилишимизчә, пәйшәнбә күни әтигән саәт 8 дә башланған сот чүш вақти саәт 12 гичә 4 саәт давамлашқан болуп, йеқин уруқ-туғқанлардин пәқәт 4 кишиниң йәни қаһар абдуреһимниң аяли айгүл вә алим абдуреһимниң аяли раһилә шундақла рабийә ханимниң бир нәврә иниси вә күйоғлиниң қатнишишиға рухсәт қилған һәмдә сирттин, әқидә сода сарйидин җилил һаҗи вә өткүр һаҗи қатарлиқ икки кишини қатнаштурған. Сотқа һөкүмәт вә сақчилардин болуп 20 әтрапида адәм қатнашқан.
Йеңидин пәйда болған дәлилләр
Сот тәңритағ районлуқ сот мәһкимисидә ечилған болуп, сот ечилидиғанлиқи тоғрисдики уқтуруш қаһар вә алим абдуреһимларниң аилисигә әмәс, рабийә қадир сода сарийиниң аманлиқ сақлаш бөлүминиң башлиқиға тапшурулған. Қаһар вә алим абдуреһимларниң аилиси соттин ағзаки хәвәрдар қилинған.
Пәйшәнбә күни ечилған соттин хәвәрдар бәзи кишиләрниң билдүрүшичә, тән саламәтлики һәмдә роһи кәйпиятлири яхши көрүнгән қаһар вә алим абдуреһим сотчиниң соаллириға салмақлиқ билән җаваб бәргән.
Сотчи қаһар абдуреһмни аниси рабийә қадир ханимдин пул елип ақсудики тиҗаритигә ишләткән дәп әйиблигән болуп, рабийә ханимниң сабиқ катиби айшәмгүл вә сабиқ тиҗарәт шерики мәмәт шаңхәй дегән киши, қаһар абдуреһимниң рабийә ханимдин пул елип ишләткәнлики һәққидә сотта гуваһлиқтин өткән. Сотчи қаһар абдуреһим аниси рабийә қадир ханимдин пул елип ишләткәндә, оғриланған пул 2 милйон 400 миң йүән болғанлиқи үчүн бу пулниң қаһарниң бойниға атилидиғанлиқини билдүргән.
Игилишләргә қариғанда, рабийә қадир сода сарийиға от кәткән мәзгилдә көйүп кәткән вә қаһар абдуреһимниң аниси рабийә қадир ханимдин пул елип ишләткән мәзгилләрдики тиҗарәт паалийитигә аит һөҗҗәт вә тамғилар қандақтур йеңидин ясап чиқилған болуп, сотта қаһар абдуреһим қол қойған вә тамғиси бесилған һөҗҗәтләр дәлил сүпитидә көрситилгән.
Рабийә ханим: хитай даирилириниң қайта тәкшүрүшини үмид қилимән

Соттин хәвәрдар бәзи кишиләрдин игилишимизчә, рабийә ханимниң тиҗарәт паалийитигә аит пүтүн һөҗҗәтләр хитай сақчи идариси тәрипидин мусадирә қилинғанлиқи үчүн, қаһар абдуреһим бу әйибләшләргә, апам рабийә қадирдин пул алғанлиқим тоғра, лекин баҗ оғрилиғанлиқ вә дукан елип - сатқан мәсилиләрдин мениң хәвирим йоқ дәпла җаваб бәргән. Лекин шундақтиму сотта 2 милйон 400 миң йүән пул қаһарниң бойниға артилған.
Сотта, хитай һөкүмити тәрипидин баҗ оғрилиған дәп әйибләнгән уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң йетәкчиси рабийә ханимниң йәнә бир оғли алим абдуреһимниң үстигә 240 миң йүән пул артилған.
Рабийә қадир ханим бүгүн радиомизға бәргән баянатида "бейҗиң һөкүмити мән америкиға келип уйғур кишилик һоқуқи үчүн паалийәтни башлиғандин кейин, мини 50 милйон йүән баҗ оғрилиған дәп әйиблигән иди. Әмди тәкшүрүш арқилиқ 2 милйон 400 миң йүн баҗ оғрилиғанлиқимни билдүрмәктә. Мән хитай һөкүмитиниң йәнә тәкшүрүш елип берип, балам қаһар абдуреһим билән һечқандақ мунасивити болмиған бу 2 милйон 400 миң йүәнни униң үстидин елип ташлишини үмид қилимән" деди.
Игилишимизчә, алим абдуреһим сотта оттуриға қоюлған әйибләшләргә, пүтүн һөҗҗәтләр сақчилар тәрипидин елип кетилгәнлики үчүн бизниң қолимизда һечқандақ пакит йоқ. Сотта оттуриға қоюлған әйибләшләр 20, 30 йил бурунқи һесабат болғачқа, буниңға немә дәп җаваб беришни акам қаһарму билмәйду, мәнму билмәймән дәп, җаваб бәргән.
Сотниң ахирида, қаһар абдуреһим вә алим абдуреһим әйибнамигә қол қойдурулған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай рабийә қадир ханимниң икки оғли үстидә елип берилған сот һөкүмини ашкарилимиди
- Хитай даирилири рабийә қадирниң пәрзәнтлири үстидин пат арида сот ачмақчи
- Хитай рабийә қадирниң пәрзәнтлирини сотлашни кечиктүрди
- Хитай һөкүмити нимә үчүн рабийә қадир аилисигә қаратқан сиясий һуҗумини изчил давамлаштуруп кәлди
- Рабийә қадирниң оғли алим хитай тәрипидин мәҗбурий иқрар қилдурулди
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири ху җинтавға хәт йезип, рабийә қадирниң пәрзәнтлири қоюп беришни тәләп қилди
- Рабийә қадир ханим пәрзәнтлирини миллитидин үстүн қоялмиди
- Хитай һөкүмитиниң рабийә қадир пәрзәнтлирини қолға алғанлиқи мунасивити билән намайишлар
- Рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши рус тилидики мәтбуатларда
- Рабийә қадир: хитай һөкүмити балилиримни қолға елиш арқилиқ паалийәтлиримни тосиялмайду
- Қирғизистанда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди
- Хитай рабийә қадирниң 3 оғлини рәсмий қолға алди
- Норвигийидә уйғурларниң паалийәтлири күчәймәктә
- Д у қ рабийә ханимниң пәрзәнтлири һәққидә чегрисиз инсан һәқлири тәшкилатиға мәктуп йоллиди
- Германийә вә норвигийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди