Хитай рабийә қадир ханимниң оғуллири үстидин һөкүм чиқарди
2006.11.27

26 - Ноябир күни германийидә даңлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бирдәк аваз билән, дуня уйғур қурултийиниң рәиси болуп сайланған иди. Буни көзитип турған хитай һөкүмити рабийә қадир ханим дуня уйғур қурултийиниң рәиси болуп сайланған күниниң әтисила, униң оғли алим абдуреһимға баҗ оғрилиди, дегән баһанә билән 7 йиллиқ қамақ җазаси бәрди.
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң мәлум қилишичә, рабийә қадир ханимниң оғли алим абдуреһимдин башқа йәнә, униң қаһар абдуреһим исимлик оғлиму баҗ оғрилиди дегән баһанә билән сотқа тартилған. Лекин қаһар абдуреһимға қамақ җазаси берилмәй, 12 йерим миң доллар җәриманә қоюлған. Алим абдуреһимға болса 7 йиллиқ қамақ җазаси берилиштин сирт йәнә, 62 миң доллар җәриманә қоюлған.
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң мәсули никола әпәнди ройтерс хәвәр агентлиқиға "хитай һөкүмитиниң бундақ қилмишини рабийә қадир ханимға қаритилған өч елиш дәп чүшинишкә болиду" дәп билдүргән. У йәнә "рабийә қадир ханим уйғур миллитигә вакалитән кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә күрәш елип бармақта. Бу хитай һөкүмитиниң қаттиқ ғәзипини қозғиди" дәп билдүрди.
Хитай һөкүмити бу қетим рабийә қадир ханимниң оғли алим абдуреһимни сотлашта, әқидә сода ширкити 93 - йилидин 2000 - йилиға қәдәр, 200 миң йүәндин артуқ баҗ оғрилиған дәп, уни гунаһкар қилған. Лекин әйни вақитта йәни рабийә қадир ханим қолға елиништин бурун, 93 - йилидин 99 - йилиға қәдәр, һәр йили дегүдәк баҗ тапшурушта илғар болуп баһаланған вә мукапатланған.
Рабийә қадир ханимниң йолдиши сидиқ һаҗи рози әпәнди зияритимизни қобул қилип, пәрзәнтлириниң устидин чиқирилған һөкүм һәққидә тохталди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири рабийә қадир ханимниң оғли алим абдуреһимни 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди
- Рабийә қадирниң қизи рошәнгүл нәзәрбәндтин қутулди
- Рабийә ханим пәрзәнтлири һөкүмәт тәрипидин тәйярланған әйибнамигә қол қойдурулған
- Хитай рабийә қадир ханимниң икки оғли үстидә елип берилған сот һөкүмини ашкарилимиди
- Хитай даирилири рабийә қадирниң пәрзәнтлири үстидин пат арида сот ачмақчи
- Хитай рабийә қадирниң пәрзәнтлирини сотлашни кечиктүрди
- Хитай һөкүмити нимә үчүн рабийә қадир аилисигә қаратқан сиясий һуҗумини изчил давамлаштуруп кәлди
- Рабийә қадирниң оғли алим хитай тәрипидин мәҗбурий иқрар қилдурулди