“шәрқий түркистан үчүн әҗдиһа билән елишқан аял рабийә қадир” мавзулуқ йиғин чақирилди
2011.03.02
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң сәргүзәштлири баян қилинған “әҗдиһа билән елишқан аял рабийә қадир” намлиқ китаб түркийидә нәшр қилинғандин кейин, түркийидики оқурмәнләрниң уйғур мәсилисигә болған қизиқиши күчәймәктә. Истанбулниң ғәрбий қисмиға җайлашқан сакаря вилайитидики сакаря университети диний билимләр факултети оқуғучилири бу китабни оқуп чиққандин кейин, мәзкур китабни асасий тема қилған һалда 3-айниң 2-күни “шәрқий түркистан үчүн әҗдиһа билән елишқан аял рабийә қадир” темисида йиғин чақирди.
Бу йиғинни сакаря университети диний билимләр факултети оқуғучилар уюшмиси уюштурған болуп, йиғинда мәрйәм челик рабийә қадир ханимниң китабини оқуп чиқип китабниң қисқичә мәзмунини аңлатти. Сәлма алмас исимлик оқуғучи “шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндилири” темисида, мунәввәр гүлчә ханим “шәрқий түркистанниң омумий вәзийити” темисида вә фәйза шишко ханим болса “шәрқий түркистанниң келәчики” темисида сөз қилди.
Йиғин ахирида шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ баш катипи һамут гөктүрк әпәнди оқуғучиларниң уйғурлар һәққидики соаллириға җаваб бәрди. Биз бу йиғин һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн йиғинни уюштурған сакаря университети диний билимләр факултети оқутқучиси проф. Др. Мустафа ақчай әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.
У бу йиғин һәққидә мәлумат берип мундақ деди:
Бүгүн “шәрқий түркистан үчүн әҗдиһа билән елишқан аял рабийә қадир” мавзулуқ йиғин чақирдуқ. Бу йиғинни ечиштики мәқситимиз 5-июл үрүмчи вәқәсидә хитайларниң уйғурларға қилған зулумини йәнә бир қетим күн тәртипкә елип келиш иди. Буниңдин башқа мусулман уйғур хәлқиниң авазини дуняға аңлитиватқан рабийә қадир ханимниң иш излирини оқутқучи -оқуғучиларға аңлитиш үчүн бу йиғинни чақирдуқ. Йиғин наһайити яхши өтти.”
Йиғинда сөз қилған сәлма әлмас исимлик оқуғучи йиғинда қилған сөзи һәққидә мәлумат берип мундақ деди:
Биз рабийә қадир ханим һәққидә йезилған китабни оқуғандин кейин бундақ бир паалийәт өткүзүшкә қарар қилдуқ. Мән китабтин бәк тәсирләндим. Бир аялниң бу қәһриманлиқ иш излиридин бәк тәсирләндуқ. Рабийә қадир ханим һәққидә йезилған бу китаб арқилиқ шәрқий түркистан һәққидә техиму көп мәлуматқа игә болдуқ. Мән бу йиғинда шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндилири һәққидә тохталдим. Бу һәқтә елип барған тәтқиқатлирим нәтиҗисидә бүгүн дуняда әң көп инсан һәқлири дәпсәндилиригә учраватқан кишиләрниң уйғурлар икәнликини чүшинип йәттим. Мениңчә бу йиғин бәк пайдилиқ болди. Биз яшларниң вәзиписи шәрқий түркистанни давамлиқ һалда күн тәртипкә елип келиш, һөкүмитимизниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүшини қолға кәлтүрүш.
Йиғинда рабийә қадир ханимниң иш излири һәққидә сөз қилған мәрйәм челик ханим йиғинда қилған сөзи һәққидә тохтилип мундақ деди:
Мән йиғинда рабийә қадир ханимниң шәрқий түркистанда қилған муҗадилисини аңлаттим. Рабийә қадир ханим зор мувәппәқийәткә еришкән бир уйғур аял. У өз мәнпәитини ойлимай өз хәлқиниң бәхти үчүн өмүр бойи һармай талмай күрәш қиливатқан қәһриман аял. Мән “әҗдиһа билән елишқан аял рабийә қадир ханим” дегән китабни баштин ахир оқуп чиқип, китабниң муһим йәрлирини йиғинда аңлаттим. Рабийә қадир ханим биз ханим қизларниң үлгиси.