Хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң мүлкини бир тәрәп қилиш гурупписи қурди


2007.04.11

qahar-abdurehim-150.jpg
Рабийә қадир ханимниң чоң оғли қаһар абдурәһим. Хитай даирилири қаһар абдуреһимни рабийә қадирниң қалған иқтисадини һәмдә мал-мүлкини бир тәрәп қилиш гурупписиниң әзаси қилип тәйинлигән.

Америкиниң пайтәхти вашингтондики, уйғур кишилик һоқуқ лайиһиси ишханисиниң хәвәр қилишичә, рабийә қадир ханимниң қалған иқтисади вә мал-мүлкини бир тәрәп қилиш һәққидики учур, тунҗи қетим, хитай даирлири 2‏-април күни үрүмчидә рабийә қадир ханимниң әқидә сода сарийи әтрапида тарқатқан, рабийә қадирниң мал мүлкини бир тәрәп қилиш үчүн хизмәт гурупписи қурулғанлиқи һәққидики уқтуруши арқилиқ аммиға аян болған.

Мәзкур еланда, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ширкитигә берилгән 22 милйон йүән җәриманисини йиғишқа башлиғанлиқи вә өткән йили ноябир ейида үрүмчи тәңритағ районлуқ сот мәһкимисиниң һөкүмигә асасән, рабийә қадирниң мал- мүлкиниң мусадирә қилинидиғанлиқи әскәртилгән.

Хитай һөкүмитиниң уқтурушиға асасланғанда, хитай һөкүмити рабийә қадир аилисини баҗ оғрилиған вә баҗни кечикип тапшурған, шундақла мүлкини һөкүмәттин йошурған дәп әйиблигән. Шу уқтурушта, хитай һөкүмити "бу уқтурушни чапланған җайдин еливәткәнләр яки еланни йиртқанлар қанунға асасән җазалиниду" дәп агаһландурулған.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир аилисиниң мал-мүлкини бир тәрәп қилиш қарари һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.