Рабийә қадир ханимниң римдики тәсиратлири
Мухбиримиз әркин тарим
2009.11.24
2009.11.24

RFA Photo / Erkin Tarim
Рим империйиси миладидин бурун 100 - йили августус рәһбәрликидә қурулған. Миладидин кейин 395 - йили бу империйиси ғәрбий вә шәрқий рим империйиси дәп иккигә айрилған. Ғәрбий рим империйиси 476 - йилида йимирилгән болуп, шәрқий рим империйиси болса 1453 - йили фатиһ султан мәһмәтниң истанбулни қолға чүшүрүши билән йимирилгән.
Рим империйисигә аит тарихий асарә - әтиқиләр бүгүнки италийиниң пайтәхти рим шәһиридә қоғдалмақта. Рабийә қадир ханим 2000 йил бурун рим империйиси мәзгилидә кесәк билән селинған биналарниң наһайити яхши қоғдиливатқанлиқини көрүп, ихтиярсиз һалда хитайларниң қәшқәрдики өйләрни қандақ йоқ қиливатқанлиқи көз алдиға келип биарам болған.
Рабийә қадир ханим, уйғурларниңму дуня мәдәнийәт тарихиға муһим төһпиләрни қошқан бир милләт икәнликини, әмма хитай диктаторлириниң уйғур миллитиниң мәдәнийитини һөрмәт қилмастин йоқ қиливатқанлиқини, буни аз дәп уйғурларниму йоқ қилишқа урунуватқанлиқи тоғрисида тохтилип өтти.
Италийиниң пайтәхти рим шәһири явропаниң пайтәхти һесаблашқа болидиған қәдимий тарихқа игә. Бүгүн 3 милйонлуқ нопуси билән явропадики әң чоң шәһәрләрдин бири. Рабийә қадир ханим бу шәһәрни екскурсийә қилип, өз тәсиратлирини оттуриға қойди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.