Уйғурларниң рәһбири рабийә қадир ханим явропада нәтиҗилик паалийәтләрни елип барди

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, йеқинда германийидә ечилған уйғур аяллирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири билән тәрбийиләш курсиға бивастә йетәкчилик қилди вә курс ахирлашқандин кейин, белгийә һәмдә голландийидә яшаватқан уйғурлар билән учришип, мәзкүр дөләтләрдә уйғур давасини тәрәққи қилдуруш үчүн бир қатар паалийәтләрни елип барди.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.07.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 Игилишимизчә , рабийә қадир ханим 20 ‏- июлдин 28 ‏- июлғичә явропадики бу үч дөләттә уйғур давасиниң тәрәққияти үчүн , көп күч сәрп қилған болуп, у бу 8 күн җәрянида һәтта кирпик қақмай күнләрни өткүзгән.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әқидәниң д у қ ниң муавин рәиси әсқәрҗан билән өткүзгән сөһбитиниң толуқ мәлуматини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.