Рабийә қадир ханим әркин асия радиосини зиярәт қилди
2005.03.29
Атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир дүшәнбә күни радиомизни зиярәт қилғанда, радиодики мәмури даириләр вә һәр қайси бөлүм мухбирлириға сөз қилған иди.
Рабийә қадир ханим шу мәйданда мухбирларниң уйғур аптоном райони вәзийити, хитай - уйғур мунасивити рабийә қадирниң түрмидики кәчүрмиши вә униң буниңдин кейин америкида немә ишларни қилидиғанлиқи тоғрсидики суаллириға җаваб бәрди.
Рабийә қадир радиомиз хадимлириға сөзлигән нутуқида, "хәлқимниң кишилик һоқуқи дәпсәндә қилиниватқанлиқини көрүп чидап туралмидим........... Алди билән җоңго һөкүмитиниң алдида хәлқимниң хорлиниватқанлиқини шундақла һәл қилишқа тегишлик ишларни оттуриға қойдум", дәп көрсәтти.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз әркинниң программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сақчилар рабийә қадирни " бөлгүнчиләр" билән һәмкарлашмаслиқ тоғрисида агаһландурған
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадир шәрипигә күтүвелиш мурасими уюштурди
- Мән өзәмни хәлқниң дәп ативәткән......
- Рабийә қадирниң һөрлүккә еришиши пүтүн дунядики уйғурларни илһамландурди
- Америка һөкүмитиниң рабийә ханимниң қоюп берилишигә қайтурған инкаслири
- Рабийә қадир ханимни зиярәт