Хитай даирилири рабийә қадир сода сарийини чеқип ташлаш үчүн һәрикәттә

Үрүмчи даирилириниң рабийә қадир сода сарийини чеқишқа һәрикәт қиливатқанлиқидин өткән һәптә хәвәрдар болған идуқ. Үрүмчи нәнгуән сақчиханисиға қайта‏ - қайта телефон қилиш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир сода сарийини чеқиш вә сарайдики дукандарларни көчүрүш үчүн җиддий һәрикәт қиливатқанлиқиға бир айдин ашқанлиқи ашкариланди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.08.27
Rabiye-we-Aqide-Sariyi-cheqilmaqchi-305.jpg Сүрәт, рабийә сода сарийи вә әқидә сода сарайлириниң йандин көрүнүши болуп, төт коча доқмушидики бина рабийә сода сарийи, оң қол йандики бина әқидә сода сарийи.
www.uyghuramerican.org Дин елинди.

Хитай даирилириниң 5 - июл вәқәсидин кейинла рабийә сода сарийини көздин йоқатмақчи болуватқанлиқи немидин дерәк бериду ? мушу минутларда мәзкур сода сарайниң қурғучиси, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим немиләрни ойлаватиду.

Гәрчә бир һәптә илгирила, чәтәлләргә чиққан бәзи уйғур содигәрләрниң радиомизға йәткүзгән инкаслиридин, хитай һөкүмитиниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинла, рабийә қадир сода сарийини чеқип ташлаш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқи мәлум болған болсиму, хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң чәтәлләр билән болған барлиқ телефон һәм интернет алақилирини үзүп ташлиғанлиқи үчүн мәзкур учур һәққидә үрүмчидин дәлиллик мәлуматқа игә болмиған идуқ.

26 - Авғуст, рабийә қадир сода сарийи йенидики нәнгуән сақчиханисиға техникилиқ тәдбирләр арқилиқ улиған телифонимиздин, хитай даирилириниң уйғур елида әң дәсләп шәхси игилик тиклигүчи намида қурулған, уйғурлар һаятида мадди һәм мәниви ролларни елип кәлгән символлуқ характеридики уйғур миллий сода сарийи болған рабийә қадир сода сарийини чеқиш тәйярлиқини бир ай илгирила башливәткәнлики мәлум болди.

Сақчиниң баяниға қариғанда рабийә қадир сода сарийини чеқишқа мәсул даириләр рабийә қадир сода сарийиниң удулиға җайлашқан тәңгә тағ меһманханисида болуп, тәңгә тағ меһманханисиға телефон қилип бу һәқтә йәниму тәпсилий мәлумат елишқа тириштуқ.

Демәк һөкүмәт тармақлири рабийә қадир сода сарийини чеқиш үчүн пиланлиқ һалда рәсмий иш башлиғили бир айдин ашқан.

Йәттә қәвәтлик рабийә қадир сода сарийи бинаси 1990 ‏- йили тиҗарәт башлап, узақ йиллардин кейин қайта җанланған уйғур миллий игиликиниң абидиси сүпитидә қәд көтүрүп турған шундақла, 20 йилға йеқин мусаписидә, үрүмчидә уйғурлар үчүн қайнақ һаят кәйпияти, сап миллий алаһидилики болған өзгичә бир базар сүпитидә, уйғур елиниң җәнуб, шималидин кәлгән уйғурларниң үрүмчидики әң мәркәзлик топлинидиған орни болуп кәлгән.

Исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур содигәрниң билдүрүшичә, үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт бир ай илгири, рабийә қадир сода сарийидики тиҗарәтчиләргә көчүш буйруқи чүшүргән. Рабийә қадир сода сарийида бәш йүздин артуқ рәсмий дукан һәмдә яймичилар үчүн йүздин артуқ орун болуп икки миңдин артуқ содигәр һәм ушшақ тиҗарәтчиләр мәзкур сода сарайдики тиҗаритигә тайинип, аилиси һәм өзини қамдап кәлгән.

Һөкүмәт даирилири рабийә қадир сода сарийидики тиҗарәтчиләрни мәзкур сода сарайниң удул тәрипигә җайлашқан хитайлар тәрипидин қурулуп 6 йилдин бери сетилмай қуруқ турған җин хе бинасиға көчүрүшни пиланлиған болуп, һөкүмәт тәрәп рабийә қадир сода сарийидики дукандарларниң дуканлириниң һәр бир квадратметириға 15 миң йүәндин бәрмәкчи болған һәмдә буниңға рази болмиғанларға һечнемә берилмәйду дәп бесим ишлитиватқан икән.

Әмәлийәттә бу дуканларниң һазирқи базар баһаси һәр бир квадратметириға 80 миң йүәндин 100 миң йүәнгичә болуп, хитай даирилириниң һечқандақ чүшәндүрүш бәрмәйла содигәрләрни рабийә қадир сода сарийидин көчүшкә қистиши шундақла мувапиқ һәқму берилмәй еғир зиянға учритиши содигәрләрдә күчлүк наразилиқ кәйпияти қозғиған.

Хитай даирилири америкида яшаватқан уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадирни 5 - июл вәқәсини пиланлиғучи дәп көрсәткәндин башлап, рабийә қадир ханимниң үрүмчидики пәрзәнтлири һәм уруқ ‏- туғқанлириға йәниму қаттиқ бесим ишлитишкә башлиған, һәтта рабийә қадир сода сарийини чеқиштин башқа, әқидә сода сарийи һәмдә рабийә қадир аилиликләр бинасиниму бирликтә түзлимәкчи болған, нөүвәттә рабийә қадирниң үрүмчидә турушлуқ аилә әзалири өз өйлиридин көчүшкә буйрулған.

Рабийә сода сарийиниң чеқилиши мәзкур сода сарайни бина қилғучи, һәқиқий игидари болған рабийә қадир үчүн рабийә қадир аилисиниң игиликиниң хитай һөкүмити тәрипидин пүтүнләй вәйран қилинишидин дерәк бериду. Һалбуки хитайниң түрлүк роһий һәм иқтисадий, сиясий бесимлириға бәрдашлиқ берип келиватқан уйғур миллий һәрикити рәһбири, қабилийәтлик игилик тиклигүчи рабийә қадир ханим сода сарайниң чеқилидиғанлиқи һәққидики хәвәрни аңлиғинида, йәнила сарайдики икки миңдин артуқ содигәрниң йиллардин җуғлиған иқтисади, бу җайда яратқан игилики һәм һаяти пүтүнләй вәйран қилинидиғанлиқи өзини әң биарам қиливатқан мәсилә икәнликини билдүрди.

Зияритимизни қобул қилған бәзи содигәрләр, "нөвәттә рабийә қадир сода сарийидики икки миңдин артуқ содигәр һәм дукандарларниң наразилиқ кәйпияти интайин юқири, әгәр хитай даирилири мәзкур мәсилидә йәнила адил болмай пәқәт бесим сиясити арқилиқла содигәрләрниң мәнпәәтигә йәниму еғир зиянлар селишқа урунидикән, у чағда хитай һөкүмити өзи 5 - июл үрүмчи вәқәсигә охшаш йәнә бир қетимлиқ вәқәни кәлтүрүп чиқириши мумкин," дәп агаһландурмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.