Вашингтон почтиси: “рабийә қадир, хитайдин чәтәлгә чиққан кишилик һоқуқ актиплири ичидики тәсири күчийиватқанларниң бири”
2012.05.01
Хитайдики әма кишилик һоқуқ актипи чен гуаңчеңниң америкида панаһлиниш еһтимали хәвәр қилинғандин кейин, бу тйәнәнмин вәқәсидин кейин америкиға қечип чиққан барлиқ кишилик һоқуқ актиплири мәсилисини қайтидин күн тәртипкә елип кәлди. Вашингтон почтиси гезити хитайдин қечип чиққан кишилик һоқуқ актиплириниң һазирқи паалийәтлири тәпсилий тонуштурулған бир мақалә елан қилған болуп, униңда уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимму тонуштурулған. Мақалидә униңға, кишилик һоқуқ паалийәтлирини мувәппәқийәтлик һалда давам қилип, давамлиқ юқириға өрләватқанларниң бири, дәп баһа берилгән. Рабийә қадир ханим бүгүн бу һәқтә радиомизға баянат берип, өзиниң нәтиҗә қазинишидики сәвәбләр үстидә тохталди.
Хитайдики әма кишилик һоқуқ актипи чен гуаңчен нәзәрбәндтики өйидин қечип кәткәндин кейин, униң америкида панаһлинидиғанлиқи вә бу мәсилиниң йеқинда хитайға зиярәткә баридиған америка дөләт ишлири министири һилларий килинтонниң хитайға қилидиған зияритиниң асаслиқ темиси болидиғанлиқи йеқинқи күнләрдин буян америкиниң күн тәртипини мәшғул қиливатқан муһим мәсилиләрниң бири болуп қалди.
Түнүгүн америка президенти барак обама мухбирларниң бу һәқтики соалиға җаваб бәргәндә, чен гуаңченниң исмини биваситә тилға алмиған болсиму, әмма “кишилик һоқуқ мәсилиси америка-хитай арисидики учришишларда давамлиқ әң муһим тема болуп кәлди, америка хитайниң демократийилишишигә көңүл бөлиду” деди.
Һазир бу һәқтә чиқиватқан хәвәрләрдә һазир чен гуаңченниң америкида панаһлинидиғанлиқи һәққидә ениқ мәлуматлар болмисиму, әмма көзәткүчиләр вәқәликниң тәрәққиятидин, америкиниң ченға панаһлиқ беридиғанлиқи, ченниңму буни қобул қилип, америкиға келидиғанлиқи еһтималға әң йеқин, дәп қаримақта. Чен гуаңченға охшаш бир даң чиқарған кишилик һоқуқ актипиниң хитайдин чиқип америкида панаһлиниш еһтимали һазир көзәткүчиләрдә охшимиған көз қарашларни пәйда қилди. Чүнки, 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитидин кейинки йилларда хитайдин чәтәлләргә чиқип кәткән кишилик һоқуқ актиплири суға чүшкән таштәк йоқап кәткән мисалларму аз болмиғанлиқтин, бир қисим көзәткүчиләр чен гуаңченниң чәтәлгә чиқип әркинликкә еришишини иҗабий әһвал дәп қарисиму, әмма униң бундин кейинки кишилик һоқуқ күришидә һазирқидәк нәтиҗә яриталайдиғанлиқидин гуманланмақта. Мәсилән, вашингтон почтиси бу һәқтә елан қилған мулаһизисидә чен гуаңченни америкида панаһлиништин аввал мушу еһтималлиқни көздә тутушқа әскәрткән.
“чен гуаңчен америкида панаһлиништин илгири шөһритидин айрилип қелиш еһтималлиқини дәңсәп көрүши керәк” дәп мавзу қоюлған мулаһизидә хитайдики демократийилик һәрикәтләрдә рол алған вә кейин америкиға келип яшаватқан бәзи кишилик һоқуқ актиплириниң һазирқи әһваллири мисал кәлтүрүлгән. Униңда, 16 йил хитай түрмисидә ятқандин кейин һазир америкида яшаватқан шү венли, тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитидин кейин қечип чиққан ли лу, фаң лиҗи қатарлиқ актиплар чәтәлгә чиққандин кейин түрлүк сәвәбләр түпәйлидин өз паалийәтлирини давам қилалмиғанлиқтин, нәтиҗидә демократийилик һәрикәтләрдики роли вә тәсиридин айрилип қалғанлиқи мисал қилинған вә бундин сирт йәнә, америкиға кәлгәндин кейинму актип һалда демократик паалийәтлирини давам қиливатқан санақлиқ өрнәкләрдин мисал берилгән болуп, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим әнә шу санақлиқ өрнәкләрниң бири. Мақалидә у, америкиға чиққандин кейинму өз тәсирини үзлүксиз күчәйткән вә америка сабиқ президенти бушниң икки қетим қобул қилишиға еришкән санақлиқ кишилик һоқуқ актипи қатарида алаһидә тилға елинған.
Рабийә қадир ханим америкиниң дипломатийилик тиришчанлиқлири нәтиҗисидә, ахири 2005-йили түрмидин азад қилинип, америкидики аилиси билән җәм болуш пурситигә еришкән иди. Вашингтон почтиси униң америкиға кәлгәндин кейинму актип паалийәт қилип, уйғур давасиниң сеймаси һалиға кәлгәнликини нәқил қилған.
Рабийә қадир ханимниң хитай һөкүмитигә қарши елип бериватқан кишилик һоқуқ һәрикитини оңушлуқ давам қилған санақлиқ бир қанчә кишиниң бири болалишидики сәвәб немә? рабийә қадир ханим бүгүн радиойимизниң зияритини қобул қилип, өзиниң бу һәқтики тәсиратлирини биз билән ортақлашти. У өзиниң бу нәтиҗисини вәзийәтниң тәқәззаси вә барлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә хәлқиниң қизғин қоллап-қуввәтлишидин айрип қариғили болмайдиғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир ханим йәнә, миллий давада қолға кәлтүргән нәтиҗилирини америка башчилиқидики демократийини яқилайдиған һәрқайси әлләрниң уйғур миллий давасиға болған қоллишидин айрип қариғили болмайдиғанлиқини билдүрди.
У сөзиниң ахирида, иттипақлиқ вә бирликниң уйғур миллий давасиниң кәлгүси тәрәққияти үчүн һәл қилғуч әһмийәткә игә икәнликини әскәртип, барлиқ уйғурларни ортақ нишан астида зич уюшушқа чақирди.