Рабийә ханим австралийигә йетип барди вә пәрзәнтлириниң хети һәққидә тохталди

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бүгүн әтигән австралийигә йетип барди. Австралийидики уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири вә бир қисим әзалири рабийә ханимни сидней айродромида күтивалди.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.08.04
Rabiye-xanim-yaponda-doklat-bermekte-305.jpg Сүрәт,29 - ийул күни, рабийә ханимниң йапонийә дөләтлик ахбарат кулубида мухбирларниң соаллириға җавап бериватқан көрүнүши.
AFP Photo

Рабийә ханимниң бу қетимқи австралийә зиярити 10 күн давам қилиду. Бу җәрянда у ахбарат йиғини ечиш, австралийә парламент әзалири билән учришиш вә австралийидики түрк җамаитигә 5 - июл вәқәси һәққидә мәлумат бериш қатарлиқ паалийәтләрни елип бариду.

Бу қетимқи зиярәтниң әң муһим қисми 8 - авғуст күни болуп, бу күни рабийә ханим мелборнда өткүзилидиған хәлқаралиқ кино фистивалиға меһман сүпитидә қатнишиду.
 
Рабийә ханим бүгүн сидней айродромида телефон зияритимизни қобул қилип пәрзәнтлиригә яздурулған хәт үстидә тохталди.
 
Рабийә ханимниң токйо зиярити давамида, хитай японийидики баш әлчисини қайтуруп әкитиш арқилиқ япон һөкүмитигә қаттиқ наразилиқ билдүргән иди. Хитай австралийигиму көп қетим тәләп сунуп, рабийә ханим һәққидә ишләнгән кино филимини милборн кино фистивалиға қатнаштурмаслиқни сориған , әмма тәлипи рәт қилинған иди. Рабийә ханим балилириниң хети һәққидә қилған сөзидә , хитайниң һәр қандақ шәкилдики һуҗумлириниң өзини тоғра йолдин ваз кәчтүрәлмәйдиғанлиқини, әксинчә техиму күчләндүрүдиғанлиқини билдүрди.

Рабийә ханим сөзидә йәнә, хитайниң қорал күчигә тайинип туруп балилириниң тилини вә қәлимини контрол қилалайдиғанлиқини; әмма уларниң қәлбини контрол қилалмайдиғанлиқини, йәни ана - балилиқ меһридин ибарәт тәңри ата қилған бу муһәббәтни хитайниң йоқ қилалмайдиғанлиқини әскәртти.

Рабийә ханим сөзидә йәнә, "хитайниң қиливатқени чидимаслиқ, уйғур мәсилисиниң дуняға тонулуп кетишидин әндишә қилиш" дәп чүшәндүрди.

Рабийә ханимниң бу қетимқи австралийә зияритиниң күнтәртипи һәққидә австралийә уйғур җәмийитиниң мәсули һүсән әпәндиму мәлумат бәрди.

Рабийә ханим, зияритимиз ахирида хитай һөкүмитиниң немә үчүн өзигә бу қәдәр өчмәнлик қилидиғанлиқи һәққидә тохталди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.